< Zǝbur 142 >

1 Dawut ƣarda yoxurunup turƣan waⱪitta yazƣan «Masⱪil»: — Mǝn Pǝrwǝrdigarƣa awazimni anglitip nalǝ-pǝryad kɵtürimǝn; Pǝrwǝrdigarƣa awazim bilǝn yelinimǝn;
Давут ғарда йошурунуп турған вақитта язған «Масқил»: — Мән Пәрвәрдигарға авазимни аңлитип налә-пәряд көтиримән; Пәрвәрдигарға авазим билән йелинимән;
2 Uning aldida dad-zarlirimni tɵkimǝn; Uningƣa awariqilikimni eytimǝn.
Униң алдида дад-зарлиримни төкимән; Униңға аваричилигимни ейтимән.
3 Roⱨim iqimdǝ tügixǝy dǝp ⱪalƣanda, Xu qaƣda basⱪan yolumni bilgǝnsǝn; Mǝn mangƣan yolda ular manga ⱪiltaⱪ saldi.
Роһум ичимдә түгишәй дәп қалғанда, Шу чағда басқан йолумни билгәнсән; Мән маңған йолда улар маңа қилтақ салди.
4 Ong yenimƣa ⱪarap baⱪⱪaysǝn; Ətrapimda meni tonuydiƣan adǝm yoⱪtur; Panaⱨgaⱨ yoⱪap kǝtti; Ⱨeq adǝm jenimƣa kɵyünmǝydu.
Оң йенимға қарап баққайсән; Әтрапимда мени тонуйдиған адәм йоқтур; Панаһгаһ йоқап кәтти; Һеч адәм җенимға көйүнмәйду.
5 Mǝn Sanga pǝryad kɵtürdüm, i Pǝrwǝrdigar; Sanga: «Sǝn mening Baxpanaⱨimsǝn, Tiriklǝrning zeminida bolƣan Nesiwǝmdursǝn» — dedim.
Мән Саңа пәряд көтәрдим, и Пәрвәрдигар; Саңа: «Сән мениң Башпанаһимсән, Тирикләрниң зиминида болған Несивәмдурсән» — дедим.
6 Mening pǝryadimƣa ⱪulaⱪ salƣaysǝn; Qünki mǝn intayin harab ǝⱨwalƣa qüxürüldum; Meni ⱪoƣliƣuqilirimdin ⱪutuldurƣaysǝn; Qünki ular mǝndin küqlüktur.
Мениң пәрядимға қулақ салғайсән; Чүнки мән интайин харап әһвалға чүшүрүлдум; Мени қоғлиғучилиримдин қутулдурғайсән; Чүнки улар мәндин күчлүктур.
7 Sening namingni tǝbriklixim üqün, Jenimni türmidin qiⱪarƣaysǝn; Ⱨǝⱪⱪaniylar ǝtrapimda olixidu; Qünki Sǝn manga zor meⱨribanliⱪ kɵrsitisǝn.
Сениң намиңни тәбриклишим үчүн, Җенимни түрмидин чиқарғайсән; Һәққанийлар әтрапимда олишиду; Чүнки Сән маңа зор меһриванлиқ көрситисән.

< Zǝbur 142 >