< Zǝbur 145 >

1 Mǝdⱨiyǝ: Dawut yazƣan küy: — Mǝn Seni mǝdⱨiyilǝp uluƣlaymǝn, Hudayim, i Padixaⱨ; Namingƣa ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturimǝn.
Мәдһийә: Давут язған күй: — Мән Сени мәдһийиләп улуқлаймән, Худайим, и Падишаһ; Намиңға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән.
2 Ⱨǝrküni Sanga tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturimǝn, Namingƣa ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturimǝn!
һәр күни Саңа тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән, Намиңға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән!
3 Uluƣdur Pǝrwǝrdigar, zor mǝdⱨiyilǝrgǝ layiⱪtur! Uning uluƣluⱪini sürüxtürüp bolƣili bolmas;
Улуқдур Пәрвәрдигар, зор мәдһийиләргә лайиқтур! Униң улуқлуғини сүрүштүрүп болғили болмас;
4 Bir dǝwr yengi bir dǝwrgǝ Sening ⱪilƣanliringni mahtaydu; Ular ⱪudrǝtlik ⱪilƣanliringni jakarlaydu;
Бир дәвир йеңи бир дәвиргә Сениң қилғанлириңни махтайду; Улар қудрәтлик қилғанлириңни җакалайду;
5 Mǝn ⱨǝywitingning xǝrǝplik julaliⱪini, Wǝ karamǝt mɵjiziliringni seƣinip sɵzlǝymǝn;
Мән һәйвитиңниң шәрәплик җулалиқини, Вә карамәт мөҗизилириңни сеғинип сөзләймән;
6 : Xuning bilǝn ular ⱪorⱪunqluⱪ ixliringning ⱪudritini bayan ⱪilidu; Mǝnmu uluƣ ǝmǝlliringni jakarlaymǝn!
: Шуниң билән улар қорқунучлуқ ишлириңниң қудритини баян қилиду; Мәнму улуқ әмәллириңни җакалаймән!
7 Ular zor meⱨribanliⱪingni ǝslǝp, uni mubarǝklǝp tarⱪitidu, Ⱨǝⱪⱪanliyliⱪing toƣruluⱪ yuⱪiri awazda küylǝydu.
Улар зор меһриванлиғиңни әсләп, уни мубарәкләп тарқитиду, Һәққанлийлиғиң тоғрилиқ жуқури авазда күйләйду.
8 Pǝrwǝrdigar meⱨir-xǝpⱪǝtlik ⱨǝm rǝⱨimdildur; Asan ƣǝzǝplǝnmǝydu, U zor meⱨir-muⱨǝbbǝtliktur;
Пәрвәрдигар меһри-шәпқәтлик һәм рәһимдилдур; Асан ғәзәпләнмәйду, У зор меһир-муһәббәтликтур;
9 Pǝrwǝrdigar ⱨǝmmigǝ meⱨribandur; Uning rǝⱨimdilliⱪliri barqǝ yaratⱪanlirining üstididur;
Пәрвәрдигар һәммигә меһривандур; Униң рәһимдиллиқлири барчә яратқанлириниң үстидидур;
10 Sening barliⱪ yasiƣanliring Seni mǝdⱨiyilǝydu, i Pǝrwǝrdigar, Sening mɵmin bǝndiliring Sanga tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturidu.
Сениң барлиқ ясиғанлириң Сени мәдһийиләйду, и Пәрвәрдигар, Сениң мөмин бәндилириң Саңа тәшәккүр-мәдһийә қайтуриду.
11 Ular padixaⱨliⱪingning xǝripidin hǝwǝr yǝtküzidu, Küq-ⱪudritingni sɵzlǝydu;
Улар падишалиғиңниң шәривидин хәвәр йәткүзиду, Күч-қудритиңни сөзләйду;
12 Xundaⱪ ⱪilip insan baliliriƣa ⱪudrǝtlik ixliring, Padixaⱨliⱪingning xǝrǝplik ⱨǝywisi ayan ⱪilinidu.
Шундақ қилип инсан балилириға қудрәтлик ишлириң, Падишаһлиғиңниң шәрәплик һәйвиси аян қилиниду.
13 Sening padixaⱨliⱪing ǝbǝdiy padixaⱨliⱪtur, Sǝltǝniting ǝwladtin-ǝwladⱪiqidur.
Сениң падишалиғиң әбәдий падишалиқтур, Сәлтәнитиң әвлаттин-әвлатқичидур.
14 Pǝrwǝrdigar yiⱪilay degǝnlǝrning ⱨǝmmisini yɵlǝydu, Egilip ⱪalƣanlarning ⱨǝmmisini turƣuzidu.
Пәрвәрдигар жиқилай дегәнләрниң һәммисини йөләйду, Егилип қалғанларниң һәммисини турғузиду.
15 Ⱨǝmmǝylǝnning kɵzliri Sanga tikilip kütidu; Ularƣa ɵz waⱪtida rizⱪini tǝⱪsim ⱪilip berisǝn;
Һәммәйләнниң көзлири Саңа тикилип күтиду; Уларға өз вақтида рисқини тәқсим қилип берисән;
16 Ⱪolungni eqixing bilǝnla, Barliⱪ jan igilirining arzusini ⱪandurisǝn.
Қолуңни ечишиң биләнла, Барлиқ җан егилириниң арзусини қандурисән.
17 Pǝrwǝrdigar barliⱪ yollirida ⱨǝⱪⱪaniydur, Yasiƣanlirining ⱨǝmmisigǝ muⱨǝbbǝtliktur.
Пәрвәрдигар барлиқ йоллирида һәққанийдур, Ясиғанлириниң һәммисигә муһәббәтликтур.
18 Pǝrwǝrdigar Ɵzigǝ nida ⱪilƣanlarning ⱨǝmmisigǝ yeⱪindur, Ɵzigǝ ⱨǝⱪiⱪǝttǝ nida ⱪilƣanlarning ⱨǝmmisigǝ yeⱪindur;
Пәрвәрдигар Өзигә нида қилғанларниң һәммисигә йеқиндур, Өзигә һәқиқәттә нида қилғанларниң һәммисигә йеқиндур;
19 U Ɵzidin ǝyminidiƣanlarning arzusini ǝmǝlgǝ axuridu; Ularning pǝryadini anglap ularni ⱪutⱪuzidu.
У Өзидин әйминидиғанларниң арзусини әмәлгә ашуриду; Уларниң пәрядини аңлап уларни қутқузиду.
20 Pǝrwǝrdigar Ɵzini sɵygǝnlǝrning ⱨǝmmisidin hǝwǝr alidu; Rǝzillǝrning ⱨǝmmisini yoⱪitidu.
Пәрвәрдигар Өзини сөйгәнләрниң һәммисидин хәвәр алиду; Рәзилләрниң һәммисини йоқитиду.
21 Aƣzim Pǝrwǝrdigarning mǝdⱨiyisini eytidu; Barliⱪ ǝt igiliri ǝbǝdil’ǝbǝd uning muⱪǝddǝs namiƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturƣay!
Ағзим Пәрвәрдигарниң мәдһийисини ейтиду; Барлиқ әт егилири әбәдил-әбәт униң муқәддәс намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурғай!

< Zǝbur 145 >