< Zǝbur 69 >
1 Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup, «Nilupǝrlǝr» degǝn aⱨangda oⱪulsun dǝp, Dawut yazƣan küy: — Meni ⱪutⱪuzƣaysǝn, i Huda! Sular jenimdin ɵtti;
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Нилупәрләр» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған күй: — Мени қутқузғайсән, и Худа! Сулар җенимдин өтти;
2 Turƣudǝk jay yoⱪ qongⱪur patⱪaⱪliⱪⱪa qɵküp kǝttim; Suning qongⱪur yerigǝ qüxüp kǝttim, Kǝlkün meni ƣǝrⱪ ⱪildi.
Турғидәк җай йоқ чоңқур патқақлиққа чөкүп кәттим; Суниң чоңқур йеригә чүшүп кәттим, Кәлкүн мени ғәриқ қилди.
3 Pǝryadlirimdin ⱨalimdin kǝttim; Gallirim ⱪurup kǝtti; Hudayimƣa tǝlmürüp, kɵzümdin ketǝy dǝp ⱪaldim;
Пәрядлиримдин һалимдин кәттим; Галлирим қуруп кәтти; Худайимға тәлмүрүп, көзүмдин кетәй дәп қалдим;
4 Sǝwǝbsiz manga ɵq bolƣanlar qaqlirimdinmu kɵptur; Meni yoⱪatmaⱪqi bolƣanlar, Ⱪara qaplap mǝn bilǝn düxmǝnlixidiƣanlar küqlüktur; Xu qaƣda ɵzüm bulimiƣan nǝrsini ⱪayturimǝn.
Сәвәпсиз маңа өч болғанлар чачлиримдинму көптур; Мени йоқатмақчи болғанлар, Қара чаплап мән билән дүшмәнлишидиғанлар күчлүктур; Шу чағда өзүм булимиған нәрсини қайтуримән.
5 I Huda, mening nadanliⱪim ɵzünggǝ ayan; Mening ⱪǝbiⱨliklirim Sǝndin yoxurun ǝmǝstur.
И Худа, мениң наданлиғим өзүңгә аян; Мениң қәбиһликлирим Сәндин йошурун әмәстур.
6 Mening sǝwǝbimdin, i Rǝb, samawiy ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar, Ɵzünggǝ umid baƣlap kütkǝnlǝr yǝrgǝ ⱪarap ⱪalmiƣay; I Israilning Hudasi, Ɵzüngni izdigüqilǝr mening sǝwǝbimdin xǝrmǝndǝ bolmiƣay;
Мениң сәвәвимдин, и Рәб, самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Өзүңгә умид бағлап күткәнләр йәргә қарап қалмиғай; И Исраилниң Худаси, Өзүңни издигүчиләр мениң сәвәвимдин шәрмәндә болмиғай;
7 Qünki Seni dǝp mǝn rǝswaqiliⱪⱪa uqridim; Xǝrmǝndilik yüzümgǝ qaplandi.
Чүнки Сени дәп мән рәсвачилиққа учридим; Шәрмәндилик йүзүмгә чапланди.
8 Mǝn ɵz ⱪerindaxlirimƣa yat, Anamning baliliriƣa yaⱪa yurtluⱪ boldum.
Мән өз қериндашлиримға ят, Анамниң балилириға яқа жутлуқ болдум.
9 Qünki meni [muⱪǝddǝs] ɵyünggǝ bolƣan otluⱪ muⱨǝbbǝt qulƣuwalƣanidi; Sanga ⱨaⱪarǝt ⱪilƣanlarning ⱨaⱪarǝtlirimu mening üstümgǝ qüxti;
Чүнки мени [муқәддәс] өйүңгә болған отлуқ муһәббәт чулғувалған еди; Саңа һақарәт қилғанларниң һақарәтлириму мениң үстүмгә чүшти;
10 Mǝn yiƣlidim, jenim roza tutti, Bumu manga ǝyib dǝp ⱪaraldi.
Мән жиғлидим, җеним роза тутти, Буму маңа әйип дәп қаралди.
11 Mǝn bɵzni kiyimim ⱪilip kiysǝm, Xuning bilǝn ularning sɵz-qɵqikigǝ ⱪaldim.
Мән бөзни кийимим қилип кийсәм, Шуниң билән уларниң сөз-чөчикигә қалдим.
12 Xǝⱨǝr ⱪowuⱪida olturƣanlarning tǝnǝ gepigǝ ⱪaldim, Mǝyhorlarning nahxisining temisi boldum.
Шәһәр қовуқида олтарғанларниң тәнә гепигә қалдим, Мәйхорларниң нахшисиниң темиси болдум.
