< Zǝbur 107 >

1 Aⱨ, Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür eytinglar! Qünki U meⱨribandur, ǝbǝdiydur Uning meⱨir-muⱨǝbbiti!
Аһ, Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар! Чүнки У меһривандур, әбәдийдур Униң меһир-муһәббити!
2 Pǝrwǝrdigar yaw ⱪolidin ⱪutⱪuzƣanlar, U ⱨǝmjǝmǝt bolup ⱪutⱪuzƣan hǝlⱪi buni dawamliⱪ bayan ⱪilsun —
Пәрвәрдигар яв қолидин қутқузғанлар, У һәмҗәмәт болуп қутқузған хәлқи буни давамлиқ баян қилсун —
3 Yǝni U xǝrⱪ bilǝn ƣǝrbtin, ximal bilǝn jǝnubtin, Ⱨǝrⱪaysi yurtlardin yiƣiwelinƣanlar buni eytsun!
Йәни У шәриқ билән ғәриптин, шимал билән җәнуптин, Һәр қайси жутлардин жиғивелинғанлар буни ейтсун!
4 Ular qɵl-bayawanni kezip pinⱨan yolda adaxti, Adǝm makanlaxⱪan ⱨeqbir xǝⱨǝrni tapalmastin.
Улар чөл-баяванни кезип пинһан йолда адашти, Адәм маканлашқан һеч бир шәһәрни тапалмастин.
5 Aq ⱨǝmdǝ ussuz bolup, Jeni qiⱪay dǝp ⱪaldi.
Ач һәмдә уссуз болуп, Җени чиқай дәп қалди.
6 Andin Pǝrwǝrdigarƣa pǝryad ⱪildi, U ularni muxǝⱪⱪǝtliridin azad ⱪildi.
Андин Пәрвәрдигарға пәряд қилди, У уларни мушәққәтлиридин азат қилди.
7 Makanlaxⱪudǝk xǝⱨǝrgǝ yǝtküqǝ, U ularni tüz yolda baxlidi.
Маканлашқидәк шәһәргә йәткичә, У уларни түз йолда башлиди.
8 Ular Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür eytsun! Uning ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbiti üqün, Insan baliliriƣa kɵrsǝtkǝn mɵjiziliri üqün!
Улар Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтсун! Униң өзгәрмәс муһәббити үчүн, Инсан балилириға көрсәткән мөҗизилири үчүн!
9 Qünki U qangⱪiƣan kɵngülni ⱪandurdi, Aq ⱪalƣan janni esil nemǝtlǝr bilǝn toldurdi.
Чүнки У чаңқиған көңүлни қандурди, Ач қалған җанни есил немәтләр билән толдурди.
10 Zülmǝttǝ, ɵlüm kɵlǝnggisidǝ yaxiƣanlar, Tɵmür kixǝn selinip, azab qǝkkǝnlǝrni bolsa,
Зүлмәттә, өлүм көләңгисидә яшиғанлар, Төмүр кишән селинип, азап чәккәнләрни болса,
11 (Qünki ular Tǝngrining ǝmirlirigǝ ⱪarxiliⱪ ⱪildi, Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqining nǝsiⱨǝtini kǝmsitti)
(Чүнки улар Тәңриниң әмирлиригә қаршилиқ қилди, Һәммидин Алий Болғучиниң несиһәтини кәмситти)
12 — U ularni japa-muxǝⱪⱪǝt tartⱪuzup kǝmtǝr ⱪildi, Ular putlixip yiⱪildi, ularƣa yardǝmgǝ birsimu yoⱪ idi.
— У уларни җапа-мушәққәт тартқузуп кәмтәр қилди, Улар путлишип жиқилди, уларға ярдәмгә бирисиму йоқ еди.
13 Andin Pǝrwǝrdigarƣa yelinip pǝryad ⱪildi, U ularni muxǝⱪⱪǝtliridin azad ⱪildi.
Андин Пәрвәрдигарға йелинип пәряд қилди, У уларни мушәққәтлиридин азат қилди.
14 Ularni zulmǝt ⱨǝm ɵlüm sayisidin qiⱪirip, Ularning zǝnjir-asarǝtlirini sundurup taxlidi.
Уларни зулмәт һәм өлүм сайисидин чиқирип, Уларниң зәнҗир-асарәтлирини сундуруп ташлиди.
