< Zǝbur 73 >

1 Asaf yazƣan küy: — Dǝrwǝⱪǝ Huda Israilƣa, Ⱪǝlbi sap bolƣanlarƣa meⱨribandur;
Асаф язған күй: — Дәрвәқә Худа Исраилға, Қәлби сап болғанларға меһривандур;
2 Lekin ɵzüm bolsam, putlixip yiⱪilip qüxüxkǝ tasla ⱪaldim; Ayaƣlirim teyilip kǝtkili ⱪil ⱪaldi;
Лекин өзүм болсам, путлишип жиқилип чүшүшкә тасла қалдим; Аяқлирим тейилип кәткили қил қалди;
3 Qünki rǝzillǝrning ronaⱪ tapⱪanliⱪini kɵrüp, Ⱨakawurlarƣa ⱨǝsǝt ⱪildim;
Чүнки рәзилләрниң ронақ тапқанлиғини көрүп, Һакавурларға һәсәт қилдим;
4 Qünki ular ɵlümidǝ azablar tartmaydu, Əksiqǝ teni mǝzmut wǝ saƣlam turidu.
Чүнки улар өлүмидә азаплар тартмайду, Әксичә тени мәзмут вә сағлам туриду.
5 Ular insanƣa has japani kɵrmǝydu, Yaki hǝⱪlǝrdǝk balayi’apǝtkǝ uqrimaydu.
Улар инсанға хас җапани көрмәйду, Яки хәқләрдәк балаю-апәткә учримайду.
6 Xunga mǝƣrurluⱪ marjandǝk ularƣa esilidu, Zorluⱪ-zomigǝrlik tondǝk ularƣa qaplixidu.
Шуңа мәғрурлуқ марҗандәк уларға есилиду, Зорлуқ-зомигәрлик тондәк уларға чаплишиду.
7 Ular sǝmrip kǝtkǝnlikidin kɵzliri tompiyip qiⱪti; Ularning ⱪǝlbidiki hiyalǝtlǝr ⱨǝddidin exip ketidu.
Улар сәмрип кәткәнлигидин көзлири томпийип чиқти; Уларниң қәлбидики хияләтләр һәддидин ешип кетиду.
8 Baxⱪilarni mǝshirǝ ⱪilip zǝⱨǝrlik sɵzlǝydu; Ⱨalini üstün ⱪilip diwinip, doⱪ ⱪilidu.
Башқиларни мәсқирә қилип зәһәрлик сөзләйду; Һалини үстүн қилип дивинип, доқ қилиду.
9 Ular aƣzini pǝlǝkkǝ ⱪoyidu, Ularning tilliri yǝr yüzini kezip yüridu.
Улар ағзини пәләккә қойиду, Уларниң тиллири йәр йүзини кезип жүриду.
10 Xunga [Hudaning] hǝlⱪi muxularƣa mayil bolup, Ularning degǝnlirini su iqkǝndǝk ahiriƣiqǝ iqip: —
Шуңа [Худаниң] хәлқи мошуларға майил болуп, Уларниң дегәнлирини су ичкәндәк ахириғичә ичип: —
11 «Tǝngri ⱪandaⱪ bilǝlǝytti?», «Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqida bilim barmu?» — dǝydu.
«Тәңри қандақ биләләйтти?», «Һәммидин Алий Болғучида билим барму?» — дәйду.
12 Mana bular rǝzillǝrdur; Ular bu dunyada raⱨǝt-paraƣǝtni kɵridu, Bayliⱪlarni toplaydu.
Мана булар рәзилләрдур; Улар бу дунияда раһәт-парағәтни көриду, Байлиқларни топлайду.
13 «Aⱨ, ⱨǝⱪiⱪǝtǝn bikardin-bikar kɵnglümni paklanduruptimǝn, Gunaⱨsiz turup ⱪolumni artuⱪqǝ yuyup kǝptimǝn;
«Аһ, һәқиқәтән бекардин-бекар көңлүмни пакландуруптимән, Гунасиз туруп қолумни артуқчә жуюп кәптимән;
14 Bikarƣa kün boyi japa qekiptimǝn; Xundimu ⱨǝr sǝⱨǝrdǝ [wijdanning] ǝyibigǝ uqrap kǝldim!».
Бекарға күн бойи җапа чекиптимән; Шундиму һәр сәһәрдә [виҗданниң] әйивигә учрап кәлдим!».
15 Biraⱪ mǝn: — «Bundaⱪ [desǝm], Bu dǝwrdiki pǝrzǝntliringgǝ asiyliⱪ ⱪilƣan bolmamdimǝn?» — dedim.
Бирақ мән: — «Бундақ [десәм], Бу дәвирдики пәрзәнтлириңгә асийлиқ қилған болмамдимән?» — дедим.
