< Zǝbur 115 >

1 Bizgǝ ǝmǝs, i Pǝrwǝrdigar, bizgǝ ǝmǝs — Ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbiting üqün, ⱨǝⱪiⱪǝt-sadaⱪiting üqün, Ɵz namingƣa xan-xǝrǝp kǝltürgǝysǝn.
Бизгә әмәс, и Пәрвәрдигар, бизгә әмәс — Өзгәрмәс муһәббитиң үчүн, һәқиқәт-садақитиң үчүн, Өз намиңға шан-шәрәп кәлтүргәйсән.
2 Əllǝr nemixⱪa «Ularning Hudasi ⱪǝyǝrdǝ?» dǝp [mazaⱪ] ⱪilixidu?
Әлләр немишкә «Уларниң Худаси қәйәрдә?» дәп [мазақ] қилишиду?
3 Biraⱪ Hudayimiz bolsa ǝrxlǝrdidur; Nemini halisa, U xuni ⱪilƣandur.
Бирақ Худайимиз болса әршләрдидур; Немини халиса, У шуни қилғандур.
4 Ularning butliri bolsa pǝⱪǝt kümüx-altundin ibarǝt, Insanning ⱪolliri yasiƣinidur, halas.
Уларниң бутлири болса пәқәт күмүч-алтундин ибарәт, Инсанниң қоллири ясиғинидур, халас.
5 Ularning aƣzi bar, biraⱪ sɵzliyǝlmǝydu; Kɵzliri bar, kɵrmǝydu;
Уларниң ағзи бар, бирақ сөзләлмәйду; Көзлири бар, көрмәйду;
6 Ⱪulaⱪliri bar, anglimaydu, Burni bar, puriyalmaydu;
Қулақлири бар, аңлимайду, Бурни бар, пуралмайду;
7 Ⱪolliri bar, siliyalmaydu; Putliri bar, mangalmaydu; Kaniyidin ⱨeqbir sada qiⱪarmaydu.
Қоллири бар, силалмайду; Путлири бар, маңалмайду; Канийидин һеч бир сада чиқармайду.
8 Ularni yasiƣanlar ularƣa ohxaxtur, Ularƣa tayanƣanlarmu xundaⱪtur.
Уларни ясиғанлар уларға охшаштур, Уларға таянғанларму шундақтур.
9 I Israil, Pǝrwǝrdigarƣa tayininglar; U silǝrgǝ yardǝm ⱪilƣuqinglar ⱨǝm ⱪalⱪininglardur.
И Исраил, Пәрвәрдигарға тайиниңлар; У силәргә ярдәм қилғучиңлар һәм қалқиниңлардур.
10 I Ⱨarun jǝmǝti, Pǝrwǝrdigarƣa tayininglar; U silǝrgǝ yardǝm ⱪilƣuqi ⱨǝm silǝrning ⱪalⱪininglardur.
И Һарун җәмәти, Пәрвәрдигарға тайиниңлар; У силәргә ярдәм қилғучи һәм силәрниң қалқиниңлардур.
11 Pǝrdǝrdigardin ǝyminidiƣanlar, Pǝrwǝrdigarƣa tayininglar; U silǝrgǝ yardǝm ⱪilƣuqi ⱨǝm ⱪalⱪininglardur.
Пәрдәрдигардин әйминидиғанлар, Пәрвәрдигарға тайиниңлар; У силәргә ярдәм қилғучи һәм қалқиниңлардур.
12 Pǝrwǝrdigar bizni ǝslǝp kǝldi; U bǝht ata ⱪilidu; U Israil jǝmǝtigǝ bǝht ata ⱪilidu; U Ⱨarun jǝmǝtigǝ bǝht ata ⱪilidu;
Пәрвәрдигар бизни әсләп кәлди; У бәхит ата қилиду; У Исраил җәмәтигә бәхит ата қилиду; У Һарун җәмәтигә бәхит ата қилиду;
13 Pǝrwǝrdigardin ǝyminidiƣanlarƣa, Qongliri ⱨǝm kiqiklirigimu bǝht ata ⱪilidu.
Пәрвәрдигардин әйминидиғанларға, Чоңлири һәм кичиклиригиму бәхит ата қилиду.
14 Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ ⱪoxlap beridu, Silǝrgǝ ⱨǝm pǝrzǝntliringlarƣa;
Пәрвәрдигар силәргә қошлап бериду, Силәргә һәм пәрзәнтлириңларға;
15 Silǝrgǝ Pǝrwǝrdigar tǝripidin bǝht ata ⱪilinƣan, Asman-zeminni Yaratⱪuqidin bǝrikǝtlǝngǝn!
Силәргә Пәрвәрдигар тәрипидин бәхит ата қилинған, Асман-зиминни Яратқучидин бәрикәтләнгән!
16 Asmanlar bolsa Pǝrwǝrdigarning asmanliridur; Biraⱪ zeminni bolsa insan baliliriƣa tapxurƣandur.
Асманлар болса Пәрвәрдигарниң асманлиридур; Бирақ зиминни болса инсан балилириға тапшурғандур.
17 Ɵlüklǝr Yaⱨni mǝdⱨiyiliyǝlmǝydu, Süküt diyariƣa qüxüp kǝtkǝnlǝrmu xundaⱪ;
Өлүкләр Яһни мәдһийиләлмәйду, Сүкүт дияриға чүшүп кәткәнләрму шундақ;
18 Biraⱪ bizlǝr ⱨazirdin baxlap Yaⱨⱪa ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturimiz! Ⱨǝmdusana!
Бирақ бизләр һазирдин башлап Яһқа әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримиз! Һәмдусана!

< Zǝbur 115 >