< Zǝbur 132 >
1 «Yuⱪiriƣa qiⱪix nahxisi» I Pǝrwǝrdigar, Dawut üqün u tartⱪan barliⱪ jǝbir-japalarni yad ǝtkǝysǝn;
«Жуқириға чиқиш нахшиси» И Пәрвәрдигар, Давут үчүн у тартқан барлиқ җәбир-җапаларни яд әткәйсән;
2 U Pǝrwǝrdigarƣa ⱪandaⱪ ⱪǝsǝm iqkǝn, Yaⱪuptiki ⱪudrǝt Igisigǝ ⱪandaⱪ wǝdǝ ⱪilƣan: —
У Пәрвәрдигарға қандақ қәсәм ичкән, Яқуптики қудрәт Егисигә қандақ вәдә қилған: —
3 «Pǝrwǝrdigarƣa turar jayni, Yaⱪupning ⱪudrǝtlik Igisigǝ makanni tapmiƣuqǝ, Ɵyümdiki ⱨujriƣa kirmǝymǝn, Kariwattiki kɵrpǝmgǝ qiⱪmaymǝn, Kɵzümgǝ uyⱪuni, Ⱪapaⱪlirimƣa mügdǝxni bǝrmǝymǝn».
«Пәрвәрдигарға турар җайни, Яқупниң қудрәтлик Егисигә маканни тапмиғичә, Өйүмдики һуҗриға кирмәймән, Кариваттики көрпәмгә чиқмаймән, Көзүмгә уйқини, Қапақлиримға үгдәшни бәрмәймән».
6 Mana, biz uning hǝwirini Əfrataⱨda angliduⱪ; Uni ormanliⱪ etizlardin taptuⱪ;
Мана, биз униң хәвирини Әфратаһда аңлидуқ; Уни орманлиқ етизлардин таптуқ;
7 Uning turar jayliriƣa berip kirǝyli, Uning tǝhtipǝri aldida sǝjdǝ ⱪilayli;
Униң турар җайлириға берип кирәйли, Униң тәхтипәри алдида сәҗдә қилайли;
8 Ornungdin turƣin, i Pǝrwǝrdigar, Sǝn ⱪudritingning ipadisi ǝⱨdǝ sanduⱪung bilǝn, Ɵz aramgaⱨingƣa kirgin!
Орнуңдин турғин, и Пәрвәрдигар, Сән қудритиңниң ипадиси әһдә сандуғуң билән, Өз арамгаһиңға киргин!
9 Kaⱨinliring ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ bilǝn kiyindürülsun, Mɵmin bǝndiliring tǝntǝnilik awazni yangratsun!
Каһинлириң һәққанийлиқ билән кийиндүрүлсун, Мөмин бәндилириң тәнтәнилик авазни яңратсун!
10 Ⱪulung Dawut üqün, Ɵzüng mǝsiⱨ ⱪilƣiningning yüzini yandurmiƣaysǝn;
Қулуң Давут үчүн, Өзүң мәсиһ қилғиниңниң йүзини яндурмиғайсән;
11 Pǝrwǝrdigar Ɵz ⱨǝⱪiⱪiti bilǝn Dawutⱪa xu ⱪǝsǝmni ⱪildi, U uningdin ⱨeq yanmaydu: — U: — «Ɵz puxtingdin qiⱪⱪan mewidin birsini tǝhtingdǝ olturƣuzimǝn;
Пәрвәрдигар Өз һәқиқити билән Давутқа шу қәсәмни қилди, У униңдин һеч янмайду: — У: — «Өз пуштиңдин чиққан мевидин бирисини тәхтиңдә олтарғузимән;
12 Pǝrzǝntliring Mening ǝⱨdǝmni, Ⱨǝm Mǝn ularƣa ɵgitidiƣan agaⱨ-guwaⱨlirimni tutsa, Ularning pǝrzǝntliri mǝnggügǝ tǝhtingdǝ olturidu» — degǝn.
Пәрзәнтлириң Мениң әһдәмни, Һәм Мән уларға үгитидиған агаһ-гувалиримни тутса, Уларниң пәрзәнтлири мәңгүгә тәхтиңдә олтириду» — дегән.
13 Qünki Pǝrwǝrdigar Zionni talliƣan; U Ɵz makani üqün uni haliƣan.
Чүнки Пәрвәрдигар Зионни таллиған; У Өз макани үчүн уни халиған.
14 Mana U: — «Bu mǝnggügǝ bolidiƣan aramgaⱨimdur; Muxu yǝrdǝ turimǝn; Qünki Mǝn uni halaymǝn.
Мана У: — «Бу мәңгүгә болидиған арамгаһимдур; Мошу йәрдә туримән; Чүнки Мән уни халаймән.
15 Mǝn uning rizⱪini intayin zor bǝrikǝtlǝymǝn; Uning yoⱪsullirini nan bilǝn ⱪandurimǝn;
Мән униң рисқини интайин зор бәрикәтләймән; Униң йоқсуллирини нан билән қандуримән;
16 Uning kaⱨinliriƣa nijatliⱪni kiygüzimǝn, Uning mɵmin bǝndiliri xadliⱪtin tǝntǝnilik awazni yangritidu.
Униң каһинлириға ниҗатлиқни кийгүзимән, Униң мөмин бәндилири шатлиқтин тәнтәнилик авазни яңритиду.
17 Mǝn bu yǝrdǝ Dawutning münggüzini bihlandurimǝn; Ɵzümning mǝsiⱨ ⱪilƣinim üqün yoruⱪ bir qiraƣ bekitkǝnmǝn;
Мән бу йәрдә Давутниң мүңгүзини бихландуримән; Өзүмниң мәсиһ қилғиним үчүн йоруқ бир чирақ бекиткәнмән;
18 Uning düxmǝnlirigǝ xǝrmǝndilikni kiygüzimǝn; Əmma uning kiygǝn taji bexida ronaⱪ tapidu» — dedi.
Униң дүшмәнлиригә шәрмәндиликни кийгүзимән; Амма униң кийгән таҗи бешида ронақ тапиду» — деди.