< Zǝbur 57 >

1 Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup, «Ⱨalak ⱪilmiƣaysǝn» degǝn aⱨangda oⱪulsun dǝp, Dawut yazƣan «Mihtam» küyi, (u Saul padixaⱨtin ⱪeqip, ɵngkürdǝ yoxurunuwalƣan qaƣda yezilƣan): — I Huda, manga xǝpⱪǝt kɵrsǝtkǝysǝn, Manga xǝpⱪǝt kɵrsǝtkǝysǝn, Qünki jenim Seni panaⱨim ⱪildi. Muxu balayi’apǝt ɵtüp kǝtküqǝ, ⱪanatliring sayisidǝ panaⱨ tapimǝn.
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Һалак қилмиғайсән» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған «Миқтам» күйи, (у Саул падишадин қечип, өңкүрдә йошурунувалған чағда йезилған): — И Худа, маңа шәпқәт көрсәткәйсән, Маңа шәпқәт көрсәткәйсән, Чүнки җеним Сени панаһим қилди. Мошу балаю-апәт өтүп кәткичә, қанатлириң сайисидә панаһ тапимән.
2 Hudaƣa, yǝni Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqiƣa, Ɵzüm üqün ⱨǝmmini orunlaydiƣan Tǝngrigǝ nida ⱪilimǝn;
Худаға, йәни Һәммидин Алий Болғучиға, Өзүм үчүн һәммини орунлайдиған Тәңригә нида қилимән;
3 U ǝrxtin yardǝm ǝwǝtip meni ⱪutⱪuzidu; Manga ⱪarap nǝpsi yoƣinap, meni ⱪoƣlawatⱪanlarni U rǝswa ⱪilidu; (Selaⱨ) Huda Ɵz meⱨir-xǝpⱪiti wǝ ⱨǝⱪiⱪitini ǝwǝtidu!
У әрштин ярдәм әвәтип мени қутқузиду; Маңа қарап нәпси йоғинап, мени қоғлаватқанларни У рәсва қилиду; (Селаһ) Худа Өз меһри-шәпқити вә һәқиқитини әвәтиду!
4 Jenim xirlar arisida ⱪaldi; Mǝn nǝpisi yalⱪun kǝbi bolƣanlar arisida yatimǝn! Adǝm baliliri — Ularning qixliri nǝyzǝ-oⱪlardur, Ularning tili — ɵtkür ⱪiliqtur!
Җеним ширлар арисида қалди; Мән нәпәси ялқун кәби болғанлар арисида ятимән! Адәм балилири — Уларниң чишлири нәйзә-оқлардур, Уларниң тили — өткүр қиличтур!
5 I Huda, ǝrxlǝrdin yuⱪiri uluƣlanƣaysǝn, Xan-xǝriping yǝr yüzini ⱪapliƣay!
И Худа, әршләрдин жуқури улуқланғайсән, Шан-шәривиң йәр йүзини қаплиғай!
6 Ular ⱪǝdǝmlirimgǝ tor ⱪurdi; Jenim egilip kǝtti; Ular mening yolumƣa orǝk koliƣanidi, Lekin ɵzliri iqigǝ qüxüp kǝtti.
Улар қәдәмлиримгә тор қурди; Җеним егилип кәтти; Улар мениң йолумға орәк колиған еди, Лекин өзлири ичигә чүшүп кәтти.
7 Iradǝm qing, i Huda, iradǝm qing; Mǝn mǝdⱨiyǝ nahxilarni eytip, Bǝrⱨǝⱪ Seni küylǝymǝn!
Ирадәм чиң, и Худа, ирадәм чиң; Мән мәдһийә нахшиларни ейтип, Бәрһәқ Сени күйләймән!
8 Oyƣan, i roⱨim! I nǝƣmǝ-sazlirim, oyƣan! Mǝn sǝⱨǝr ⱪuyaxinimu oyƣitimǝn!
Ойған, и роһум! И нәғмә-сазлирим, ойған! Мән сәһәр қуяшиниму ойғитимән!
9 Mǝn hǝlⱪ-millǝtlǝr arisida seni uluƣlaymǝn, i Rǝb; Əllǝr arisida Seni küylǝymǝn!
Мән хәлиқ-милләтләр арисида сени улуқлаймән, и Рәб; Әлләр арисида Сени күйләймән!
10 Qünki ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbiting ǝrxlǝrgǝ yǝtküdǝk uluƣdur; Ⱨǝⱪiⱪiting bulutlarƣa taⱪaxti.
Чүнки өзгәрмәс муһәббитиң әршләргә йәткидәк улуқдур; Һәқиқитиң булутларға тақашти.
11 I Huda, ǝrxlǝrdin yuⱪiri uluƣlanƣaysǝn, Xan-xǝriping yǝr yüzini ⱪapliƣay!
И Худа, әршләрдин жуқури улуқланғайсән, Шан-шәривиң йәр йүзини қаплиғай!

< Zǝbur 57 >