< Zǝbur 26 >
1 Dawut yazƣan küy: — Mǝn üqün ⱨɵküm qiⱪarƣaysǝn, i Pǝrwǝrdigar; Qünki mǝn ɵz durusluⱪumda turup mangdim; Mǝn Pǝrwǝrdigarƣa tayinip kǝlgǝnmǝn; Mǝn teyilip kǝtmǝymǝn.
Давут язған күй: — Мән үчүн һөкүм чиқарғайсән, и Пәрвәрдигар; Чүнки мән өз дуруслуғумда туруп маңдим; Мән Пәрвәрдигарға тайинип кәлгәнмән; Мән тейилип кәтмәймән.
2 Meni sinap baⱪⱪaysǝn, i Pǝrwǝrdigar, meni tǝkxürüp baⱪⱪin; Wijdanimni, ⱪǝlbimni tawliƣaysǝn;
Мени синап баққайсән, и Пәрвәрдигар, мени тәкшүрүп баққин; Виҗданимни, қәлбимни тавлиғайсән;
3 Qünki ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbitingni kɵz aldimda tutⱪanmǝn; Mǝn ⱨǝⱪiⱪitingni ɵzümgǝ yetǝkqi ⱪilip mangdimmǝn.
Чүнки өзгәрмәс муһәббитиңни көз алдимда тутқанмән; Мән һәқиқитиңни өзүмгә йетәкчи қилип маңдиммән.
4 Mǝn yalƣanqilar bilǝn ⱨǝmdastihan olturmidim; Sahtipǝzlǝrgǝ ⱨǝmraⱨ boluxⱪa kirmǝymǝn.
Мән ялғанчилар билән һәмдәстихан олтармидим; Сахтипәзләргә һәмраһ болушқа кирмәймән.
5 Yamanliⱪ ⱪilƣuqilar jamaitidin yirginimǝn; Rǝzillǝr bilǝnmu olturmaymǝn.
Яманлиқ қилғучилар җамаитидин жиркинимән; Рәзилләр биләнму олтармаймән.
6 Ⱪollirimni gunaⱨsizliⱪta yuyimǝn; Xunda, ⱪurbangaⱨingni aylinip yürǝlǝymǝn.
Қоллиримни гунасизлиқта жуйимән; Шунда, қурбангаһиңни айлинип жүрәләймән.
7 Wǝ ⱨǝm tǝxǝkkürlǝrni anglitimǝn; Barliⱪ karamǝtliringni jakarlaymǝn.
Вә һәм тәшәккүрләрни аңлитимән; Барлиқ карамәтлириңни җакалаймән.
8 I Pǝrwǝrdigar, makaning bolƣan ɵyni, Xan-xǝriping turƣan jayni sɵyüp kǝldim;
И Пәрвәрдигар, маканиң болған өйни, Шан-шәривиң турған җайни сөйүп кәлдим;
9 Jenimni gunaⱨkarlar bilǝn, Ⱨayatimni ⱪanhorlar bilǝn billǝ elip kǝtmigǝysǝn;
Җенимни гунакарлар билән, Һаятимни қанхорлар билән биллә елип кәтмигәйсән;
10 Ularning ⱪolida suyiⱪǝstlǝr bardur, Ong ⱪoli parilǝrgǝ toldi.
Уларниң қолида сүйқәстләр бардур, Оң қоли париләргә толди.
11 Mǝn bolsam, durusluⱪumda mengip yüriwerimǝn; Meni ⱨɵrlükkǝ qiⱪirip ⱪutⱪuzƣaysǝn, Manga meⱨir-xǝpⱪǝt kɵrsǝtkǝysǝn.
Мән болсам, дуруслуғумда меңип жүриверимән; Мени һөрлүккә чиқирип қутқузғайсән, Маңа меһри-шәпқәт көрсәткәйсән.
12 Putum bolsa tüptüz jayda turidu; Jamaǝtlǝr arisida turup Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyilǝr ⱪayturimǝn.
Путум болса түптүз җайда туриду; Җамаәтләр арисида туруп Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийиләр қайтуримән.