< Zǝbur 30 >
1 Muⱪǝddǝs ibadǝthanini Hudaƣa ataxni tǝbriklǝp, Dawut yazƣan küy: — Mǝn Seni aliy dǝp uluƣlaymǝn, i Pǝrwǝrdigar, Qünki Sǝn meni pǝstin yuⱪiri kɵtürdüng, Düxmǝnlirimni üstümdin huxallandurmiding.
Муқәддәс ибадәтханини Худаға аташни тәбрикләп, Давут язған күй: — Мән Сени алий дәп улуқлаймән, и Пәрвәрдигар, Чүнки Сән мени пәстин жуқури көтәрдиң, Дүшмәнлиримни үстүмдин хошалландурмидиң.
2 I Pǝrwǝrdigar Hudayim, mǝn Sanga nalǝ kɵtürdüm, Sǝn meni saⱪaytting.
И Пәрвәрдигар Худайим, мән Саңа налә көтәрдим, Сән мени сақайттиң.
3 I Pǝrwǝrdigar, Sǝn tǝⱨtisaradin jenimni elip qiⱪting, Ⱨangƣa qüxidiƣanlar arisidin manga ⱨayat berip saⱪliding. (Sheol )
И Пәрвәрдигар, Сән тәһтисарадин җенимни елип чиқтиң, Һаңға чүшидиғанлар арисидин маңа һаят берип сақлидиң. (Sheol )
4 Pǝrwǝrdigarƣa küy eytinglar, i Uning ihlasmǝn bǝndiliri, Uning pak-muⱪǝddǝslikini yad etip tǝxǝkkür eytinglar.
Пәрвәрдигарға күй ейтиңлар, и Униң ихласмән бәндилири, Униң пак-муқәддәслигини яд етип тәшәккүр ейтиңлар.
5 Qünki Uning ƣǝzipi dǝⱪiⱪidǝ ɵtüp ketidu, Xapaiti bolsa ɵmürwayǝt bolidu; Yiƣa-zar keqiqǝ ⱪonup ⱪalsimu, Huxalliⱪ tang sǝⱨǝr bilǝn tǝng kelidu.
Чүнки Униң ғәзиви дәқиқидә өтүп кетиду, Шапаити болса өмүрвайәт болиду; Жиға-зерә кечичә қонуп қалсиму, Хошаллиқ таң сәһәр билән тәң келиду.
6 Mǝn bolsam ɵz raⱨǝt-paraƣitimdǝ: «Mǝnggügǝ tǝwrǝnmǝy muⱪim turimǝn» — dedim.
Мән болсам өз раһәт-парағитимдә: «Мәңгүгә тәврәнмәй муқим туримән» — дедим.
7 Pǝrwǝrdigar, xapaiting bilǝn, mening teƣimni mustǝⱨkǝm turƣuzƣaniding; Əmma Sǝn didaringni ⱪaqurup yoxurdung; Mǝn alaⱪzadǝ bolup kǝttim;
Пәрвәрдигар, шапаитиң билән, мениң теғимни мустәһкәм турғузған едиң; Амма Сән дидариңни қачуруп йошурдуң; Мән алақзадә болуп кәттим;
8 Mǝn Sanga nalǝ-pǝryad kɵtürdüm, i Pǝrwǝrdigar; Mǝn [Sǝn] Rǝbkǝ iltija ⱪildim: —
Мән Саңа налә-пәряд көтәрдим, и Пәрвәрдигар; Мән [Сән] Рәбкә илтиҗа қилдим: —
9 — Mening ⱪenim tɵkülüp, ⱨangƣa kirsǝm nemǝ paydisi bardur? Topa-qang Seni mǝdⱨiyilǝmdu? U ⱨǝⱪiⱪitingni jakarliyalamdu?
— Мениң қеним төкүлүп, һаңға кирсәм немә пайдиси бардур? Топа-чаң Сени мәдһийиләмду? У һәқиқитиңни җакалаламду?
10 Angliƣaysǝn, i Pǝrwǝrdigar, manga xǝpⱪǝt kɵrsǝtkǝysǝn; I Pǝrwǝrdigar, manga yardǝmdǝ bolƣaysǝn!
Аңлиғайсән, и Пәрвәрдигар, маңа шәпқәт көрсәткәйсән; И Пәрвәрдигар, маңа ярдәмдә болғайсән!
11 Sǝn matǝm ⱪayƣusini ussul oynaxlarƣa aylandurdung; [Ⱨaziliⱪ] bɵz kiyimimni salduriwetip, Manga huxalliⱪni bǝlwaƣ ⱪilip baƣliding;
Сән матәм қайғусини уссул ойнашларға айландурдуң; [Һазилиқ] бөз кийимимни салдуриветип, Маңа хошаллиқни бәлвағ қилип бағлидиң;
12 Xunga mening roⱨim süküt ⱪilmay, Sanga küylǝr oⱪusun! I Pǝrwǝrdigar, mening Hudayim, Sanga ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ tǝxǝkkürlǝrni eytimǝn!
Шуңа мениң роһум сүкүт қилмай, Саңа күйләр оқусун! И Пәрвәрдигар, мениң Худайим, Саңа әбәдил-әбәткичә тәшәккүрләрни ейтимән!