< Zǝbur 108 >
1 Dawutning küy-nahxisi: — Iradǝm qing, i Huda, iradǝm qing; Mǝn mǝdⱨiyǝ nahxilirini eytip, Bǝrⱨǝⱪ, Seni küylǝymǝn, pütün roⱨim bilǝn!
Давутниң күй-нахшиси: — Ирадәм чиң, и Худа, ирадәм чиң; Мән мәдһийә нахшилирини ейтип, Бәрһәқ, Сени күйләймән, пүтүн роһум билән!
2 I nǝƣmǝ-sazlirim, oyƣan! Mǝn sǝⱨǝr ⱪuyaxinimu oyƣitimǝn!
И нәғмә-сазлирим, ойған! Мән сәһәр қуяшиниму ойғитимән!
3 Hǝlⱪ-millǝtlǝr arisida Seni uluƣlaymǝn, i Pǝrwǝrdigar; Əllǝr arisida Seni küylǝymǝn!
Хәлиқ-милләтләр арисида Сени улуқлаймән, и Пәрвәрдигар; Әлләр арисида Сени күйләймән!
4 Qünki ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbiting ǝrxlǝrgǝ yǝtküdǝk uluƣtur; Ⱨǝⱪiⱪiting bulutlarƣa taⱪaxti.
Чүнки өзгәрмәс муһәббитиң әршләргә йәткидәк улуқтур; Һәқиқитиң булутларға тақашти.
5 I Huda, xan-xɵⱨriting ǝrxlǝrdin yuⱪiri uluƣlanƣay, Xan-xǝriping yǝr yüzini ⱪapliƣay!
И Худа, шан-шөһритиң әршләрдин жуқури улуқланғай, Шан-шәривиң йәр йүзини қаплиғай!
6 Ɵz sɵygǝnliringning nijatliⱪ tepixi üqün, Ong ⱪolung bilǝn ⱪutⱪuzƣaysǝn, Duayimni ijabǝt ⱪilƣaysǝn.
Өз сөйгәнлириңниң ниҗатлиқ тепиши үчүн, Оң қолуң билән қутқузғайсән, Дуайимни иҗабәт қилғайсән.
7 Huda Ɵz pak-muⱪǝddǝslikidǝ xundaⱪ degǝn: — «Mǝn tǝntǝnǝ ⱪilimǝn, Mǝn Xǝkǝm diyarini bɵlüp berimǝn, Sukkot wadisini [tǝⱪsim ⱪilixⱪa] ɵlqǝymǝn.
Худа Өз пак-муқәддәслигидә шундақ дегән: — «Мән тәнтәнә қилимән, Мән Шәкәм диярини бөлүп беримән, Суккот вадисини [тәқсим қилишқа] өлчәймән.
8 Gilead Manga mǝnsuptur, Manassǝⱨmu Manga mǝnsuptur; Əfraim bolsa beximdiki dubulƣamdur, Yǝⱨuda Mening ǝmr-pǝrman qiⱪarƣuqimdur;
Гилеад Маңа мәнсуптур, Манассәһму Маңа мәнсуптур; Әфраим болса бешимдики дубулғамдур, Йәһуда Мениң әмир-пәрман чиқарғучимдур;
9 Moab Mening yuyunux jawurumdur; Edomƣa qoruƣumni taxlaymǝn; Mǝn Filistiyǝ üstidin tǝntǝnǝ ⱪilimǝn!».
Моаб Мениң жуюнуш җавурумдур; Едомға чоруғумни ташлаймән; Мән Филистийә үстидин тәнтәнә қилимән!».
10 Kim Meni bu mustǝⱨkǝm xǝⱨǝrgǝ baxlap kirǝlisun? Kim Meni Edomƣa elip baralisun?
Ким Мени бу мустәһкәм шәһәргә башлап кирәлисун? Ким Мени Едомға елип баралисун?
11 I Huda, Sǝn bizni rasttinla qǝtkǝ ⱪaⱪtingmu? Ⱪoxunlirimiz bilǝn billǝ jǝnggǝ qiⱪmamsǝn?
И Худа, Сән бизни растинла чәткә қақтиңму? Қошунлиримиз билән биллә җәңгә чиқмамсән?
12 Bizni zulumlardin ⱪutuluxⱪa yardǝmlǝxkǝysǝn, Qünki insanning yardimi bikardur!
Бизни зулумлардин қутулушқа ярдәмләшкәйсән, Чүнки инсанниң ярдими бекардур!
13 Huda arⱪiliⱪ biz qoⱪum baturluⱪ kɵrsitimiz; Bizgǝ zulum ⱪilƣuqilarni qǝyligüqi dǝl U Ɵzidur!
Худа арқилиқ биз чоқум батурлуқ көрситимиз; Бизгә зулум қилғучиларни чәйлигүчи дәл У Өзидур!