< Zǝbur 59 >
1 Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup, «Ⱨalak ⱪilmiƣaysǝn» degǝn aⱨangda oⱪulsun dǝp, Dawut yazƣan «Mihtam» küyi; (bu [küy] Saul padixaⱨ Dawutning ɵyini kɵzlǝxkǝ paylaⱪqilarni ǝwǝtip, uni ɵltürüwǝtmǝkqi bolƣan qaƣda yezilƣan): — I Hudayim, düxmǝnlirimning qanggilidin ⱪutⱪuzƣaysǝn; Manga ⱪarxi turƣanlardin meni egizdǝ aman saⱪliƣaysǝn.
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Һалак қилмиғайсән» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған «Миқтам» күйи; (бу [күй] Саул падиша Давутниң өйини көзләшкә пайлақчиларни әвәтип, уни өлтүрүвәтмәкчи болған чағда йезилған): — И Худайим, дүшмәнлиримниң чаңгилидин қутқузғайсән; Маңа қарши турғанлардин мени егиздә аман сақлиғайсән.
2 Meni yamanliⱪ ⱪilƣuqilar qanggilidin ⱪutⱪuzuwalƣaysǝn, Ⱪanhor adǝmlǝrdin meni ⱪutⱪuzƣaysǝn.
Мени яманлиқ қилғучилар чаңгилидин қутқузувалғайсән, Қанхор адәмләрдин мени қутқузғайсән.
3 Qünki mana, ular jenimni elix üqün paylimaⱪta, Zorawanlar manga ⱪarxi top boluxup ⱪǝstlǝxmǝktǝ; Bu [ⱪilƣini] mǝndǝ bolƣan birǝr asiyliⱪ üqün ǝmǝs, Yaki gunaⱨim üqün ǝmǝs, i Pǝrwǝrdigar;
Чүнки мана, улар җенимни елиш үчүн пайлимақта, Зораванлар маңа қарши топ болушуп қәстләшмәктә; Бу [қилғини] мәндә болған бирәр асийлиқ үчүн әмәс, Яки гунайим үчүн әмәс, и Пәрвәрдигар;
4 Mǝndǝ ⱨeq sǝwǝnlik bolmisimu, ular yügürüp manga ⱪarxi sǝp salidu; Mening yardimimgǝ kelixkǝ oyƣan, [Ⱨalimni] nǝziringgǝ alƣaysǝn.
Мәндә һеч сәһвәнлик болмисиму, улар жүгүрүп маңа қарши сәп салиду; Мениң ярдимимгә келишкә ойған, [Һалимни] нәзириңгә алғайсән.
5 I Pǝrwǝrdigar, samawiy ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Huda, Israilning Hudasi, Barliⱪ ǝl-yurtlarni sotlap-jazalaxⱪa ornungdin turƣaysǝn; Ⱪǝstlǝxni niyǝt ⱪilƣüqilarning ⱨeqⱪaysisiƣa rǝⱨim ⱪilmiƣaysǝn. (Selaⱨ)
И Пәрвәрдигар, самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Исраилниң Худаси, Барлиқ әл-жутларни сотлап-җазалашқа орнуңдин турғайсән; Қәстләшни нийәт қилғүчиларниң һеч қайсисиға рәһим қилмиғайсән. (Селаһ)
6 Ular keqisi ⱪaytip kelip, ƣaljir ittǝk ƣaȥ-ƣuȥ ⱪilip, Xǝⱨǝrni aylinip laƣaylap yürmǝktǝ.
Улар кечиси қайтип келип, ғалҗир ишттәк ғаж-ғуж қилип, Шәһәрни айлинип лағайлап жүрмәктә.
7 Ⱪara, ularning aƣzidin eⱪiwatⱪan xɵlgǝylirini! Lǝwliridin ⱪiliqlar qiⱪip turidu; Ular: «Kim angliyalaydu?» — dǝydu.
Қара, уларниң ағзидин еқиватқан шөлгәйлирини! Ләвлиридин қиличлар чиқип туриду; Улар: «Ким аңлалайду?» — дәйду.
8 Lekin Sǝn Pǝrwǝrdigar ularni mǝshirǝ ⱪilisǝn; Barliⱪ ǝllǝrni mazaⱪ ⱪilisǝn!
Лекин Сән Пәрвәрдигар уларни мәсқирә қилисән; Барлиқ әлләрни мазақ қилисән!
9 I mening küqüm Bolƣuqi! Mǝn Sanga tǝlmürüp ⱪarap yürimǝn; Qünki Huda mening yuⱪiri panaⱨgaⱨimdur.
И мениң күчүм Болғучи! Мән Саңа тәлмүрүп қарап жүримән; Чүнки Худа мениң жуқури панаһгаһимдур.