13 Biraⱪ mǝn xǝpⱪitingni kɵrsǝtkǝn waⱪtingda duayimni sanga nixanlidim, i Pǝrwǝrdigar; I Huda, ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbitingning zorluⱪidin, Nijatliⱪ ixǝnqidǝ manga jawab bǝrgǝysǝn;
Бирақ мән шәпқитиңни көрсәткән вақтиңда дуайимни саңа нишанлидим, и Пәрвәрдигар; И Худа, өзгәрмәс муһәббитиңниң зорлуғидин, Ниҗатлиқ ишәшидә маңа җавап бәргәйсән;
14 Meni patⱪaⱪliⱪtin ⱪutⱪuzuwalƣaysǝn, Meni qɵktürmigǝysǝn; Manga ɵqmǝn bolƣanlardin, Suning qongⱪur yeridin ⱪutuldurƣaysǝn;
Мени патқақлиқтин қутқузувалғайсән, Мени чөктүрмигәйсән; Маңа өчмән болғанлардин, Суниң чоңқур йеридин қутулдурғайсән;
15 Kǝlkün suliriƣa meni ƣǝrⱪ ⱪildurmiƣaysǝn; Dengiz tǝglirigimu meni yutⱪuzmiƣaysǝn; [Tegi] yoⱪ ⱨangning meni ⱨap etip aƣzini yumuwelixiƣa yol ⱪoymiƣaysǝn!
Кәлкүн сулириға мени ғәриқ қилдурмиғайсән; Деңиз тәглиригиму мени жутқузмиғайсән; [Теги] йоқ һаңниң мени һап етип ағзини жумувелишиға йол қоймиғайсән!
16 Duayimni ijabǝt ⱪilƣaysǝn, i Pǝrwǝrdigar, Qünki ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbiting yahxidur; Mol rǝⱨimdilliⱪing bilǝn manga yüzlǝngǝysǝn;
Дуайимни иҗабәт қилғайсән, и Пәрвәрдигар, Чүнки өзгәрмәс муһәббитиң яхшидур; Мол рәһимдиллиғиң билән маңа йүзләнгәйсән;
17 Jamilingni ⱪulungdin yoxurmiƣaysǝn; Qünki beximƣa kün qüxti; Tezdin manga jawab bǝrgǝysǝn.
Җамилиңни қулуңдин йошурмиғайсән; Чүнки бешимға күн чүшти; Тездин маңа җавап бәргәйсән.
18 Jenimƣa yeⱪinlaxⱪaysǝn, Uningƣa ⱨǝmjǝmǝt-ⱪutⱪuzƣuqi bolƣaysǝn; Düxmǝnlirim aldida meni ⱨɵrlükkǝ qiⱪarƣaysǝn;
Җенимға йеқинлашқайсән, Униңға һәмҗәмәт-қутқузғучи болғайсән; Дүшмәнлирим алдида мени һөрлүккә чиқарғайсән;
19 Ɵzüng mening rǝswaliⱪta ⱨǝm ⱨɵrmǝtsizliktǝ ⱪalƣinimni, Ⱪandaⱪ ⱨaⱪarǝtlǝnginimni bilisǝn; Rǝⱪiblirimning ⱨǝmmisi Ɵzünggǝ ayandur.
Өзүң мениң рәсвалиқта һәм һөрмәтсизликтә қалғинимни, Қандақ һақарәтләнгинимни билисән; Рәқиплиримниң һәммиси Өзүңгә аяндур.
20 Ⱨaⱪarǝt ⱪǝlbimni parǝ ⱪildi; Mǝn ⱪayƣuƣa qɵmüp kǝttim; Azƣinǝ ⱨesdaxliⱪⱪa tǝlmürgǝn bolsammu, yoⱪ boldi; Tǝsǝlli bǝrgüqilǝrnimu izdidim, lekin birsinimu uqritalmidim.
Һақарәт қәлбимни парә қилди; Мән қайғуға чөмүп кәттим; Азғинә һесдашлиққа тәлмүргән болсамму, йоқ болди; Тәсәлли бәргүчиләрниму издидим, лекин бирисиниму учриталмидим.
21 Bǝrⱨǝⱪ, ular ozuⱪumƣa ɵt süyi, Ussuzluⱪumƣa sirkini bǝrdi.
Бәрһәқ, улар озуғумға өт сүйи, Уссузлуғумға сиркини бәрди.
22 Ularning dastihini ɵzlirigǝ ⱪiltaⱪ, Ularning ⱨalawiti ⱪapⱪan bolƣay.
Уларниң дәстихини өзлиригә қилтақ, Уларниң һалавити қапқан болғай.
