< Zǝbur 31 >

1 Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup oⱪulsun dǝp, Dawut yazƣan küy: — Sǝn Pǝrwǝrdigarni, mǝn baxpanaⱨ ⱪildim; Meni ⱨeqⱪaqan yǝrgǝ ⱪaritip ⱪoymiƣaysǝn; Ɵz ⱨǝⱪⱪaniyliⱪing bilǝn meni azad ⱪilip ⱪutⱪuzƣaysǝn;
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — Сән Пәрвәрдигарни, мән башпанаһ қилдим; Мени һеч қачан йәргә қаритип қоймиғайсән; Өз һәққанийлиғиң билән мени азат қилип қутқузғайсән;
2 Manga ⱪulaⱪ salƣaysǝn, meni tezrǝk ⱪutⱪuzuwalƣaysǝn; Manga ⱪoram tax, Ɵzümni ⱪoƣdaydiƣan ⱪorƣanliⱪ ⱪǝl’ǝ bolƣaysǝn.
Маңа қулақ салғайсән, мени тезрәк қутқузувалғайсән; Маңа қорам таш, Өзүмни қоғдайдиған қорғанлиқ қәлъә болғайсән.
3 Qünki Sǝn mening uyultexim, mening ⱪorƣinimdursǝn; Xunga Ɵz naming üqün meni yetǝkligǝysǝn, meni baxliƣaysǝn.
Чүнки Сән мениң уюлтешим, мениң қорғинимдурсән; Шуңа Өз намиң үчүн мени йетәклигәйсән, мени башлиғайсән.
4 Manga yoxurun selinƣan tuzaⱪtin ⱪǝdǝmlirimni tartⱪaysǝn; Qünki Sǝn mening baxpanaⱨimdursǝn.
Маңа йошурун селинған қапқантин қәдәмлиримни тартқайсән; Чүнки Сән мениң башпанаһимдурсән.
5 Mǝn roⱨimni ⱪolungƣa tapxurdum; Sǝn manga nijatliⱪ ⱪilip ⱨɵrlükkǝ qiⱪarƣansǝn, i Pǝrwǝrdigar, ⱨǝⱪ Tǝngri.
Мән роһумни қолуңға тапшурдум; Сән маңа ниҗатлиқ қилип һөрлүккә чиқарғансән, и Пәрвәрдигар, һәқ Тәңри.
6 Yalƣan ilaⱨlarƣa qoⱪunidiƣanlardin yirginip kǝldim; Mǝn bolsam Pǝrwǝrdigarƣa etiⱪad ⱪilimǝn.
Ялған илаһларға чоқунидиғанлардин жиркинип кәлдим; Мән болсам Пәрвәрдигарға етиқат қилимән.
7 Ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbiting bilǝn huxal bolup xadlinimǝn; Qünki mening harliⱪimni kɵrdüngsǝn; Jenimning azap-oⱪubǝtliridin hǝwǝr tapting.
Өзгәрмәс муһәббитиң билән хошал болуп шатлинимән; Чүнки мениң харлиғимни көрдүңсән; Җенимниң азап-оқубәтлиридин хәвәр таптиң.
8 Meni düxmǝnlirimning ⱪoliƣa qüxürmiding, Bǝlki putlirimni kǝngri jayƣa turƣuzdung.
Мени дүшмәнлиримниң қолиға чүшүрмидиң, Бәлки путлиримни кәңри җайға турғуздуң.
9 I Pǝrwǝrdigar, manga rǝⱨim-xǝpⱪǝt kɵrsǝtkǝysǝn, Qünki beximƣa külpǝt qüxti; Dǝrd-ǝlǝmdin kɵzüm tügüxǝy dǝp ⱪaldi, Jenim, wujudummu xundaⱪ.
И Пәрвәрдигар, маңа рәһим-шәпқәт көрсәткәйсән, Чүнки бешимға күлпәт чүшти; Дәрд-әләмдин көзүм түгүшәй дәп қалди, Җеним, вуҗудумму шундақ.
10 Ⱨayatim ⱪayƣu-ⱨǝsrǝt bilǝn, Yillirim ƣǝm-ƣussǝ bilǝn uprawatidu. Gunaⱨim tüpǝylidin maƣdurum ketǝy dǝp ⱪaldi, Ustihanlirim sizip kǝtti.
Һаятим қайғу-һәсрәт билән, Жиллирим ғәм-ғуссә билән управатиду. Гунайим түпәйлидин мағдурум кетәй дәп қалди, Устиханлирим сизип кәтти.
11 Mǝn rǝⱪiblirimning iza-aⱨanitigǝ ⱪaldim, Yeⱪinlirim aldida tehimu xundaⱪ; Tonuxlirimƣimu bir wǝⱨimǝ boldum; Koqida meni kɵrgǝnlǝrmu mǝndin dajip ⱪaqidu.
Мән рәқиплиримниң иза-аһанитигә қалдим, Йеқинлирим алдида техиму шундақ; Тонушлиримғиму бир вәһимә болдум; Кочида мени көргәнләрму мәндин даҗип қачиду.
12 Ⱨǝmmǝylǝn meni ɵlgǝn adǝmdǝk, kɵnglidin qiⱪirip taxlaxti; Puquⱪ qinidǝk bolup ⱪaldim.
Һәммәйлән мени өлгән адәмдәк, көңлидин чиқирип ташлашти; Пучуқ чинидәк болуп қалдим.