10 Manga ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbitini kɵrsǝtküqi Huda mening aldimda mangidu; Huda manga düxmǝnlǝrning mǝƣlubiyitini kɵrsitidu.
Маңа өзгәрмәс муһәббитини көрсәткүчи Худа мениң алдимда маңиду; Худа маңа дүшмәнләрниң мәғлубийитини көрситиду.
11 Biraⱪ, [i Huda], bularni ⱪǝtl ⱪilmay turƣay; Bolmisa mening hǝlⱪim Seni untuydu. Ɵz küqüng bilǝn ularni sǝrsan ⱪilƣaysǝn, Ularning bexini eƣirlaxturƣaysǝn; I Rǝb, bizning ⱪalⱪinimiz!
Бирақ, [и Худа], буларни қәтл қилмай турғай; Болмиса мениң хәлқим Сени унтуйду. Өз күчүң билән уларни сәрсан қилғайсән, Уларниң бешини еғирлаштурғайсән; И Рәб, бизниң қалқинимиз!
12 Ularning aƣzining buzuⱪluⱪi tüpǝylidin, Lǝwlirining sɵzliri tüpǝylidin, Ulardin qiⱪiwatⱪan ⱪarƣaxlar ⱨǝm aldamqiliⱪlar tüpǝylidin, Ular ɵz tǝkǝbburluⱪi iqidǝ tuzaⱪⱪa qüxkǝy!
Уларниң ағзиниң бузуқлуғи түпәйлидин, Ләвлириниң сөзлири түпәйлидин, Улардин чиқиватқан қарғашлар һәм алдамчилиқлар түпәйлидин, Улар өз тәкәббурлуғи ичидә қапқанқа чүшкәй!
13 Ƣǝziping bilǝn bu ixlarƣa hatimǝ bǝrgǝysǝn, Hatimǝ bǝrgǝysǝn! Xuning bilǝn ular yoⱪ bolidu; Xuning bilǝn yǝr yüznining qǝt-qǝtlirigiqǝ Hudaning ⱨǝⱪiⱪǝtǝn Yaⱪupⱪa ⱨɵkümdarliⱪ ⱪilidiƣanliⱪi ayan bolƣay! (Selaⱨ)
Ғәзивиң билән бу ишларға хатимә бәргәйсән, Хатимә бәргәйсән! Шуниң билән улар йоқ болиду; Шуниң билән йәр йүзниниң чәт-чәтлиригичә Худаниң һәқиқәтән Яқупқа һөкүмдарлиқ қилидиғанлиғи аян болғай! (Селаһ)
14 Dǝrwǝⱪǝ, ular ⱨazirƣiqǝ keqisi ⱪaytip kelip, ƣaljir ittǝk ƣaȥ-ƣuȥ ⱪilip, Xǝⱨǝrni aylinip laƣaylap yüridu.
Дәрвәқә, улар һазирғичә кечиси қайтип келип, ғалҗир ишттәк ғаж-ғуж қилип, Шәһәрни айлинип лағайлап жүриду.
15 Itlardǝk ular ozuⱪ izdǝp ⱨǝr yǝrdǝ ⱪatraydu; Ⱪarni toymiƣuqǝ ⱨuwlap yürmǝktǝ;
Иштлардәк улар озуқ издәп һәр йәрдә қатрайду; Қарни тоймиғичә һувлап жүрмәктә;
16 Lekin mǝn bolsam ⱪudritingni küylǝymǝn, Bǝrⱨǝⱪ, sǝⱨǝrlǝrdǝ ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbitingni nahxa ⱪilip yangritimǝn; Qünki Sǝn mǝn üqün yuⱪiri ⱪorƣan, Eƣir künlirimdǝ panaⱨgaⱨ bolup kǝlgǝnsǝn.
Лекин мән болсам қудритиңни күйләймән, Бәрһәқ, сәһәрләрдә өзгәрмәс муһәббитиңни нахша қилип яңритимән; Чүнки Сән мән үчүн жуқури қорған, Еғир күнлиримдә панаһгаһ болуп кәлгәнсән.
17 I mening küqüm Bolƣuqi, Sanga küylǝrni eytimǝn; Qünki Huda mening yuⱪiri ⱪorƣinimdur, Manga ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbǝt kɵrsǝtküqi Hudayimdur.
И мениң күчүм Болғучи, Саңа күйләрни ейтимән; Чүнки Худа мениң жуқури қорғинимдур, Маңа өзгәрмәс муһәббәт көрсәткүчи Худайимдур.