< Zǝbur 44 >
1 Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup oⱪulsun dǝp, Koraⱨning oƣulliri üqün yezilƣan «Masⱪil»: — I Huda, ɵz ⱪulaⱪlirimiz bilǝn angliduⱪ, Atilirimiz bizgǝ bayan ⱪilip, Ɵz künliridǝ, yǝni ⱪǝdimki zamanlarda Sening ⱪilƣan zor ixliringni uⱪturƣanidi;
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған «Масқил»: — И Худа, өз қулақлиримиз билән аңлидуқ, Атилиримиз бизгә баян қилип, Өз күнлиридә, йәни қедимки заманларда Сениң қилған зор ишлириңни уқтурған еди;
2 Sǝn [ata-bowilirimizning aldida] Ɵz ⱪolung bilǝn yat ǝllǝrni ⱪoƣliwetip, Ularning [zeminiƣa ata-bowilirimizni] orunlaxturdung; Yat ⱪowmlarƣa apǝt qüxürüp, ularni tarⱪitiwǝtting.
Сән [ата-бовилиримизниң алдида] Өз қолуң билән ят әлләрни қоғливетип, Уларниң [зиминиға ата-бовилиримизни] орунлаштурдуң; Ят қовмларға апәт чүшүрүп, уларни тарқитивәттиң.
3 Bǝrⱨǝⱪ, bowilirimiz zeminni ɵz ⱪiliqi bilǝn alƣini yoⱪ, Ɵz biliki bilǝn ɵzlirini ⱪutⱪuzƣinimu yoⱪ; Bu bǝlki Sening ong ⱪolung, Sening biliking wǝ jamalingning nurining ⱪilƣinidur; Qünki Sǝn ulardin hursǝnlik tapting.
Бәрһәқ, бовилиримиз зиминни өз қиличи билән алғини йоқ, Өз билиги билән өзлирини қутқузғиниму йоқ; Бу бәлки Сениң оң қолуң, Сениң билигиң вә җамалиңниң нуриниң қилғинидур; Чүнки Сән улардин хурсәнлик таптиң.
4 Sǝn Ɵzüng mening padixaⱨimdursǝn, i Huda, Sǝn Yaⱪup üqün ƣǝlibilǝr buyruƣuqidursǝn.
Сән Өзүң мениң падишасимдурсән, и Худа, Сән Яқуп үчүн ғәлибиләр буйруғучидурсән.
5 Sǝn arⱪiliⱪ biz rǝⱪiblirimizni ⱨǝydiwetimiz; Naming bilǝn ɵzimizgǝ ⱪarxi turƣanlarni qǝylǝymiz;
Сән арқилиқ биз рәқиплиримизни һайдиветимиз; Намиң билән өзимизгә қарши турғанларни чәйләймиз;
6 Qünki ɵz oⱪyayimƣa tayanmaymǝn, Ⱪiliqimmu meni ⱪutⱪuzalmaydu.
Чүнки өз оқяйимға таянмаймән, Қиличимму мени қутқузалмайду.
7 Qünki Sǝn bizni rǝⱪiblirimizdin ⱪutⱪuzdung, Bizgǝ ɵq bolƣanlarni yǝrgǝ ⱪaratting.
Чүнки Сән бизни рәқиплиримиздин қутқуздуң, Бизгә өч болғанларни йәргә қараттиң.
8 Hudani kün boyi iptiharlinip mahtaymiz; Namingni ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ mǝdⱨiyilǝymiz. (Selaⱨ)
Худани күн бойи иптихарлинип махтаймиз; Намиңни әбәдил-әбәткичә мәдһийиләймиз. (Селаһ)
9 Biraⱪ Sǝn [ⱨazir] bizni taxlawetip aⱨanǝtkǝ ⱪaldurdung; Ⱪoxunlirimiz bilǝn jǝnggǝ billǝ qiⱪmaysǝn.
Бирақ Сән [һазир] бизни ташлаветип аһанәткә қалдурдуң; Қошунлиримиз билән җәңгә биллә чиқмайсән.
10 Sǝn rǝⱪiblirimiz aldida bizni qekindürdüng; Bizni ɵqmǝnlǝrgǝ haliƣanqǝ talan-taraj ⱪildurdung.
Сән рәқиплиримиз алдида бизни чекиндүрдүң; Бизни өчмәнләргә халиғанчә талан-тараҗ қилдурдуң.
11 Soyuxⱪa tapxurulƣan ⱪoylardǝk, bizni ularƣa tapxurdung, Əllǝr arisiƣa bizni tarⱪitiwǝtting.
Союшқа тапшурулған қойлардәк, бизни уларға тапшурдуң, Әлләр арисиға бизни тарқитивәттиң.
