< Zǝbur 141 >
1 Dawut yazƣan küy: — Pǝrwǝrdigar, mǝn Sanga nida ⱪildim; Yenimƣa tezdin kǝlgǝysǝn; Sanga nida ⱪilƣinimda awazimni angliƣaysǝn.
Давут язған күй: — Пәрвәрдигар, мән Саңа нида қилдим; Йенимға тездин кәлгәйсән; Саңа нида қилғинимда авазимни аңлиғайсән.
2 Duayimni angliƣiningda, Sanga sunulƣan huxbuydǝk yeⱪimliⱪ bolsun, Ⱪolumning kɵtürülüxi sunulƣan kǝqlik ⱪurbanliⱪtǝk ⱪobul bolsun.
Дуайимни аңлиғиниңда, Саңа сунулған хушбуйдәк йеқимлиқ болсун, Қолумниң көтирилиши сунулған кәчлик қурбанлиқтәк қобул болсун.
3 Aƣzim aldida kɵzǝtqi turƣuzƣaysǝn, i Pǝrwǝrdigar; Lǝwlirim dǝrwazisini saⱪliƣaysǝn;
Ағзим алдида күзәтчи турғузғайсән, и Пәрвәрдигар; Ләвлирим дәрвазисини сақлиғайсән;
4 Kɵnglümni ⱨeqⱪandaⱪ yaman ixⱪa, Ⱪǝbiⱨlik ⱪilƣuqilarƣa xerik bolup, rǝzillik ⱪilixⱪa mayil ⱪilmiƣaysǝn. Meni ularning nemǝtliridin ⱨeq yegüzmigǝysǝn!
Көңлүмни һеч қандақ яман ишқа, Қәбиһлик қилғучиларға шерик болуп, рәзиллик қилишқа майил қилмиғайсән. Мени уларниң немәтлиридин һеч йегүзмигәйсән!
5 Ⱨǝⱪⱪaniy adǝm meni ursun — Bu manga meⱨribanliⱪtur; Manga tǝnbiⱨ bǝrsun — Bu bolsa, bexim rǝt ⱪilmaydiƣan, ⱪuyulƣan esil maydǝk bolidu. Qünki mening duayim yǝnila xularning rǝzilliklirigǝ ⱪarxi bolidu.
Һәққаний адәм мени урсун — Бу маңа меһриванлиқтур; Маңа тәнбиһ бәрсун — Бу болса, бешим рәт қилмайдиған, қуюлған есил майдәк болиду. Чүнки мениң дуайим йәнила шуларниң рәзилликлиригә қарши болиду.
6 Ularning ⱨakimliri tik yarlardin taxliwetilgǝndǝ, [Hǝlⱪ] mening sɵzlirimni anglaydu; Qünki bu sɵzlǝr xerindur.
Уларниң һакимлири тик ярлардин ташливетилгәндә, [Хәлиқ] мениң сөзлиримни аңлайду; Чүнки бу сөзләр шериндур.
7 Birsi otun yarƣanda yǝrgǝ qeqilƣan yerindilardǝk, Mana, ustihanlirimiz tǝⱨtisara ixiki aldida qeqiwetildi; (Sheol )
Бириси отун ярғанда йәргә чечилған йериндилардәк, Мана, устиханлиримиз тәһтисара ишиги алдида чечиветилди; (Sheol )
8 Bǝrⱨǝⱪ, kɵzlirim Sangila tikilip ⱪaraydu, Pǝrwǝrdigar Rǝbbim; Sanga tayinimǝn; Jenimni harab ⱪilip taxliwǝtmigǝysǝn.
Бәрһәқ, көзлирим Саңила тикилип қарайду, Пәрвәрдигар Рәббим; Саңа тайинимән; Җенимни харап қилип ташливәтмигәйсән.
9 Ularning manga salƣan ⱪiltiⱪidin, Ⱪǝbiⱨlik ⱪilƣuqilarning tuzaⱪliridin meni saⱪliƣaysǝn;
Уларниң маңа салған қилтиғидин, Қәбиһлик қилғучиларниң қапқанлиридин мени сақлиғайсән;
10 Rǝzillǝr ɵzining torliriƣa yiⱪilsun, Mǝn bolsam — ɵtüp ketimǝn.
Рәзилләр өзиниң торлириға жиқилсун, Мән болсам — өтүп кетимән.