16 Ularni kallamdin ɵtküzǝy desǝm, Kɵzümgǝ xundaⱪ eƣir kɵründi.
Уларни калламдин өткүзәй десәм, Көзүмгә шундақ еғир көрүнди.
17 Tǝngrining muⱪǝddǝs jayliriƣa kirgüqǝ xundaⱪ oylidim; Kirgǝndila [yamanlarning] aⱪiwitini qüxǝndim.
Тәңриниң муқәддәс җайлириға киргичә шундақ ойлидим; Киргәндила [яманларниң] ақивитини чүшәндим.
18 Dǝrwǝⱪǝ Sǝn ularni teyilƣaⱪ yǝrlǝrgǝ orunlaxturisǝn, Ularni yiⱪitip parǝ-parǝ ⱪiliwetisǝn.
Дәрвәқә Сән уларни тейилғақ йәрләргә орунлаштурисән, Уларни жиқитип парә-парә қиливетисән.
19 Ular kɵzni yumup aqⱪuqila xunqǝ parakǝndǝ bolidu, Dǝⱨxǝtlǝr ularni besip yoⱪitidu!
Улар көзни жумуп ачқучила шунчә паракәндә болиду, Дәһшәтләр уларни бесип йоқитиду!
20 Sǝn i Rǝb, qüxtin oyƣanƣandǝk oyƣinip, Ornungdin turup ularning siyaⱪini kɵzgǝ ilmaysǝn.
Сән и Рәб, чүштин ойғанғандәк ойғинип, Орнуңдин туруп уларниң сияқини көзгә илмайсән.
21 Yürǝklirim ⱪaynap, Iqlirim sanjilƣandǝk bolƣan qaƣda,
Жүрәклирим қайнап, Ичлирим санҗилғандәк болған чағда,
22 Ɵzümni ⱨeqnemǝ bilmǝydiƣan bir ⱨamaⱪǝt, Aldingda bir ⱨaywan ikǝnlikimni bilip yǝttim.
Өзүмни һеч немә билмәйдиған бир һамақәт, Алдиңда бир һайван екәнлигимни билип йәттим.
23 Ⱨalbuki, mǝn ⱨǝmixǝ Sǝn bilǝn billǝ; Sǝn meni ong ⱪolumdin tutup yɵliding;
Һалбуки, мән һемишә Сән билән биллә; Сән мени оң қолумдин тутуп йөлидиң;
24 Ɵz nǝsiⱨǝting bilǝn meni yetǝklǝysǝn, Xan-xǝripngni namayan ⱪilƣandin keyin, Ahirida Sǝn meni ɵzünggǝ ⱪobul ⱪilisǝn.
Өз несиһәтиң билән мени йетәкләйсән, Шан-шәрипңни намайән қилғандин кейин, Ахирида Сән мени өзүңгә қобул қилисән.
25 Ərxtǝ Sǝndin baxⱪa mening kimim bar? Yǝr yüzidǝ bolsa Sǝndin baxⱪa ⱨeqkimgǝ intizar ǝmǝsmǝn.
Әрштә Сәндин башқа мениң кимим бар? Йәр йүзидә болса Сәндин башқа һеч кимгә интизар әмәсмән.
26 Ətlirim ⱨǝm ⱪǝlbim zǝiplixidu, Lekin Huda ⱪǝlbimdiki ⱪoram tax ⱨǝm mǝnggülük nesiwǝmdur!
Әтлирим һәм қәлбим зәиплишиду, Лекин Худа қәлбимдики қорам таш һәм мәңгүлүк несивәмдур!
27 Qünki mana, Sǝndin yiraⱪ turƣanlar ⱨalak bolidu; Wapasizliⱪ ⱪilƣan paⱨixǝ ayaldǝk Sǝndin waz kǝqkǝnlǝrning ⱨǝrbirini yoⱪitisǝn.
Чүнки мана, Сәндин жирақ турғанлар һалак болиду; Вапасизлиқ қилған паһишә аялдәк Сәндин ваз кәчкәнләрниң һәр бирини йоқитисән.
28 Biraⱪ mǝn üqün, Hudaƣa yeⱪinlixix ǝwzǝldur! Uning barliⱪ ⱪilƣan ixlirini jakarlax üqün, Rǝb Pǝrwǝrdigarni tayanqim ⱪildim.
Бирақ мән үчүн, Худаға йеқинлишиш әвзәлдур! Униң барлиқ қилған ишлирини җакалаш үчүн, Рәб Пәрвәрдигарни таянчим қилдим.

< Zǝbur 73 >