23 Kɵzliri torlixip kɵrmǝydiƣan bolup kǝtkǝy; Bǝl-putlirini titrǝkkǝ salƣaysǝn;
Көзлири торлишип көрмәйдиған болуп кәткәй; Бәл-путлирини титрәккә салғайсән;
24 Ⱪǝⱨringni ularning üstigǝ qüxürgǝysǝn, Ƣǝzipingning otliri ularƣa tutaxⱪay;
Қәһриңни уларниң үстигә чүшүргәйсән, Ғәзивиңниң отлири уларға туташқай;
25 Ularning makani harabǝ bolƣay, Qedirliri qɵldǝrǝp ⱪalƣay;
Уларниң макани харабә болғай, Чедирлири чөлдәрәп қалғай;
26 Qünki ular Sǝn urƣanƣa tehimu ziyankǝxlik ⱪilmaⱪta; Sǝn zǝhimlǝndürgǝnlǝrning azabiƣa gǝp bilǝn azab ⱪoxmaⱪta.
Чүнки улар Сән урғанға техиму зиянкәшлик қилмақта; Сән зәхимләндүргәнләрниң азавиға гәп билән азап қошмақта.
27 Ularning gunaⱨiƣa gunaⱨ ⱪoxⱪaysǝn, Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪingning nesiwisigǝ ularni erixtürmigǝysǝn.
Уларниң гунайиға гуна қошқайсән, Һәққанийлиғиңниң несивисигә уларни ериштүрмигәйсән.
28 Ular ⱨayatliⱪ dǝptiridin ɵqürülgǝy; Ⱨǝⱪⱪaniylarning ⱪatariƣa pütülmigǝy.
Улар һаятлиқ дәптиридин өчүрүлгәй; Һәққанийларниң қатариға пүтүлмигәй.
29 Biraⱪ mǝn bolsam bir ezilgǝn dǝrdmǝn; Nijatliⱪing, i Huda, meni yuⱪiriƣa kɵtürüp ⱪutⱪuzƣay;
Бирақ мән болсам бир езилгән дәрдмән; Ниҗатлиғиң, и Худа, мени жуқуриға көтирип қутқузғай;
30 Mǝn munajat oⱪup Hudaning namini mǝdⱨiyilǝymǝn; Tǝxǝkkürlǝr bilǝn uni uluƣlaymǝn;
Мән мунаҗат оқуп Худаниң намини мәдһийиләймән; Тәшәккүрләр билән уни улуқлаймән;
31 Bu bolsa Pǝrwǝrdigarni hursǝn ⱪilix üqün, Ɵküz tǝⱪdim ⱪilƣandin ǝwzǝldur; Münggüz-tuyaⱪliri saⱪ torpaⱪ bǝrgǝndinmu artuⱪtur.
Бу болса Пәрвәрдигарни хурсән қилиш үчүн, Өкүз тәқдим қилғандин әвзәлдур; Мүңгүз-туяқлири сақ топақ бәргәндинму артуқтур.
32 Yawax mɵminlǝr buni kɵrüp huxal bolidu; Hudani izdigǝnlǝr — Ⱪǝlbinglar yengilinidu.
Югаш мөминләр буни көрүп хошал болиду; Худани издигәнләр — Қәлбиңлар йеңилиниду.
33 Qünki Pǝrwǝrdigar yoⱪsullarning iltijasini anglaydu, Ɵzigǝ tǝwǝ ǝsir ⱪilinƣanlarni u kǝmsitmǝydu;
Чүнки Пәрвәрдигар йоқсулларниң илтиҗасини аңлайду, Өзигә тәвә әсир қилинғанларни у кәмситмәйду;
34 Asman-zemin Uni mǝdⱨiyilisun! Dengiz-okyanlar ⱨǝm ularda yürgüqi barliⱪ janiwarlar Uni mǝdⱨiyiligǝy!
Асман-зимин Уни мәдһийилисун! Деңиз-океанлар һәм уларда жүргүчи барлиқ җаниварлар Уни мәдһийилигәй!
35 Qünki Huda Zionni ⱪutⱪuzidu; Yǝⱨudaning xǝⱨǝrlirini ⱪayta bina ⱪilidu; Ular axu yǝrdǝ olturaⱪlixip, igilik tiklǝydu.
Чүнки Худа Зионни қутқузиду; Йәһуданиң шәһәрлирини қайта бена қилиду; Улар әшу йәрдә олтирақлишип, егилик тикләйду.
36 Uning ⱪullirining nǝsilliri uningƣa miras bolidu, Uning namini sɵygǝnlǝr u yǝrlǝrdǝ makanlixidu.
Униң қуллириниң нәсиллири униңға мирас болиду, Униң намини сөйгәнләр у йәрләрдә маканлишиду.