< Zǝbur 125 >
1 «Yuⱪiriƣa qiⱪix nahxisi» Pǝrwǝrdigarƣa tayanƣanlar Zion teƣidǝktur; Uni tǝwrǝtkili bolmaydu, U mǝnggülük turidu.
«Жуқириға чиқиш нахшиси» Пәрвәрдигарға таянғанлар Зион теғидәктур; Уни тәврәткили болмайду, У мәңгүлүк туриду.
2 Yerusalem! Taƣlar uning ǝtrapini oruƣan, Ⱨǝm Pǝrwǝrdigar ⱨazirdin ta ǝbǝdgiqǝ Ɵz hǝlⱪining ǝtrapini oraydu.
Йерусалим! Тағлар униң әтрапини оруған, Һәм Пәрвәрдигар һазирдин та әбәткичә Өз хәлқиниң әтрапини орайду.
3 Qünki rǝzillǝrning ⱨoⱪuⱪ ⱨasisi ⱨǝⱪⱪaniylarning nesiwisini baxⱪurmaydu; Bolmisa ⱨǝⱪⱪaniylarmu ⱪollirini ⱪǝbiⱨlikkǝ uzartixi mumkin.
Чүнки рәзилләрниң һоқуқ һасиси һәққанийларниң несивисини башқурмайду; Болмиса һәққанийларму қоллирини қәбиһликкә узартиши мүмкин.
4 Pǝrwǝrdigar, meⱨribanlarƣa meⱨribanliⱪ ⱪilƣaysǝn; Kɵngli duruslarƣimu xundaⱪ bolsun.
Пәрвәрдигар, меһриванларға меһриванлиқ қилғайсән; Көңли дурусларғиму шундақ болсун.
5 Biraⱪ ǝgri yollarƣa burulup kǝtkǝnlǝrni bolsa, Pǝrwǝrdigar ularni ⱪǝbiⱨlik ⱪilƣuqilar bilǝn tǝng xallaydu. Israilƣa aman-hatirjǝmlik bolƣay!
Бирақ әгир йолларға бурулуп кәткәнләрни болса, Пәрвәрдигар уларни қәбиһлик қилғучилар билән тәң шаллайду. Исраилға аман-хатирҗәмлик болғай!