< Zǝbur 144 >

1 Dawut yazƣan küy: — Ⱪollirimƣa jǝng ⱪilixni, Barmaⱪlirimƣa uruxni ɵgitidiƣan, Mening Ⱪoram Texim Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturulsun!
Давут язған күй: — Қоллиримға җәң қилишни, Бармақлиримға урушни үгитидиған, Мениң Қорам Тешим Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун!
2 Mening ɵzgǝrmǝs xǝpⱪitim wǝ mening ⱪorƣinim, Mening egiz munarim wǝ nijatkarim, Mening ⱪalⱪinim wǝ tayanƣinim, mǝn Uningdin ⱨimayǝ tapimǝn; U Ɵz hǝlⱪimni ⱪol astimda boysundurƣuqidur!
Мениң өзгәрмәс шәпқитим вә мениң қорғиним, Мениң егиз мунарим вә ниҗаткарим, Мениң қалқиним вә таянғиним, мән Униңдин һимайә тапимән; У Өз хәлқимни қол астимда бойсундурғучидур!
3 I Pǝrwǝrdigar, Sǝn uningdin hǝwǝr alidikǝnsǝn, adǝm degǝn zadi nemǝ? Uning toƣruluⱪ oylaydikǝnsǝn, insan balisi degǝn nemǝ?
И Пәрвәрдигар, Сән униңдин хәвәр алидикәнсән, адәм дегән зади немә? Униң тоғрилиқ ойлайдикәнсән, инсан балиси дегән немә?
4 Adǝm bolsa bir nǝpǝsturla, halas; Uning künliri ɵtüp ketiwatⱪan bir kɵlǝnggidur, halas.
Адәм болса бир нәпәстурла, халас; Униң күнлири өтүп кетиватқан бир көләңгидур, халас.
5 I Pǝrwǝrdigar, asmanlarni egildürüp qüxkǝysǝn; Taƣlarƣa tegip ulardin is-tütǝk qiⱪarƣaysǝn;
И Пәрвәрдигар, асманларни егилдүрүп чүшкәйсән; Тағларға тегип улардин ис-түтәк чиқарғайсән;
6 Qaⱪmaⱪlarni qaⱪⱪuzup ularni tarⱪitiwǝtkǝysǝn; Oⱪliringni etip ularni ⱪiyⱪas-sürǝngǝ salƣaysǝn;
Чақмақларни чаққузуп уларни тарқитивәткәйсән; Оқлириңни етип уларни қийқас-сүрәнгә салғайсән;
7 Yuⱪiridin ⱪolliringni uzitip, Meni azad ⱪilƣaysǝn; Meni uluƣ sulardin, Yaⱪa yurttikilǝrning qanggilidin qiⱪarƣaysǝn.
Жуқиридин қоллириңни узитип, Мени азат қилғайсән; Мени улуқ сулардин, Яқа жуттикиләрниң чаңгилидин чиқарғайсән.
8 Ularning aƣzi ⱪuruⱪ gǝp sɵzlǝydu, Ong ⱪoli aldamqi ⱪoldur.
Уларниң ағзи қуруқ гәп сөзләйду, Оң қоли алдамчи қолдур.
9 I Huda, mǝn Sanga atap yengi nahxa eytimǝn; Ontarƣa tǝngkǝx bolup Sanga küylǝrni eytimǝn.
И Худа, мән Саңа атап йеңи нахша ейтимән; Онтарға тәңкәш болуп Саңа күйләрни ейтимән.
10 Sǝn padixaⱨlarƣa nijatliⱪ-ƣǝlibǝ beƣixlaysǝn; Ⱪulung Dawutni ǝjǝllik ⱪiliqtin ⱪutuldurisǝn.
Сән падишаларға ниҗатлиқ-ғәлибә беғишлайсән; Қулуң Давутни әҗәллик қиличтин қутулдурисән.
11 Meni ⱪutuldurƣaysǝn, yat yurttikilǝrning ⱪolidin azad ⱪilƣaysǝn; Ularning aƣzi ⱪuruⱪ gǝp sɵzlǝydu, Ong ⱪoli aldamqi ⱪoldur.
Мени қутулдурғайсән, ят жуттикиләрниң қолидин азат қилғайсән; Уларниң ағзи қуруқ гәп сөзләйду, Оң қоли алдамчи қолдур.
12 Xundaⱪ ⱪilip oƣullirimiz yaxliⱪida puhta yetilgǝn kɵqǝtlǝrgǝ ohxaydu, Ⱪizlirimiz ordiqǝ nǝⱪixlǝngǝn tüwrüklǝrdǝk bolidu;
Шундақ қилип оғуллиримиз яшлиғида пухта йетилгән көчәтләргә охшайду, Қизлиримиз ордичә нәқишләнгән түврүкләрдәк болиду;
13 Axliⱪ ambarlirimiz toldurulup, Türlük-türlük ozuⱪlar bilǝn tǝminlǝydiƣan, Ⱪoylirimiz otlaⱪlirimizda minglap, tümǝnlǝp ⱪozilaydiƣan;
Ашлиқ амбарлиримиз толдурулуп, Түрлүк-түрлүк озуқлар билән тәминләйдиған, Қойлиримиз отлақлиримизда миңлап, түмәнләп қозилайдиған;
14 Kalilirimiz boƣaz bolidiƣan; Ⱨeqkim besip kirmǝydiƣan, ⱨeqkim [jǝnggǝ] qiⱪmaydiƣan; Koqilirimizda ⱨeq jedǝl-ƣowƣa bolmaydiƣan;
Калилиримиз боғаз болидиған; Һеч ким бесип кирмәйдиған, һеч ким [җәңгә] чиқмайдиған; Кочилиримизда һеч җедәл-ғовға болмайдиған;
15 Əⱨwali xundaⱪ bolƣan hǝlⱪ nemidegǝn bǝhtliktur! Hudasi Pǝrwǝrdigar bolƣan hǝlⱪ bǝhtliktur!
Әһвали шундақ болған хәлиқ немидегән бәхитликтур! Худаси Пәрвәрдигар болған хәлиқ бәхитликтур!

< Zǝbur 144 >