< Zǝbur 120 >
1 «Yuⱪiriƣa qiⱪix nahxisi» Beximƣa kün qüxkǝndǝ mǝn Pǝrwǝrdigarƣa nida ⱪildim; U manga jawab bǝrdi.
«Жуқириға чиқиш нахшиси» Бешимға күн чүшкәндә мән Пәрвәрдигарға нида қилдим; У маңа җавап бәрди.
2 I Pǝrwǝrdigar, jenimni yalƣan sɵzlǝydiƣan lǝwlǝrdin, Aldamqi tildin ⱪutuldurƣaysǝn.
И Пәрвәрдигар, җенимни ялған сөзләйдиған ләвләрдин, Алдамчи тилдин қутулдурғайсән.
3 Sanga nemǝ berilidu, Sanga nemǝ ⱪoxuluxi kerǝk, Əy aldamqi til?
Саңа немә берилиду, Саңа немә қошулуши керәк, Әй алдамчи тил?
4 — Palwan atⱪan ɵtkür oⱪlar, Arqa qoƣliri sanga tǝgsun!
— Палван атқан өткүр оқлар, Арча чоғлири саңа тәгсун!
5 Mǝxǝk diyarida musapir bolup yaxiƣinimƣa, Kedar qedirliri arisida turƣinimƣa ⱨalimƣa way!
Мәшәк диярида мусапир болуп яшиғинимға, Кедар чедирлири арисида турғинимға һалимға вай!
6 Mǝn tinqliⱪⱪa ɵqlǝr arisida uzundin buyan turuwatimǝn;
Мән течлиққа өчләр арисида узундин буян туруватимән;
7 Mǝn tinqliⱪpǝrwǝrmǝn; Biraⱪ gǝp ⱪilsam, ular uruximizla, dǝydu.
Мән течлиқпәрвәрмән; Бирақ гәп қилсам, улар урушимизла, дәйду.