< Zǝbur 50 >
1 Asaf yazƣan küy: — Ⱪadir Huda, yǝni Pǝrwǝrdigar eƣiz eqip, Künqiⱪixtin künpetixⱪiqǝ yǝr yüzidikilǝrgǝ murajiǝt ⱪildi.
Асаф язған күй: — Қадир Худа, йәни Пәрвәрдигар еғиз ечип, Күнчиқиштин күнпетишқичә йәр йүзидикиләргә мураҗиәт қилди.
2 Güzǝllikning jǝwⱨiri bolƣan Zion teƣidin, Huda julalidi.
Гөзәлликниң җәвһири болған Зион теғидин, Худа җулалиди.
3 Hudayimiz kelidu, U ⱨǝrgizmu süküt iqidǝ turmaydu; Uning aldida yǝwǝtküqi ot kelidu; Uning ǝtrapida zor boran-qapⱪun ⱪaynaydu.
Худайимиз келиду, У һәргизму сүкүт ичидә турмайду; Униң алдида йәвәткүчи от келиду; Униң әтрапида зор боран-чапқун қайнайду.
4 Ɵz hǝlⱪini soraⱪ ⱪilix üqün, U yuⱪiridin asmanlarni, Yǝrnimu guwaⱨliⱪⱪa qaⱪiridu: —
Өз хәлқини сорақ қилиш үчүн, У жуқуридин асманларни, Йәрниму гувалиққа чақириду: —
5 «Mening mɵmin bǝndilirimni, Yǝni Mǝn bilǝn ⱪurbanliⱪ arⱪiliⱪ ǝⱨdǝ tüzgüqilǝrni ⱨuzurumƣa qaⱪirip yiƣinglar!»
«Мениң мөмин бәндилиримни, Йәни Мән билән қурбанлиқ арқилиқ әһдә түзгүчиләрни һозурумға чақирип жиғиңлар!»
6 Asmanlar uning ⱨǝⱪⱪaniyliⱪini elan ⱪilidu, Qünki Huda Ɵzi soraⱪ ⱪilƣuqidur! (Selaⱨ)
Асманлар униң һәққанийлиғини елан қилиду, Чүнки Худа Өзи сорақ қилғучидур! (Селаһ)
7 «Anglanglar, i hǝlⱪim, Mǝn sɵz ⱪilay; I Israil, Mǝn sanga ⱨǝⱪiⱪǝtni eytip ⱪoyayki, Mǝnki Huda, sening Hudayingdurmǝn.
«Аңлаңлар, и хәлқим, Мән сөз қилай; И Исраил, Мән саңа һәқиқәтни ейтип қояйки, Мәнки Худа, сениң Худайиңдурмән.
8 Ⱨazir ǝyibliginim sening ⱪurbanliⱪliring sǝwǝbidin, Yaki ⱨǝmixǝ aldimda sunulidiƣan kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪliring sǝwǝbidin ǝmǝs;
Һазир әйиплигиним сениң қурбанлиқлириң сәвәвидин, Яки һемишә алдимда сунулидиған көйдүрмә қурбанлиқлириң сәвәвидин әмәс;
9 Mǝn sening eƣilingdin ⱨeqbir ɵküzni, Ⱪotanliringdin ⱨeqbir tekini almaⱪqi ǝmǝsmǝn.
Мән сениң еғилиңдин һеч бир өкүзни, Қотанлириңдин һеч бир текини алмақчи әмәсмән.
10 Qünki ormanliⱪlardiki barliⱪ ⱨaywanatlar Manga mǝnsuptur, Mingliƣan taƣdiki mal-waranlarmu Meningkidur;
Чүнки орманлиқлардики барлиқ һайванатлар Маңа мәнсуптур, Миңлиған тағдики мал-варанларму Мениңкидур;
11 Taƣlardiki pütün uqar-ⱪanatlarni bilimǝn, Daladiki barliⱪ janiwarlar Meningkidur.
Тағлардики пүтүн учар-қанатларни билимән, Даладики барлиқ җаниварлар Мениңкидур.
12 Ⱪarnim aqsimu sanga eytmaymǝn; Qünki alǝm wǝ uningƣa tolƣan ⱨǝmmǝ nǝrsilǝr Meningkidur.
