< Zǝbur 54 >

1 Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup, tarliⱪ sazlar bilǝn oⱪulsun dǝp, Dawut yazƣan «Masⱪil» (Zif xǝⱨiridikilǝr Saul padixaⱨning yeniƣa berip: «Dawut bizning muxu yurtimizƣa mɵküwalƣan, sili bilmǝmdila?» dǝp ayƣaⱪqiliⱪ ⱪilƣandin keyin yezilƣan): I Huda, Ɵz naming bilǝn meni ⱪutⱪuzƣaysǝn; Zor ⱪudriting bilǝn dǝwayimni soriƣaysǝn.
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, Давут язған «Масқил» (Зиф шәһиридикиләр Саул падишаниң йениға берип: «Давут бизниң мошу жутимизға мөкүвалған, сили билмәмдила?» дәп айғақчилиқ қилғандин кейин йезилған): И Худа, Өз намиң билән мени қутқузғайсән; Зор қудритиң билән дәвайимни сориғайсән.
2 I Huda, duayimni angliƣaysǝn; Aƣzimdiki sɵzlǝrgǝ ⱪulaⱪ salƣaysǝn.
И Худа, дуайимни аңлиғайсән; Ағзимдики сөзләргә қулақ салғайсән.
3 Qünki yat adǝmlǝr manga ⱨujum ⱪilixⱪa ornidin turdi; Zomigǝrlǝr mening jenimni owlimaⱪta; Ular Hudani nǝzirigǝ ⱨeq ilmaydu. (Selaⱨ)
Чүнки ят адәмләр маңа һуҗум қилишқа орнидин турди; Зомигәрләр мениң җенимни овлимақта; Улар Худани нәзиригә һеч илмайду. (Селаһ)
4 Ⱪara, Huda manga yardǝm ⱪilƣuqidur; Rǝb jenimni yɵlǝydiƣanlar arisididur. (Selaⱨ)
Қара, Худа маңа ярдәм қилғучидур; Рәб җенимни йөләйдиғанлар арисидидур. (Селаһ)
5 U düxmǝnlirimning yamanliⱪini ɵzigǝ ⱪayturidu; [I Huda], Ɵz ⱨǝⱪiⱪiting bilǝn ularni üzüp taxliƣaysǝn.
У дүшмәнлиримниң яманлиғини өзигә қайтуриду; [И Худа], Өз һәқиқитиң билән уларни үзүп ташлиғайсән.
6 Mǝn Sanga halis ⱪurbanliⱪlar sunimǝn; Namingni mǝdⱨiyǝlǝymǝn, i Pǝrwǝrdigar; Xundaⱪ ⱪilix ǝladur.
Мән Саңа халис қурбанлиқлар сунимән; Намиңни мәдһийәләймән, и Пәрвәрдигар; Шундақ қилиш әладур.
7 Qünki U meni barliⱪ bala-ⱪazalardin ⱪutⱪuzdi; Düxmǝnlirimning mǝƣlubiyitini ɵz kɵzum bilǝn kɵrdüm.
Чүнки У мени барлиқ бала-қазалардин қутқузди; Дүшмәнлиримниң мәғлубийитини өз көзум билән көрдүм.

< Zǝbur 54 >