13 Qünki nurƣunlarning tɵⱨmǝtlirini anglidim, Wǝⱨimǝ tǝrǝp-tǝrǝplǝrdǝ turidu; Ular manga ⱨujum ⱪilixⱪa mǝsliⱨǝtlixiwatidu, Jenimni elixⱪa ⱪǝst ⱪilixiwatidu.
Чүнки нурғунларниң төһмәтлирини аңлидим, Вәһимә тәрәп-тәрәпләрдә туриду; Улар маңа һуҗум қилишқа мәслиһәтлишиватиду, Җенимни елишқа қәст қилишиватиду.
14 Biraⱪ mǝn Sanga tayinimǝn, i Pǝrwǝrdigar; «Sǝn mening Hudayim!» — dedim.
Бирақ мән Саңа тайинимән, и Пәрвәрдигар; «Сән мениң Худайим!» — дедим.
15 Mening künlirim Sening ⱪolungdidur; Meni düxmǝnlirimning ⱪolidin ⱨǝm manga ziyankǝxlik ⱪilƣuqilardin ⱪutⱪuzƣaysǝn.
Мениң күнлирим Сениң қолуңдидур; Мени дүшмәнлиримниң қолидин һәм маңа зиянкәшлик қилғучилардин қутқузғайсән.
16 Ⱪulungƣa didaringning jilwisini qüxürgǝysǝn; Ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbiting bilǝn manga nijatliⱪ ata ⱪilƣaysǝn.
Қулуңға дидариңниң җилвисини чүшүргәйсән; Өзгәрмәс муһәббитиң билән маңа ниҗатлиқ ата қилғайсән.
17 I Pǝrwǝrdigar, meni yǝrgǝ ⱪaritip ⱪoymiƣaysǝn; Qünki mǝn Sanga iltija ⱪildim; Rǝzillǝr yǝrgǝ ⱪarap ⱪalsun; Ularning tǝⱨtisarada zuwani tutulsun; (Sheol h7585)
И Пәрвәрдигар, мени йәргә қаритип қоймиғайсән; Чүнки мән Саңа илтиҗа қилдим; Рәзилләр йәргә қарап қалсун; Уларниң тәһтисарада зувани тутулсун; (Sheol h7585)
18 Yalƣan lǝwlǝr zuwandin ⱪalsun! Ular ⱨǝⱪⱪaniylarni haliƣanqǝ mazaⱪ ⱪilip tǝkǝbburluⱪ bilǝn sɵzlimǝktǝ!
Ялған ләвләр зувандин қалсун! Улар һәққанийларни халиғанчә мазақ қилип тәкәббурлуқ билән сөзлимәктә!
19 Ɵzüngni baxpanaⱨ ⱪilƣanlar üqün insan balilirining kɵz aldida kɵrsǝtkǝn iltipatliring, Yǝni Ɵzüngdin ⱪorⱪidiƣanlar üqün, saⱪliƣan iltipat-nemǝtliring nǝⱪǝdǝr moldur!
Өзүңни башпанаһ қилғанлар үчүн инсан балилириниң көз алдида көрсәткән илтипатлириң, Йәни Өзүңдин қорқидиғанлар үчүн, сақлиған илтипат-немәтлириң нәқәдәр молдур!
20 Sǝn ularni insanlarning suyiⱪǝstliridin Ɵz ⱨuzurungdiki yoxurun dalda jayƣa alisǝn; Sǝn ularni til-aⱨanǝtlǝrdin sayiwiningdǝ yoxurup ⱪoyisǝn.
Сән уларни инсанларниң сүйқәстлиридин Өз һозуруңдики йошурун далда җайға алисән; Сән уларни тил-аһанәтләрдин сайивиниңдә йошуруп қойисән.
21 Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyilǝr yollansun! Qünki U ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbitini zulmǝtlik bir xǝⱨǝrdǝ ajayib nimayǝn ⱪildi!
Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийиләр йоллансун! Чүнки У өзгәрмәс муһәббитини зулмәтлик бир шәһәрдә әҗайип нимайән қилди!
22 Qünki mǝn dǝkkǝ-dükkidǝ ⱨoduⱪup: — Seni, meni kɵzidin qiⱪirip ⱪoydimikin, dǝp ⱪorⱪⱪanidim; Ⱨalbuki, mǝn nalǝ kɵtürüp yelinƣinimda, pǝryadimƣa ⱪulaⱪ salding.
Чүнки мән дәккә-дүккидә һодуқуп: — Сени, мени көзидин чиқирип қойдимекин, дәп қорққан едим; Һалбуки, мән налә көтирип йелинғинимда, пәрядимға қулақ салдиң.
23 Pǝrwǝrdigarni sɵyünglar, i Uning barliⱪ mɵmin bǝndiliri! Pǝrwǝrdigar Ɵzigǝ sadiⱪlarni ⱪoƣdaydu, Ⱨǝm tǝkǝbburluⱪ bilǝn ix ⱪilƣuqilarning ⱪilmixlirini ɵz bexiƣa ⱨǝssilǝp ⱪayturidu!
Пәрвәрдигарни сөйүңлар, и Униң барлиқ мөмин бәндилири! Пәрвәрдигар Өзигә садиқларни қоғдайду, Һәм тәкәббурлуқ билән иш қилғучиларниң қилмишлирини өз бешиға һәссиләп қайтуриду!
24 I Pǝrwǝrdigarni tǝlmürüp kütkǝnlǝr, Jigǝrlik bol, ⱪǝlbing mǝrdanǝ ⱪilinsun!
И Пәрвәрдигарни тәлмүрүп күткәнләр, Җигәрлик бол, қәлбиң мәртанә қилинсун!

< Zǝbur 31 >