Қарним ачсиму саңа ейтмаймән; Чүнки аләм вә униңға толған һәммә нәрсиләр Мениңкидур.
13 Əjǝba, Mǝn ɵküzning gɵxini yǝmdimǝn? Tekining ⱪenini iqǝmdimǝn?
Әҗәба, Мән өкүзниң гөшини йәмдимән? Текиниң қенини ичәмдимән?
14 Ⱪurbanliⱪ süpitidǝ Hudaƣa tǝxǝkkürlǝrni eyt; Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqiƣa ⱪilƣan wǝdǝnggǝ wapa ⱪil.
Қурбанлиқ сүпитидә Худаға тәшәккүрләрни ейт; Һәммидин Алий Болғучиға қилған вәдәңгә вапа қил.
15 Bexingƣa kün qüxkǝndǝ Manga murajiǝt ⱪil; Mǝn seni ⱪutuldurimǝn, Sǝn bolsang Meni uluƣliƣaysǝn».
Бешиңға күн чүшкәндә Маңа мураҗиәт қил; Мән сени қутулдуримән, Сән болсаң Мени улуқлиғайсән».
16 Lekin rǝzillǝrgǝ Huda xundaⱪ dǝydu: — «Mening ǝmirlirimni bayan ⱪilixⱪa nemǝ ⱨǝⱪⱪing bar? Əⱨdǝmni tilƣa alƣudǝk sǝn kim iding?
Лекин рәзилләргә Худа шундақ дәйду: — «Мениң әмирлиримни баян қилишқа немә һәққиң бар? Әһдәмни тилға алғидәк сән ким едиң?
17 Sǝn Mening tǝlimlirimdin yirgǝnding, Sɵzlirimni rǝt ⱪilding ǝmǝsmu?
Сән Мениң тәлимлиримдин йиргәндиң, Сөзлиримни рәт қилдиң әмәсму?
18 Oƣrini kɵrsǝng, sǝn uningdin zoⱪ alding, Zinahorlar bilǝn xerik boldung;
Оғрини көрсәң, сән униңдин зоқ алдиң, Зинахорлар билән шерик болдуң;
19 Aƣzingdin yaman gǝp qüxmǝydu; Tiling yalƣanqiliⱪni toⱪuydu.
Ағзиңдин яман гәп чүшмәйду; Тилиң ялғанчилиқни тоқуйду.
20 Ɵz ⱪerindixingning yaman gepini ⱪilip olturisǝn, Anangning oƣliƣa tɵⱨmǝt ⱪilisǝn.
Өз қериндишиңниң яман гепини қилип олтирисән, Анаңниң оғлиға төһмәт қилисән.
21 Sǝn bu ixlarni ⱪilƣiningda, Mǝn ün qiⱪarmidim; Dǝrwǝⱪǝ, sǝn Meni ɵzünggǝ ohxax dǝp oyliding; Lekin Mǝn seni ǝyiblǝp, Bu ixlarni kɵz aldingda ǝyni boyiqǝ sanga kɵrsitimǝn.
Сән бу ишларни қилғиниңда, Мән үн чиқармидим; Дәрвәқә, сән Мени өзүңгә охшаш дәп ойлидиң; Лекин Мән сени әйипләп, Бу ишларни көз алдиңда әйни бойичә саңа көрситимән.
22 — I, Tǝngrini untuƣanlar, buni kɵngül ⱪoyup anglanglar! Bolmisa, silǝrni parǝ-parǝ ⱪiliwetimǝn; Ⱨeqkim silǝrni ⱪutⱪuzalmaydu.
— И, Тәңрини унтуғанлар, буни көңүл қоюп аңлаңлар! Болмиса, силәрни парә-парә қиливетимән; Һеч ким силәрни қутқузалмайду.
23 Biraⱪ ⱪurbanliⱪ süpitidǝ rǝⱨmǝt eytⱪanlarning ⱨǝrⱪaysisi Manga xǝrǝp kǝltüridu; Xundaⱪ ⱪilip, uningƣa Ɵz nijatliⱪimni kɵrsitiximgǝ yol tǝyyarliƣan bolidu.
Бирақ қурбанлиқ сүпитидә рәхмәт ейтқанларниң һәр қайсиси Маңа шәрәп кәлтүриду; Шундақ қилип, униңға Өз ниҗатлиғимни көрситишимгә йол тәйярлиған болиду.