< Zǝbur 123 >
1 «Yuⱪiriƣa qiⱪix nahxisi» I ǝrxlǝrdǝ Turƣuqisǝn, Sanga beximni kɵtürüp ⱪaraymǝn;
«Жуқириға чиқиш нахшиси» И әршләрдә Турғучисән, Саңа бешимни көтирип қараймән;
2 Mana, ⱪulliringning kɵzi ɵz hojayinining ⱪolliriƣa ⱪandaⱪ ⱪariƣan bolsa, Dedǝklǝrning kɵzi ɵz saⱨibǝsining ⱪolliriƣa ⱪandaⱪ ⱪariƣan bolsa, Bizning kɵzimiz Pǝrwǝrdigar Hudayimizƣa xundaⱪ ⱪaraydu. Ta bizgǝ xǝpⱪǝt kɵrsǝtküqǝ ⱪaraydu.
Мана, қуллириңниң көзи өз ғоҗайининиң қоллириға қандақ қариған болса, Дедәкләрниң көзи өз саһибәсиниң қоллириға қандақ қариған болса, Бизниң көзимиз Пәрвәрдигар Худайимизға шундақ қарайду. Та бизгә шәпқәт көрсәткичә қарайду.
3 Bizgǝ xǝpⱪǝt kɵrgüzgǝysǝn, i Pǝrwǝrdigar, Bizgǝ xǝpⱪǝt kɵrgüzgǝysǝn; Qünki biz yǝtküqǝ horluⱪ tartⱪanmiz.
Бизгә шәпқәт көргүзгәйсән, и Пәрвәрдигар, Бизгә шәпқәт көргүзгәйсән; Чүнки биз йәткичә хорлуқ тартқанмиз.
4 Jenimiz ƣojamlarning mazaⱪlirini, Ⱨakawurlarning horluⱪlirini yǝtküqǝ tartⱪandur.
Җенимиз ғоҗамларниң мазақлирини, Һакавурларниң хорлуқлирини йәткичә тартқандур.