< Zǝbur 122 >
1 «Yuⱪiriƣa qiⱪix nahxisi» Ular manga: «Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ qiⱪayli» — deginidǝ, Xadlandim.
«Жуқириға чиқиш нахшиси» Улар маңа: «Пәрвәрдигарниң өйигә чиқайли» — дегинидә, Шатландим.
2 Putlirimiz dǝrwaziliring iqidǝ turuxⱪa nesip boldi, i Yerusalem!
Путлиримиз дәрвазилириң ичидә турушқа несип болди, и Йерусалим!
3 I Yerusalem, sǝn jipsilaxturulup rǝtlik selinƣan bir xǝⱨǝrdursǝn;
И Йерусалим, сән җипсилаштурулуп рәтлик селинған бир шәһәрдурсән;
4 Ⱪǝbililǝr u yǝrgǝ qiⱪidu, Yaⱨning ⱪǝbililiri qiⱪidu; Israilƣa berilgǝn kɵrsǝtmǝ boyiqǝ, Pǝrwǝrdigarning namiƣa tǝxǝkkür eytix üqün qiⱪidu.
Қәбилиләр у йәргә чиқиду, Яһниң қәбилилири чиқиду; Исраилға берилгән көрсәтмә бойичә, Пәрвәрдигарниң намиға тәшәккүр ейтиш үчүн чиқиду.
5 Qünki u yǝrdǝ ⱨɵküm qiⱪirixⱪa tǝhtlǝr selindi, Dawutning jǝmǝtidikilǝrgǝ tǝhtlǝr selindi.
Чүнки у йәрдә һөкүм чиқиришқа тәхтләр селинди, Давутниң җәмәтидикиләргә тәхтләр селинди.
6 Yerusalemning aman-hatirjǝmlikini izdǝp dua ⱪilinglar; Seni sɵygǝnlǝr ronaⱪ tapidu.
Йерусалимниң аман-хатирҗәмлигини издәп дуа қилиңлар; Сени сөйгәнләр ронақ тапиду.
7 Istiⱨkamliring iqidǝ aman-hatirjǝmlik bolsun, Ordiliring iqidǝ awat-aramliⱪ bolsun!
Истиһкамлириң ичидә аман-хатирҗәмлик болсун, Ордилириң ичидә ават-арамлиқ болсун!
8 Ⱪerindaxlirim ⱨǝm yar-buradǝrlirim üqün, Mǝn: «Aman-hatirjǝmlik iqingdǝ bolsun» — dǝymǝn.
Қериндашлирим һәм яр-бурадәрлирим үчүн, Мән: «Аман-хатирҗәмлик ичиңдә болсун» — дәймән.
9 Pǝrwǝrdigar Hudayimizning ɵyi üqün, Sening ronaⱪ tepixingƣa intilimǝn!
Пәрвәрдигар Худайимизниң өйи үчүн, Сениң ронақ тепишиңға интилимән!