< Zǝbur 48 >
1 Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup oⱪulsun dǝp, Koraⱨning oƣulliri üqün yezilƣan küy: — Uluƣdur Pǝrwǝrdigar, Hudayimizning xǝⱨiridǝ, Uning muⱪǝddǝsliki turƣan taƣda, U zor mǝdⱨiyǝlǝrgǝ layiⱪtur!
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — Улуқдур Пәрвәрдигар, Худайимизниң шәһиридә, Униң муқәддәслиги турған тағда, У зор мәдһийәләргә лайиқтур!
2 Egizlikidin kɵrkǝm, Zion teƣi, Pütkül jaⱨanning hursǝnlikidur; Ximaliy tǝrǝpliri güzǝldur, Büyük padixaⱨning xǝⱨiridur!
Егизлигидин көркәм, Зион теғи, Пүткүл җаһанниң хурсәнлигидур; Шималий тәрәплири гөзәлдур, Бүйүк падишаниң шәһиридур!
3 Huda ⱪorƣanlirida turidu, Bu yǝrdǝ U egiz panaⱨgaⱨ dǝp tonulidu;
Худа қорғанлирида туриду, Бу йәрдә У егиз панаһгаһ дәп тонулиду;
4 Mana, padixaⱨlar yiƣildi, Ular xǝⱨǝrni besip ɵtüp, jǝm boldi.
Мана, падишалар жиғилди, Улар шәһәрни бесип өтүп, җәм болди.
5 [Xǝⱨǝrni] kɵrüpla ular alaⱪzadǝ boldi; Dǝkkǝ-dükkigǝ qüxüp bǝdǝr ⱪeqixti.
[Шәһәрни] көрүпла улар алақзадә болди; Дәккә-дүккигә чүшүп бәдәр қечишти.
6 U yǝrdǝ ularni titrǝk basti, Tolƣaⱪ yegǝn ayaldǝk ular azablandi;
У йәрдә уларни титрәк басти, Толғақ йегән аялдәк улар азапланди;
7 Sǝn Tarxixtiki kemilǝrni xǝrⱪ xamili bilǝn wǝyran ⱪiliwǝtting.
Сән Таршиштики кемиләрни шәриқ шамили билән вәйран қиливәттиң.
8 Ⱪuliⱪimiz angliƣanni, Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarning xǝⱨiridǝ, Hudayimizning xǝⱨiridǝ, Biz ⱨazir ɵz kɵzimiz bilǝn xundaⱪ kɵrduⱪ; Huda mǝnggügǝ uni mustǝⱨkǝm ⱪilidu. (Selaⱨ)
Қулиқимиз аңлиғанни, Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң шәһиридә, Худайимизниң шәһиридә, Биз һазир өз көзимиз билән шундақ көрдуқ; Худа мәңгүгә уни мустәһкәм қилиду. (Селаһ)
9 Biz sening muⱪǝddǝs ibadǝthanang iqidǝ turup, i Huda, Ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbitingni seƣinduⱪ.
Биз сениң муқәддәс ибадәтханаң ичидә туруп, и Худа, Өзгәрмәс муһәббитиңни сеғиндуқ.
10 Namingƣa layiⱪtur, Jaⱨanning qǝt-qǝtlirigiqǝ yǝtküzülgǝn mǝdⱨiyiliring, i Huda; Sening ong ⱪolung ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ bilǝn tolƣan.
Намиңға лайиқтур, Җаһанниң чәт-чәтлиригичә йәткүзүлгән мәдһийилириң, и Худа; Сениң оң қолуң һәққанийлиқ билән толған.
11 Sening adil ⱨɵkümliringdin, Zion teƣi xadlanƣay! Yǝⱨuda ⱪizliri huxal bolƣay!
Сениң адил һөкүмлириңдин, Зион теғи шатланғай! Йәһуда қизлири хошал болғай!
12 Zion teƣini aylinip mengip, Ətrapida sǝyli ⱪilinglar; Uning munarlirini sanap beⱪinglar;
Зион теғини айлинип меңип, Әтрапида сәйли қилиңлар; Униң мунарлирини санап беқиңлар;
13 Keyinki ǝwladⱪa uni bayan ⱪilix üqün, Sepil-istiⱨkamlirini kɵngül ⱪoyup kɵzitinglar, Ⱪorƣanlirini kɵzdin kǝqürünglar.
Кейинки әвлатқа уни баян қилиш үчүн, Сепил-истиһкамлирини көңүл қоюп күзитиңлар, Қорғанлирини көздин кәчүрүңлар.
14 Qünki bu Huda ǝbǝdil’ǝbǝd bizning Hudayimizdur; U ɵmürwayǝt bizning yetǝkqimiz bolidu!
Чүнки бу Худа әбәдил-әбәт бизниң Худайимиздур; У өмүрвайәт бизниң йетәкчимиз болиду!