15 Ular Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür eytsun! Uning ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbiti üqün, Insan baliliriƣa kɵrsǝtkǝn mɵjiziliri üqün!
Улар Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтсун! Униң өзгәрмәс муһәббити үчүн, Инсан балилириға көрсәткән мөҗизилири үчүн!
16 Mana U mis dǝrwazilarni parǝ-parǝ ⱪilip, Tɵmür taⱪaⱪlarni kesip taxlidi.
Мана У мис дәрвазиларни парә-парә қилип, Төмүр тақақларни кесип ташлиди.
17 Ⱨamaⱪǝtlǝr ɵz itaǝtsizlik yolliridin, Ⱪǝbiⱨlikliridin azablarƣa uqraydu;
Һамақәтләр өз итаәтсизлик йоллиридин, Қәбиһликлиридин азапларға учрайду;
18 Kɵnglidǝ ⱨǝrhil ozuⱪ-tülüktin bizar bolup, Ɵlüm dǝrwaziliriƣa yeⱪinlixidu.
Көңлидә һәр хил озуқ-түлүктин бизар болуп, Өлүм дәрвазилириға йеқинлишиду.
19 Andin Pǝrwǝrdigarƣa yelinip pǝryad ⱪilidu, U ularni muxǝⱪⱪǝtliridin azad ⱪilidu.
Андин Пәрвәрдигарға йелинип пәряд қилиду, У уларни мушәққәтлиридин азат қилиду.
20 U sɵz-kalamini ǝwǝtip, ularni saⱪaytidu, Ularni zawalliⱪliridin ⱪutⱪuzidu.
У сөз-каламини әвәтип, уларни сақайтиду, Уларни заваллиқлиридин қутқузиду.
21 Ular Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür eytsun! Uning ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbiti üqün, Adǝm baliliriƣa kɵrsǝtkǝn mɵjiziliri üqün!
Улар Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтсун! Униң өзгәрмәс муһәббити үчүн, Адәм балилириға көрсәткән мөҗизилири үчүн!
22 Ⱪurbanliⱪ süpitidǝ tǝxǝkkürlǝr eytsun, Uning ⱪilƣanlirini tǝntǝnilik nahxilar bilǝn bayan ⱪilsun!
Қурбанлиқ сүпитидә тәшәккүрләр ейтсун, Униң қилғанлирини тәнтәнилик нахшилар билән баян қилсун!
23 Kemilǝrdǝ dengizƣa qüxüp ⱪatniƣuqilar, Uluƣ sularda tirikqilik ⱪilƣuqilar,
Кемиләрдә деңизға чүшүп қатниғучилар, Улуқ суларда тирикчилик қилғучилар,
24 Bular Pǝrwǝrdigarning ixliriƣa guwaⱨqidur, Qongⱪur okyanda kɵrsǝtkǝn karamǝtlǝrni kɵrgüqidur.
Булар Пәрвәрдигарниң ишлириға гувачидур, Чоңқур океанда көрсәткән карамәтләрни көргүчидур.
25 Qünki U bir sɵz bilǝnla xiddǝtlik xamalni qiⱪirip, Dolⱪunlirini ɵrkǝxlitidu;
Чүнки У бир сөз биләнла шиддәтлик шамални чиқирип, Долқунлирини өркәшлитиду;
26 Kemiqilǝr asman-pǝlǝk ɵrlǝydu, Sularning tǝⱨtilirigǝ qüxidu, Dǝⱨxǝttin ularning jeni erip ketidu.
Кемичиләр асман-пәләк өрләйду, Суларниң тәһтилиригә чүшиду, Дәһшәттин уларниң җени ерип кетиду.
27 Ular mǝst adǝmdǝk ǝlǝng-sǝlǝng irƣanglaydu, Ⱨǝrⱪandaⱪ ǝⱪil-qarisi tügǝydu;
Улар мәс адәмдәк әләң-сәләң ирғаңлайду, Һәр қандақ әқил-чариси түгәйду;
28 Andin Pǝrwǝrdigarƣa yelinip pǝryad ⱪilidu, U ularni muxǝⱪⱪǝtliridin azad ⱪilidu.
Андин Пәрвәрдигарға йелинип пәряд қилиду, У уларни мушәққәтлиридин азат қилиду.
