< Zǝbur 42 >
1 Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup oⱪulsun dǝp, Koraⱨning oƣulliri üqün yezilƣan «Masⱪil»: — Keyik eriⱪlardiki suƣa tǝxna bolƣandǝk, Jenim sanga tǝxnadur, i Huda.
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған «Масқил»: — Кейик ериқлардики суға тәшна болғандәк, Җеним саңа тәшнадур, и Худа.
2 Mening jenim Hudaƣa, ⱨayat Tǝngrigǝ intizardur; Aⱨ, mǝn ⱪaqanmu Hudaning ⱨuzurida kɵrünüxkǝ müyǝssǝr bolimǝn?
Мениң җеним Худаға, һаят Тәңригә интизардур; Аһ, мән қачанму Худаниң һозурида көрүнүшкә мүйәссәр болимән?
3 Mening keqǝ-kündüz yeginim kɵz yaxlirim bolup kǝlgǝn; Hǝⱪlǝr kün boyi mǝndin: «Hudaying ⱪǝyǝrdǝ?» dǝp soraydu.
Мениң кечә-күндүз йегиним көз яшлирим болуп кәлгән; Хәқләр күн бойи мәндин: «Худайиң қәйәрдә?» дәп сорайду.
4 Ɵtkǝn künlǝrni ǝslǝp, Jenimning dǝrdlirini tɵküwatimǝn (Mǝn kɵpqilik bilǝn ketiwetip, Hudaning ɵyigǝ tǝntǝnǝ ⱪilip mengip, Huxalliⱪta Ⱨǝmdusana oⱪup, nahxa eytip, Ⱨeytni tǝbrikligǝn top-top ⱪoxundǝk, jamaǝt bilǝn billǝ barattim!).
Өткән күнләрни әсләп, Җенимниң дәрдлирини төкүватимән (Мән көпчилик билән кетиветип, Худаниң өйигә тәнтәнә қилип меңип, Хошаллиқта Һәмдусана оқуп, нахша ейтип, Һейтни тәбриклигән топ-топ қошундәк, җамаәт билән биллә бараттим!).
5 — I jenim, Sǝn tenimdǝ nemixⱪa bundaⱪ ⱪayƣurisǝn? Nemixⱪa iqimdǝ bundaⱪ mǝyüslinip kǝtting? Hudaƣa ümid baƣla; Qünki Uning jamalidin qiⱪⱪan nijatliⱪtin, Mǝn Uni yǝnila uluƣlaymǝn, — Mening Hudayimni!
— И җеним, Сән тенимдә немишкә бундақ қайғурисән? Немишкә ичимдә бундақ мәйүслинип кәттиң? Худаға үмүт бағла; Чүнки Униң җамалидин чиққан ниҗатлиқтин, Мән Уни йәнила улуқлаймән, — Мениң Худайимни!
6 Jenim iqimdǝ mǝyüslinip kǝtti; Xunga mǝn Seni seƣinimǝn; Ⱨǝtta musapirliⱪta Iordan dǝryasi boyidiki wadilarda, Ⱨǝrmon taƣlirida, Mizar teƣidimu Seni seƣinimǝn.
Җеним ичимдә мәйүслинип кәтти; Шуңа мән Сени сеғинимән; Һәтта мусапирлиқта Иордан дәрияси бойидики вадиларда, Һәрмон тағлирида, Мизар теғидиму Сени сеғинимән.
7 Sening xarⱪiratmiliringning awazliriƣa, Qongⱪur ⱨang bilǝn qongⱪur ⱨang maslixip ⱨɵrkirimǝktǝ. Sening ⱨǝmmǝ dolⱪunliring ⱨǝm ⱪaynam-taxⱪinliring meni ƣǝrⱪ ⱪildi.
Сениң шарқиратмилириңниң авазлириға, Чоңқур һаң билән чоңқур һаң маслишип һөкиримәктә. Сениң һәммә долқунлириң һәм қайнам-ташқинлириң мени ғәриқ қилди.
8 Kündüzi Pǝrwǝrdigar ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbitini [manga] buyruydu, Keqiliri Uning nahxisi, Wǝ ⱨǝm ⱨayatim bolƣan Tǝngrigǝ ⱪilƣan dua manga ⱨǝmraⱨ bolidu.
Күндүзи Пәрвәрдигар өзгәрмәс муһәббитини [маңа] буйруйду, Кечилири Униң нахшиси, Вә һәм һаятим болған Тәңригә қилған дуа маңа һәмраһ болиду.
9 Mǝn Ⱪoram Texim bolƣan Hudaƣa: — «Meni nemixⱪa untup ⱪalding? Mǝn nemixⱪa düxmǝnning zulumiƣa uqrap, Ⱨǝmixǝ azab qekip yürüwatimǝn?» — dǝymǝn.
Мән Қорам Тешим болған Худаға: — «Мени немишкә унтуп қалдиң? Мән немишкә дүшмәнниң зулумиға учрап, Һемишә азап чекип жүрүватимән?» — дәймән.
10 Sɵngǝklirimni ǝzgǝndǝk rǝⱪiblirim meni mǝshirǝ ⱪilip ǝyiblǝydu; Ular kün boyi mǝndin: «Hudaying ⱪǝyǝrdǝ?» — dǝp sorimaⱪta.
Сүйәклиримни әзгәндәк рәқиплирим мени мәсқирә қилип әйипләйду; Улар күн бойи мәндин: «Худайиң қәйәрдә?» — дәп соримақта.
11 I jenim, tenimdǝ nemixⱪa bundaⱪ ⱪayƣurisǝn? Nemixⱪa iqimdǝ bundaⱪ mǝyüslinip kǝtting? Hudaƣa ümid baƣla; Qünki mǝn Uni yǝnila mǝdⱨiyilǝymǝn, Yǝni qirayimƣa salamǝtlik, nijatliⱪ ata ⱪilƣuqi Hudayimni mǝdⱨiyilǝymǝn! U mening Hudayimdur!
И җеним, тенимдә немишкә бундақ қайғурисән? Немишкә ичимдә бундақ мәйүслинип кәттиң? Худаға үмүт бағла; Чүнки мән Уни йәнила мәдһийиләймән, Йәни чирайимға саламәтлик, ниҗатлиқ ата қилғучи Худайимни мәдһийиләймән! У мениң Худайимдур!