< Zǝbur 61 >

1 Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup, tarliⱪ sazlar bilǝn oⱪulsun dǝp Dawut yazƣan küy: — I Huda, pǝryadimni angliƣaysǝn; Duayimƣa ⱪulaⱪ salƣaysǝn!
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп Давут язған күй: — И Худа, пәрядимни аңлиғайсән; Дуайимға қулақ салғайсән!
2 Yǝrning qǝt-qǝtliridǝ turup, Yürikim zǝiplixip kǝtkǝndǝ, Mǝn Sanga murajiǝt ⱪilimǝn: — Sǝn meni ɵzümdin yuⱪiri Ⱪoram Taxⱪa yetǝklǝysǝn!
Йәрниң чәт-чәтлиридә туруп, Жүригим зәиплишип кәткәндә, Мән Саңа мураҗиәт қилимән: — Сән мени өзүмдин жуқури Қорам Ташқа йетәкләйсән!
3 Qünki Sǝn manga panaⱨgaⱨ, Düxminim aldida mustǝⱨkǝm munar bolup kǝlgǝnsǝn.
Чүнки Сән маңа панаһгаһ, Дүшминим алдида мустәһкәм мунар болуп кәлгәнсән.
4 Mǝn qediringni mǝnggülük turalƣum ⱪilimǝn; Ⱪanatliring sayisidǝ panaⱨ tapimǝn. (Selaⱨ)
Мән чедириңни мәңгүлүк туралғум қилимән; Қанатлириң сайисидә панаһ тапимән. (Селаһ)
5 Qünki Sǝn, i Huda, ⱪǝsǝmlirimni angliding; Ɵzüngdin ǝyminidiƣanlarƣa tǝwǝ mirasni mangimu bǝrdingsǝn.
Чүнки Сән, и Худа, қәсәмлиримни аңлидиң; Өзүңдин әйминидиғанларға тәвә мирасни маңиму бәрдиңсән.
6 Padixaⱨning künlirigǝ kün ⱪoxup uzartisǝn; Uning yilliri dǝwrdin-dǝwrgiqǝ bolidu.
Падишаһниң күнлиригә күн қошуп узартисән; Униң жиллири дәвирдин-дәвиргичә болиду.
7 U Hudaning aldida mǝnggü ⱨɵküm süridu; Uni aman saⱪlaxⱪa muⱨǝbbǝt wǝ ⱨǝⱪiⱪǝtni bekitip tǝminligǝysǝn;
У Худаниң алдида мәңгү һөкүм сүриду; Уни аман сақлашқа муһәббәт вә һәқиқәтни бекитип тәминлигәйсән;
8 Xuning bilǝn aldingda iqkǝn ⱪǝsǝmlirimgǝ ⱨǝr küni ǝmǝl ⱪilimǝn; Mǝn namingni mǝnggü küylǝymǝn!
Шуниң билән алдиңда ичкән қәсәмлиримгә һәр күни әмәл қилимән; Мән намиңни мәңгү күйләймән!

< Zǝbur 61 >