29 U boranni tinqitidu, Su dolⱪunlirimu jim bolidu.
У боранни тиничлитиду, Су долқунлириму җим болиду.
30 Xuning bilǝn ular tinqliⱪidin xadlinidu; U ularni tǝxna bolƣan aramgaⱨiƣa yetǝklǝp baridu.
Шуниң билән улар течлиғидин шатлиниду; У уларни тәшна болған арамгаһиға йетәкләп бариду.
31 Ular Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür eytsun! Uning ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbiti üqün, Insan baliliriƣa kɵrsǝtkǝn mɵjiziliri üqün!
Улар Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтсун! Униң өзгәрмәс муһәббити үчүн, Инсан балилириға көрсәткән мөҗизилири үчүн!
32 Ular hǝlⱪning jamaitidimu Uni uluƣlisun, Aⱪsaⱪallar mǝjlisidǝ Uni mǝdⱨiyilisun.
Улар хәлиқниң җамаитидиму Уни улуқлисун, Ақсақаллар мәҗлисидә Уни мәдһийилисун.
33 U dǝryalarni qɵlgǝ, Bulaⱪlarni ⱪaⱪasliⱪⱪa aylanduridu.
У дәрияларни чөлгә, Булақларни қақаслиққа айландуриду.
34 Aⱨalisining yamanliⱪi tüpǝylidin, Ⱨosulluⱪ yǝrni xorluⱪ ⱪilidu.
Аһалисиниң яманлиғи түпәйлидин, Һосуллуқ йәрни шорлуқ қилиду.
35 U yǝnǝ qɵl-bayawanni kɵlgǝ, Qangⱪaⱪ yǝrni bulaⱪlarƣa aylanduridu;
У йәнә чөл-баяванни көлгә, Чаңқақ йәрни булақларға айландуриду;
36 Aqlarni xu yǝrgǝ jaylaxturup, Ular olturaⱪlaxⱪan bir xǝⱨǝrni bǝrpa ⱪilidu;
Ачларни шу йәргә җайлаштуруп, Улар олтирақлашқан бир шәһәрни бәрпа қилиду;
37 Ular etizlarni ⱨǝydǝp-terip, üzümzarlarni bǝrpa ⱪilidu; Bular ⱨosul-mǝⱨsulatni mol beridu.
Улар етизларни һайдап-терип, үзүмзарларни бәрпа қилиду; Булар һосул-мәһсулатни мол бериду.
38 U ularƣa bǝrikǝt beridu, Xuning bilǝn ularning sani helila exip baridu, U ularning mal-waranlirini ⱨeq azaytmaydu.
У уларға бәрикәт бериду, Шуниң билән уларниң сани хеләла ешип бариду, У уларниң мал-варанлирини һеч азайтмайду.
39 Ular yǝnǝ jǝbir-zulum, bala-ⱪaza ⱨǝm dǝrd-ǝlǝmgǝ yoluⱪup, Sani aziyip, pükülidu.
Улар йәнә җәбир-зулум, бала-қаза һәм дәрд-әләмгә йолуғуп, Сани азийип, пүкүлиду.
40 U esilzadilǝr üstigǝ kǝmsitixlirini tɵkidu, Yolsiz dǝxt-sǝⱨrada ularni sǝrgǝrdan ⱪilidu;
У есилзадиләр үстигә кәмситишлирини төкиду, Йолсиз дәшт-сәһрада уларни сәргәрдан қилиду;
41 Lekin miskin adǝmni jǝbir-zulumdin yuⱪiri kɵtürüp saⱪlaydu, Uning ailǝ-tawabatini ⱪoy padisidǝk kɵp ⱪilidu.
Лекин мискин адәмни җәбир-зулумдин жуқури көтирип сақлайду, Униң аилә-тавабатини қой падисидәк көп қилиду.
42 Buni kɵngli duruslar kɵrüp xadlinidu; Pasiⱪlarning aƣzi etilidu.
Буни көңли дуруслар көрүп шатлиниду; Пасиқларниң ағзи етилиду.
43 Kimki dana bolsa, bularni bayⱪisun, Pǝrwǝrdigarning meⱨir-xǝpⱪǝtlirini qüxǝnsun!
Кимки дана болса, буларни байқисун, Пәрвәрдигарниң меһри-шәпқәтлирини чүшәнсун!

< Zǝbur 107 >