< Zǝbur 66 >

1 Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup, tarliⱪ sazlar bilǝn oⱪulsun dǝp, küy-nahxa: — Pütkül jaⱨan, huxalliⱪ bilǝn Hudaƣa tǝntǝnǝ ⱪilinglar!
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, күй-нахша: — Пүткүл җаһан, хошаллиқ билән Худаға тәнтәнә қилиңлар!
2 Uning namining uluƣluⱪini nahxa ⱪilip jakarlanglar, Uning mǝdⱨiyilirini xǝrǝplik ⱪilinglar!
Униң наминиң улуқлуғини нахша қилип җакалаңлар, Униң мәдһийилирини шәрәплик қилиңлар!
3 Hudaƣa: «Sening ⱪilƣanliring nǝⱪǝdǝr ⱪorⱪunqluⱪtur! Ⱪudriting zor bolƣaq, Düxmǝnliring aldingda zǝiplixip tǝslim bolidu;
Худаға: «Сениң қилғанлириң нәқәдәр қорқунучлуқтур! Қудритиң зор болғач, Дүшмәнлириң алдиңда зәиплишип тәслим болиду;
4 Barliⱪ yǝr yüzidikilǝr Sanga sǝjdǝ ⱪilip, Seni küylǝp, nahxa eytixidu; Ular namingni küylǝp nahxa ⱪilip eytidu» — dǝnglar! (Selaⱨ)
Барлиқ йәр йүзидикиләр Саңа сәҗдә қилип, Сени күйләп, нахша ейтишиду; Улар намиңни күйләп нахша қилип ейтиду» — дәңлар! (Селаһ)
5 Kelinglar, Hudaning ⱪilƣanlirini kɵrünglar; Insan baliliri aldida ⱪilƣan karamǝtliri ⱪorⱪunqluⱪtur.
Келиңлар, Худаниң қилғанлирини көрүңлар; Инсан балилири алдида қилған карамәтлири қорқунучлуқтур.
6 U dengizni ⱪuruⱪluⱪⱪa aylandurdi; [Əjdadlirimiz] dǝryadinmu piyadǝ ɵtti; Biz u yǝrdǝ uningdin hursǝn bolduⱪ.
У деңизни қуруқлуққа айландурди; [Әҗдатлиримиз] дәриядинму пиядә өтти; Биз у йәрдә униңдин хурсән болдуқ.
7 U ⱪudriti bilǝn mǝnggü ⱨɵküm süridu; Uning kɵzliri ǝllǝrni kɵzitip turidu; Asiyliⱪ ⱪilƣuqilar mǝƣrurlanmisun! (Selaⱨ)
У қудрити билән мәңгү һөкүм сүриду; Униң көзлири әлләрни күзитип туриду; Асийлиқ қилғучилар мәғрурланмисун! (Селаһ)
8 I ⱪowmlar, Hudayimizƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ eytinglar; Uningƣa bolƣan mǝdⱨiyǝ-ⱨǝmdusanalarni yangritinglar!
И қовмлар, Худайимизға тәшәккүр-мәдһийә ейтиңлар; Униңға болған мәдһийә-һәмдусаналарни яңритиңлар!
9 U jenimizni ⱨayatliⱪ iqigǝ tikkǝn, Putlirimizni teyilduruxlarƣa yol ⱪoymaydu.
У җенимизни һаятлиқ ичигә тиккән, Путлиримизни тейилдурушларға йол қоймайду.
10 Qünki Sǝn, i Huda, bizni siniding; Kümüxni otta tawliƣandǝk bizni tawliding.
Чүнки Сән, и Худа, бизни синидиң; Күмүчни отта тавлиғандәк бизни тавлидиң.
11 Sǝn bizni torƣa qüxürdung; Belimizgǝ eƣir yükni yükliding.
Сән бизни торға чүшүрдуң; Белимизгә еғир жүкни жүклидиң.
12 Hǝⱪlǝrni beximizƣa mindürdüng; Biz ot wǝ kǝlkünni besip ɵttuⱪ; Sǝn ahir bizni kǝngriqilikkǝ qiⱪarding.
Хәқләрни бешимизға миндүрдүң; Биз от вә кәлкүнни бесип өттуқ; Сән ахир бизни кәңричиликкә чиқардиң.
13 Mǝn kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlarni elip ɵyünggǝ kirǝy; Sanga ⱪilƣan ⱪǝsǝmlirimgǝ ǝmǝl ⱪilimǝn;
Мән көйдүрмә қурбанлиқларни елип өйүңгә кирәй; Саңа қилған қәсәмлиримгә әмәл қилимән;
14 Bǝrⱨǝⱪ, beximƣa kün qüxkǝndǝ lǝwlirim qiⱪarƣan, Eƣizim eytⱪan wǝdilirimni ǝmǝlgǝ axurimǝn.
Бәрһәқ, бешимға күн чүшкәндә ләвлирим чиқарған, Еғизим ейтқан вәдилиримни әмәлгә ашуримән.
15 Mǝn Sanga bordaⱪ mallarni kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ ⱪilip sunimǝn, Ⱪoqⱪarlarning yeƣini hux puritip kɵydürimǝn; Ɵküz wǝ ɵqkilǝrni ǝkilip sunimǝn. (Selaⱨ)
Мән Саңа бордақ малларни көйдүрмә қурбанлиқ қилип сунимән, Қочқарларниң йеғини хуш пуритип көйдүримән; Өкүз вә өшкиләрни әкилип сунимән. (Селаһ)
16 Hudadin ǝymingüqi ⱨǝmminglar, kelinglar, ⱪulaⱪ selinglar! Uning mǝn üqün ⱪilƣan karamǝtlirini bayan ⱪilimǝn;
Худадин әймингүчи һәммиңлар, келиңлар, қулақ селиңлар! Униң мән үчүн қилған карамәтлирини баян қилимән;
17 Aƣzim eqip uningƣa pǝryad kɵtürdüm, Uning uluƣluⱪini jakarliƣan mǝdⱨiyilǝr tilimda boldi.
Ағзим ечип униңға пәряд көтәрдим, Униң улуқлуғини җакалиған мәдһийиләр тилимда болди.
18 Kɵnglümdǝ gunaⱨni kɵzlǝp yürgǝn bolsam, Rǝb [duayimni] anglimiƣan bolatti.
Көңлүмдә гунани көзләп жүргән болсам, Рәб [дуайимни] аңлимиған болатти.
19 Biraⱪ Huda anglidi; U duayimƣa ⱪulaⱪ saldi.
Бирақ Худа аңлиди; У дуайимға қулақ салди.
20 Hudaƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ yaƣdurulsun! U mening duayimni yandurmidi, Ⱨǝm mǝndin ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbitini elip kǝtmidi!
Худаға тәшәккүр-мәдһийә яғдурулсун! У мениң дуайимни яндурмиди, Һәм мәндин өзгәрмәс муһәббитини елип кәтмиди!

< Zǝbur 66 >