< Zǝbur 34 >

1 Dawut yazƣan küy: — (Dawut Abimǝlǝk [padixaⱨning] aldida yürüx-turuxini baxⱪiqǝ ⱪiliwalƣanda, [Abimǝlǝk] uni ⱨǝydiwǝtkǝn waⱪitta yazƣan) Mǝn ⱨǝrⱪandaⱪ waⱪitlarda Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturimǝn; Uni mǝdⱨiyilǝx aƣzimdin qüxmǝydu.
Давут язған күй: — (Давут Абимәләк [падишаниң] алдида жүрүш-турушини башқичә қиливалғанда, [Абимәләк] уни һайдивәткән вақитта язған) Мән һәр қандақ вақитларда Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән; Уни мәдһийиләш ағзимдин чүшмәйду.
2 Ⱪǝlbim Pǝrwǝrdigarni iptiharlinip mǝdⱨiyǝlǝydu, Mɵminlǝr buni anglap xadliⱪta bolidu.
Қәлбим Пәрвәрдигарни иптихарлинип мәдһийәләйду, Мөминләр буни аңлап шатлиқта болиду.
3 Mǝn bilǝn billǝ Pǝrwǝrdigarni uluƣlanglar, Birliktǝ Uning namiƣa mǝdⱨiyilǝr yangritayli.
Мән билән биллә Пәрвәрдигарни улуқлаңлар, Бирликтә Униң намиға мәдһийиләр яңритайли.
4 Pǝrwǝrdigarni izdidim, U mening duayimni ijabǝt ⱪildi, Meni basⱪan barliⱪ wǝⱨimǝ-ⱪorⱪunqlirimdin ⱪutⱪuzdi.
Пәрвәрдигарни издидим, У мениң дуайимни иҗабәт қилди, Мени басқан барлиқ вәһимә-қорқунучлиримдин қутқузди.
5 [Mɵminlǝr] Uningƣa tǝlmürüp nurlandi; Yüzliri yǝrgǝ ⱪaritilmidi.
[Мөминләр] Униңға тәлмүрүп нурланди; Йүзлири йәргә қаритилмиди.
6 [Mǝn] peⱪir-biqarǝ [Uningƣa] nida ⱪildi, Pǝrwǝrdigar anglap, meni ⱨǝmmǝ awariqiliklǝrdin ⱪutⱪuzdi.
[Мән] пеқир-бечарә [Униңға] нида қилди, Пәрвәрдигар аңлап, мени һәммә аваричиликләрдин қутқузди.
7 Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi Uningdin ǝyminidiƣanlarni ⱪoƣdap ǝtrapiƣa qedirini tikidu, Ularni ⱪutⱪuzidu.
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Униңдин әйминидиғанларни қоғдап әтрапиға чедирини тикиду, Уларни қутқузиду.
8 Pǝrwǝrdigarning meⱨribanliⱪini tetip, bilgin, Uningƣa ixinip tayanƣan adǝm nemidegǝn bǝhtliktur!
Пәрвәрдигарниң меһриванлиғини тетип, билгин, Униңға ишинип таянған адәм немидегән бәхитликтур!
9 I Uning muⱪǝddǝs bǝndiliri, Pǝrwǝrdigardin ǝymininglar! Qünki Uningdin ǝyminidiƣanlarning ⱨeq nǝrsisi kǝm bolmas.
И Униң муқәддәс бәндилири, Пәрвәрдигардин әйминиңлар! Чүнки Униңдин әйминидиғанларниң һеч нәрсиси кам болмас.
10 Küqlük arslanlar ozuⱪsiz ⱪelip aq ⱪalsimu, Əmma Pǝrwǝrdigarni izdigüqilǝrning ⱨeqbir yahxi nǝrsisi kǝm bolmas.
Күчлүк асланлар озуқсиз қелип ач қалсиму, Амма Пәрвәрдигарни издигүчиләрниң һеч бир яхши нәрсиси кам болмас.
