< Zǝbur 20 >
1 Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup oⱪulsun dǝp, Dawut yazƣan küy: — Külpǝtlik kündǝ Pǝrwǝrdigar sanga ijabǝt ⱪilƣay! Yaⱪupning Hudasining nami seni egizdǝ aman saⱪliƣay!
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — Күлпәтлик күндә Пәрвәрдигар саңа иҗабәт қилғай! Яқупниң Худасиниң нами сени егиздә аман сақлиғай!
2 U Ɵz muⱪǝddǝs jayidin sanga mǝdǝt ǝwǝtkǝy, Ziondin sanga küq-ⱪuwwǝt bǝrgǝy;
У Өз муқәддәс җайидин саңа мәдәт әвәткәй, Зиондин саңа күч-қувәт бәргәй;
3 Barliⱪ «axliⱪ ⱨǝdiyǝ»liringni yad ⱪilƣay, Kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪingni ⱪobul ⱪilƣay! (Selaⱨ)
Барлиқ «ашлиқ һәдийә»лириңни яд қилғай, Көйдүрмә қурбанлиғиңни қобул қилғай! (Селаһ)
4 Kɵnglüngdiki tǝxnaliⱪlarni sanga ata ⱪilƣay, Kɵnglünggǝ pükkǝn barliⱪ arzuliringni ǝmǝlgǝ axurƣay.
Көңлүңдики тәшналиқларни саңа ата қилғай, Көңлүңгә пүккән барлиқ арзулириңни әмәлгә ашурғай.
5 Bizlǝr ƣǝlibǝngni tǝbriklǝp tǝntǝnǝ ⱪilimiz, Hudayimizning namida tuƣlirimizni tiklǝymiz; Pǝrwǝrdigar barliⱪ tǝlǝpliringni ǝmǝlgǝ axurƣay!
Бизләр ғәлибәңни тәбрикләп тәнтәнә қилимиз, Худайимизниң намида туғлиримизни тикләймиз; Пәрвәрдигар барлиқ тәләплириңни әмәлгә ашурғай!
6 Ⱨazir bildimki, Pǝrwǝrdigar Ɵzi mǝsiⱨ ⱪilƣinini ⱪutⱪuzidu; Muⱪǝddǝs ǝrxliridin uningƣa ⱪudrǝtlik ⱪutⱪuzƣuqi ⱪolini uzartip jawab beridu.
Һазир билдимки, Пәрвәрдигар Өзи мәсиһ қилғинини қутқузиду; Муқәддәс әршлиридин униңға қудрәтлик қутқузғучи қолини узартип җавап бериду.
7 Bǝzilǝr jǝng ⱨarwiliriƣa, Bǝzilǝr atlarƣa [tayinidu]; Biraⱪ biz bolsaⱪ Pǝrwǝrdigar Hudayimizning namini yad etimiz;
Бәзиләр җәң һарвулириға, Бәзиләр атларға [тайиниду]; Бирақ биз болсақ Пәрвәрдигар Худайимизниң намини яд етимиз;
8 Ular tizi püklinip yiⱪildi; Biraⱪ biz bolsaⱪ, ⱪǝddimizni ruslap tik turimiz.
Улар тизи пүклинип жиқилди; Бирақ биз болсақ, қәддимизни руслап тик туримиз.
9 I Pǝrwǝrdigar, padixaⱨⱪa ƣǝlibǝ bǝrgǝysǝn; Nida ⱪilƣinimizda bizgǝ ijabǝt ⱪilƣaysǝn!
И Пәрвәрдигар, падишаға ғәлибә бәргәйсән; Нида қилғинимизда бизгә иҗабәт қилғайсән!