< Zǝbur 67 >

1 Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup, tarliⱪ sazlar bilǝn qelinsun, dǝp yezilƣan küy-nahxa: — Huda bizgǝ meⱨir-xǝpⱪǝt kɵrsitip, bizni bǝrikǝtlǝp, Ɵz jamalining nurini üstimizgǝ qaqⱪay! (Selaⱨ)
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән челинсун, дәп йезилған күй-нахша: — Худа бизгә меһри-шәпқәт көрситип, бизни бәрикәтләп, Өз җамалиниң нурини үстимизгә чачқай! (Селаһ)
2 Xundaⱪ ⱪilƣanda yolung pütkül jaⱨanda, Ⱪutuldurux-nijatliⱪing barliⱪ ǝllǝr arisida ayan bolidu.
Шундақ қилғанда йолуң пүткүл җаһанда, Қутулдуруш-ниҗатлиғиң барлиқ әлләр арисида аян болиду.
3 Barliⱪ ⱪowmlar Seni mǝdⱨiyiligǝy, i Huda; Barliⱪ ⱪowmlar Seni mǝdⱨiyiligǝy!
Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй, и Худа; Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй!
4 Jimi ⱪowmlar huxalliⱪ bilǝn tǝntǝnǝ ⱪilip küyligǝy, Qünki Sǝn hǝlⱪ-millǝtlǝrgǝ adilliⱪ bilǝn ⱨɵküm qiⱪirisǝn, Yǝr yüzidiki taipilǝrni, Sǝn yetǝklǝysǝn; (Selaⱨ)
Җими қовмлар хошаллиқ билән тәнтәнә қилип күйлигәй, Чүнки Сән хәлиқ-милләтләргә адиллиқ билән һөкүм чиқирисән, Йәр йүзидики таипиләрни, Сән йетәкләйсән; (Селаһ)
5 Barliⱪ ⱪowmlar Seni mǝdⱨiyiligǝy, i Huda; Barliⱪ ⱪowmlar Seni mǝdⱨiyiligǝy!
Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй, и Худа; Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй!
6 Wǝ yǝr-zemin kɵklirini ündüridu; Huda, bizning Hudayimiz, bizni bǝrikǝtlǝydu;
Вә йәр-зимин көклирини үндүриду; Худа, бизниң Худайимиз, бизни бәрикәтләйду;
7 Huda bizni bǝrikǝtlǝydu; Xuning bilǝn yǝr yüzndikilǝr qǝt-yaⱪilarƣiqǝ uningdin ǝyminixidu!
Худа бизни бәрикәтләйду; Шуниң билән йәр йүзндикиләр чәт-яқиларғичә униңдин әйминишиду!

< Zǝbur 67 >