< Zǝbur 58 >
1 Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup, «Ⱨalak ⱪilmiƣaysǝn» degǝn aⱨangda oⱪulsun dǝp, Dawut yazƣan «Mihtam» küyi: — I ⱪudrǝt igiliri, silǝr ⱨǝⱪiⱪǝtǝn adalǝtni sɵzlǝwatamsilǝr? I insan baliliri, adil ⱨɵküm qiⱪiramsilǝr?
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Һалак қилмиғайсән» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған «Миқтам» күйи: — И қудрәт егилири, силәр һәқиқәтән адаләтни сөзләватамсиләр? И инсан балилири, адил һөкүм чиқирамсиләр?
2 Yaⱪ, silǝr kɵnglünglǝrdǝ yamanliⱪ tǝyyarlaysilǝr; Yǝr yüzidǝ ɵz ⱪolunglar bilǝn ⱪilidiƣan zorawanliⱪni ɵlqǝwatisilǝr.
Яқ, силәр көңлүңләрдә яманлиқ тәйярлайсиләр; Йәр йүзидә өз қолуңлар билән қилидиған зораванлиқни өлчәватисиләр.
3 Rǝzillǝr anisining ⱪorsiⱪidila ezip ketidu; Ular tuƣulupla yoldin adixip, yalƣan sɵzlǝydu.
Рәзилләр анисиниң қосиғидила езип кетиду; Улар туғулупла йолдин адишип, ялған сөзләйду.
4 Ularning zǝⱨiri yilanning zǝⱨiridur; Ular ɵz ⱪuliⱪini pütük ⱪilƣan gas kobra yilandǝk,
Уларниң зәһири иланниң зәһиридур; Улар өз қулиқини пүтүк қилған гас кобра иландәк,
5 Mǝyli yilanqilar xunqǝ qirayliⱪ seⱨirlisimu, U nǝy awaziƣa ⱪǝt’iy ⱪulaⱪ salmaydu.
Мәйли иланчилар шунчә чирайлиқ сеһирлисиму, У нәй авазиға қәтъий қулақ салмайду.
6 I Huda, ularning aƣzidiki qixlirini sunduruwǝtkǝysǝn! Muxu yax xirlarning tongkay qixlirini qeⱪiwǝtkǝysǝn, i Pǝrwǝrdigar!
И Худа, уларниң ағзидики чишлирини сундурувәткәйсән! Мошу яш ширларниң тоңкай чишлирини чеқивәткәйсән, и Пәрвәрдигар!
7 Ular eⱪip kǝtkǝn sulardǝk ɵtüp kǝtkǝy; Ular oⱪlarni qǝnlǝp atⱪanda, Oⱪliri uqsiz bolup kǝtkǝy!
Улар еқип кәткән сулардәк өтүп кәткәй; Улар оқларни чәнләп атқанда, Оқлири учсиз болуп кәткәй!
8 Ⱪululǝ yol mangƣanda izi yoⱪilip kǝtkǝndǝk, Ular yoⱪap kǝtsun; Ayalning qüxüp kǝtkǝn ⱨamilisidǝk, Ular kün kɵrmisun!
Қулулә йол маңғанда изи йоқилип кәткәндәк, Улар йоқап кәтсун; Аялниң чүшүп кәткән һамилисидәк, Улар күн көрмисун!
9 Ⱪazan yantaⱪlarning issiⱪini sǝzgüqǝ, (Mǝyli ular yumran peti, yaki ot tutaxⱪan bolsun) U ularni tozutiwetidu.
Қазан янтақларниң иссиғини сәзгичә, (Мәйли улар юмран пети, яки от туташқан болсун) У уларни тозутиветиду.
10 Ⱨǝⱪⱪaniy adǝm [Hudaning] intiⱪamini kɵrgǝndǝ huxal bolidu; Ɵz izlirini rǝzillǝrning ⱪenida yuyidu.
Һәққаний адәм [Худаниң] интиқамини көргәндә хошал болиду; Өз излирини рәзилләрниң қенида жуйиду.
11 Xunga adǝmlǝr: «Dǝrwǝⱪǝ, ⱨǝⱪⱪaniylar üqün in’am bardur; Dǝrwǝⱪǝ yǝr yüzidǝ ⱨɵküm yürgüzgüqi bir Huda bardur» — dǝydu.
Шуңа адәмләр: «Дәрвәқә, һәққанийлар үчүн инъам бардур; Дәрвәқә йәр йүзидә һөкүм жүргүзгүчи бир Худа бардур» — дәйду.