12 Sǝn Ɵz hǝlⱪingni bikarƣa setiwǝtting, Uning ⱪimmitidin Ɵzüng ⱨeq beyip kǝtmiding;
Сән Өз хәлқиңни бекарға сетивәттиң, Униң қиммитидин Өзүң һеч бейип кәтмидиң;
13 Sǝn bizni ⱪoxna ǝllǝrning mǝshirisigǝ ⱪaldurƣansǝn; Ətrapimizdikilǝrgǝ aⱨanǝt, zangliⱪ obyekti ⱪildingsǝn.
Сән бизни хошна әлләрниң мәсқирисигә қалдурғансән; Әтрапимиздикиләргә аһанәт, заңлиқ объекти қилдиңсән.
14 Sǝn bizni ǝllǝr arisida sɵz-qɵqǝkkǝ ⱪoydungsǝn, Yat ⱪowmlar bizgǝ bax qayⱪixip ⱪaraxmaⱪta.
Сән бизни әлләр арисида сөз-чөчәккә қойдуңсән, Ят қовмлар бизгә баш чайқишип қарашмақта.
15 Mǝshirǝ ⱨǝm kupurluⱪ eytⱪuqilarning awazi tüpǝylidin, Düxmǝnlǝr wǝ ɵq alƣuqilar tüpǝylidin, Kün boyi uyatim aldimdin kǝtmǝydu, Yüzümning nomusi meni qirmiwaldi.
Мәсқирә һәм күпүрлүк ейтқучиларниң авази түпәйлидин, Дүшмәнләр вә өч алғучилар түпәйлидин, Күн бойи уятим алдимдин кәтмәйду, Йүзүмниң номуси мени чирмивалди.
17 Mana bularning ⱨǝmmisi beximizƣa qüxti; Biraⱪ biz Seni untumiduⱪ, Yaki ǝⱨdǝnggǝ ⱨeq asiyliⱪ ⱪilmiduⱪ;
Мана буларниң һәммиси бешимизға чүшти; Бирақ биз Сени унтумидуқ, Яки әһдәңгә һеч асийлиқ қилмидуқ;
18 Ⱪǝlbimiz ⱨeq yanmidi, Sanga sadaⱪǝtsizlik ⱪilmiduⱪ, Ⱪǝdǝmlirimiz yolungdin ⱨeq ezip kǝtmidi.
Қәлбимиз һеч янмиди, Саңа садақәтсизлик қилмидуқ, Қәдәмлиримиз йолуңдин һеч езип кәтмиди.
19 Biraⱪ Sǝn bizni qilbɵrilǝr makanida ǝzding, Bizgǝ ɵlüm sayisini qaplaxturdung.
Бирақ Сән бизни чилбөриләр маканида әздиң, Бизгә өлүм сайисини чаплаштурдуң.
20 Əgǝr biz Hudayimizning namini untuƣan bolsaⱪ, Yaki yat bir ilaⱨⱪa ⱪol kɵtürgǝn bolsaⱪ,
Әгәр биз Худайимизниң намини унтуған болсақ, Яки ят бир илаһқа қол көтәргән болсақ,
21 Huda Sǝn qoⱪum buni sürüxtǝ ⱪilmas idingmu, Ⱪǝlbtiki sirlarni bilip turidiƣan tursang?
Худа Сән чоқум буни сүрүштә қилмас едиңму, Қәлбтики сирларни билип туридиған турсаң?
22 Biraⱪ Sǝn tüpǝyli biz kün boyi ⱪirilmaⱪtimiz; Boƣuzlinixni kütüp turƣan ⱪoylar kǝbi ⱨesablanmaⱪtimiz.
Бирақ Сән түпәйли биз күн бойи қирилмақтимиз; Боғузлинишни күтүп турған қойлар кәби һесапланмақтимиз.
23 Oyƣan, i rǝb! Nemixⱪa uhlap yatisǝn? Ornungdin tur, bizni mǝnggügǝ taxlawǝtmigǝysǝn!
Ойған, и рәб! Немишкә ухлап ятисән? Орнуңдин тур, бизни мәңгүгә ташлавәтмигәйсән!
24 Nemixⱪa yüzüngni bizdin yoxurisǝn? Nemixⱪa külpǝtlirimizgǝ, uqriƣan zulumlirimizƣa pisǝnt ⱪilmaysǝn?
Немишкә йүзүңни биздин йошурисән? Немишкә күлпәтлиримизгә, учриған зулумлиримизға писәнт қилмайсән?
25 Ⱪariƣina, jenimiz tupraⱪta beƣirlap yüridu; Tenimiz yǝrgǝ qaplaxti;
Қариғина, җенимиз тупрақта беғирлап жүриду; Тенимиз йәргә чаплашти;
26 Ornungdin turup bizgǝ yardǝmdǝ bolƣaysǝn! Ɵzüngning ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbiting sǝwǝbidin, Bizlǝrni ⱨɵrlükkǝ qiⱪarƣaysǝn!
Орнуңдин туруп бизгә ярдәмдә болғайсән! Өзүңниң өзгәрмәс муһәббитиң сәвәвидин, Бизләрни һөрлүккә чиқарғайсән!