11 Kelinglar balilirim, manga ⱪulaⱪ selinglar; Mǝn silǝrgǝ Pǝrwǝrdigardin ǝyminixni ɵgitip ⱪoyay.
Келиңлар балилирим, маңа қулақ селиңлар; Мән силәргә Пәрвәрдигардин әйминишни үгитип қояй.
12 Ⱨayatni ǝtiwarlaydiƣan kixi kim? Kimning uzun wǝ yahxi künlǝrni kɵrgüsi bar?
Һаятни әтиварлайдиған киши ким? Кимниң узун вә яхши күнләрни көргүси бар?
13 Undaⱪta tilingni yamanliⱪtin tartip yür, Lǝwliring mǝkkarliⱪtin neri bolsun;
Ундақта тилиңни яманлиқтин тартип жүр, Ләвлириң мәккарлиқтин нери болсун;
14 Yamanliⱪtin ayrilip yiraⱪ bolup, güzǝl ǝmǝllǝrni ⱪilip yür; Aman-hatirjǝmlikni izdǝp, uni ⱪoƣlap yür.
Яманлиқтин айрилип жирақ болуп, гөзәл әмәлләрни қилип жүр; Аман-хатирҗәмликни издәп, уни қоғлап жүр.
15 Pǝrwǝrdigarning kɵzi ⱨǝⱪⱪaniylarning üstidǝ turidu, Uning ⱪuliⱪi ularning iltijaliriƣa oquⱪ turidu;
Пәрвәрдигарниң көзи һәққанийларниң үстидә туриду, Униң қулиқи уларниң илтиҗалириға очуқ туриду;
16 Pǝrwǝrdigarning qirayi rǝzillik ⱪilƣuqilarƣa ⱪarxi qiⱪar, Ularning ⱨǝrⱪandaⱪ nam-hatirilirini yǝr yüzidin elip taxlar;
Пәрвәрдигарниң чирайи рәзиллик қилғучиларға қарши чиқар, Уларниң һәр қандақ нам-хатирилирини йәр йүзидин елип ташлар;
17 Ⱨǝⱪⱪaniylar iltija ⱪilidu, Pǝrwǝrdigar anglaydu, ularni barliⱪ azab-muxǝⱪⱪǝtliridin ⱪutⱪuzidu;
Һәққанийлар илтиҗа қилиду, Пәрвәрдигар аңлайду, уларни барлиқ азап-мушәққәтлиридин қутқузиду;
18 Pǝrwǝrdigar kɵngli sunuⱪlarƣa yeⱪindur, Roⱨi ezilgǝnlǝrni ⱪutⱪuzidu.
Пәрвәрдигар көңли сунуқларға йеқиндур, Роһи езилгәнләрни қутқузиду.
19 Ⱨǝⱪⱪaniylar duq kǝlgǝn awariqiliklǝr kɵptur; Biraⱪ Pǝrwǝrdigar ularni bularning ⱨǝmmisidin ⱪutⱪuzidu.
Һәққанийлар дуч кәлгән аваричиликләр көптур; Бирақ Пәрвәрдигар уларни буларниң һәммисидин қутқузиду.
20 [U ⱨǝⱪⱪaniyning] sɵngǝklirini saⱪ ⱪalduridu, Ulardin birsimu sunup kǝtmǝydu.
[У һәққанийниң] сүйәклирини сақ қалдуриду, Улардин бирисиму сунуп кәтмәйду.
21 Yamanliⱪning ɵzi rǝzillǝrni ɵltüridu; Ⱨǝⱪⱪaniylarƣa nǝprǝtlinidiƣanlar gunaⱨta ⱪalidu.
Яманлиқниң өзи рәзилләрни өлтүриду; Һәққанийларға нәпрәтлинидиғанлар гунада қалиду.
22 Pǝrwǝrdigar Ɵz ⱪullirining janlirini bǝdǝl tɵlǝp ⱨɵrlükkǝ qiⱪiridu; Uningƣa tayanƣanlardin ⱨeqkimgǝ gunaⱨ bekitilmǝydu.
Пәрвәрдигар Өз қуллириниң җанлирини бәдәл төләп һөрлүккә чиқириду; Униңға таянғанлардин һеч кимгә гуна бекитилмәйду.

< Zǝbur 34 >