< Zǝbur 103 >

1 Dawut yazƣan küy: — Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür ⱪaytur, i jenim; I pütün wujudum, Uning muⱪǝddǝs namiƣa tǝxǝkkür ⱪaytur!
Давут язған күй: — Пәрвәрдигарға тәшәккүр қайтур, и җеним; И пүтүн вуҗудум, Униң муқәддәс намиға тәшәккүр қайтур!
2 Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür ⱪaytur, i jenim, Untuma uning barliⱪ meⱨrimbanliⱪ-bǝrikǝtlirini;
Пәрвәрдигарға тәшәккүр қайтур, и җеним, Унтума униң барлиқ меһримбанлиқ-бәрикәтлирини;
3 U pütkül ⱪǝbiⱨlikliringni kǝqüridu, Barliⱪ kesǝlliringgǝ dawa ⱪilidu;
У пүткүл қәбиһликлириңни кәчүриду, Барлиқ кесәллириңгә дава қилиду;
4 Ⱨayatingni ⱨangdin ⱨɵrlükkǝ ⱪutⱪuzidu, Bexingƣa meⱨir-muⱨǝbbǝt ⱨǝm rǝⱨimdilliⱪlarni taj ⱪilip kiygüzidu.
Һаятиңни һаңдин һөрлүккә қутқузиду, Бешиңға меһир-муһәббәт һәм рәһимдиллиқларни таҗ қилип кийгүзиду.
5 Kɵnglüngni nazunemǝtlǝr bilǝn ⱪanduridu; Yaxliⱪing bürkütningkidǝk yengilinidu.
Көңлүңни назу-немәтләр билән қандуриду; Яшлиғиң бүркүтниңкидәк йеңилиниду.
6 Pǝrwǝrdigar barliⱪ ezilgǝnlǝr üqün ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ ⱨǝm adalǝtni yürgüzidu;
Пәрвәрдигар барлиқ езилгәнләр үчүн һәққанийлиқ һәм адаләтни жүргүзиду;
7 U Ɵz yollirini Musaƣa, Ⱪilƣanlirini Israillarƣa namayan ⱪilƣan.
У Өз йоллирини Мусаға, Қилғанлирини Исраилларға намайән қилған.
8 Pǝrwǝrdigar rǝⱨimdil wǝ xǝpⱪǝtliktur, U asanliⱪqǝ aqqiⱪlanmaydu, Uning meⱨir-muⱨǝbbiti texip turidu.
Пәрвәрдигар рәһимдил вә шәпқәтликтур, У асанлиқчә аччиқланмайду, Униң меһир-муһәббити тешип туриду.
9 U uzunƣiqǝ ǝyiblǝwǝrmǝydu, Yaki ta mǝnggügǝ ƣǝzipidǝ turiwǝrmǝydu.
У узунғичә әйипләвәрмәйду, Яки та мәңгүгә ғәзивидә туривәрмәйду.
10 U bizgǝ gunaⱨlirimizƣa ⱪarita muamilidǝ bolƣan ǝmǝs, Bizgǝ ⱪǝbiⱨliklirimizgǝ ⱪarita tegixlikini yandurƣan ǝmǝs.
У бизгә гуналиримизға қарита муамилидә болған әмәс, Бизгә қәбиһликлиримизгә қарита тегишлигини яндурған әмәс.
11 Asman yǝrdin ⱪanqilik egiz bolsa, Uningdin ⱪorⱪidiƣanlarƣa bolƣan muⱨǝbbitimu xunqilik zordür.
Асман йәрдин қанчилик егиз болса, Униңдин қорқидиғанларға болған муһәббитиму шунчилик зордүр.
12 Xǝrⱪ ƣǝrbtin ⱪanqilik yiraⱪta bolsa, Bizdiki asiyliⱪlarnimu xunqǝ yiraⱪlaxturdi.
Шәриқ ғәриптин қанчилик жирақта болса, Биздики асийлиқларниму шунчә жирақлаштурди.
13 Ata baliliriƣa ⱪandaⱪ kɵyüngǝn bolsa, Pǝrwǝrdigarmu Ɵzidin ⱪorⱪidiƣanlarƣa xundaⱪ meⱨribandur.
Ата балилириға қандақ көйүнгән болса, Пәрвәрдигарму Өзидин қорқидиғанларға шундақ меһривандур.
14 Qünki U Ɵzi bizning jismimizni bilidu, Tupraⱪtin ikǝnlikimizni U esigǝ alidu.
Чүнки У Өзи бизниң җисмимизни билиду, Тупрақтин екәнлигимизни У есигә алиду.
15 Insan bolsa — uning künliri ot-qɵpkǝ ohxaydu, Daladiki güldǝk ünüp qiⱪip qeqǝklǝydu;
Инсан болса — униң күнлири от-чөпкә охшайду, Даладики гүлдәк үнүп чиқип чечәкләйду;
16 Uning üstidin xamal uqup ɵtidu, U yoⱪ bolidu, ǝsliy makanimu uni ⱪayta tonumaydu.
Униң үстидин шамал учуп өтиду, У йоқ болиду, әслий маканиму уни қайта тонумайду.
17 Lekin Ɵzidin ⱪorⱪidiƣanlarƣa, Ɵz ǝⱨdisigǝ wapa ⱪilƣanlarƣa, Kɵrsǝtmilirini orunlax üqün ularni esidǝ tutⱪanlarƣa, Pǝrwǝrdigarning meⱨir-muⱨǝbbiti ǝzǝldin ǝbǝdgiqǝ, Ⱨǝⱪⱪaniyiti ǝwladtin ǝwladlirigiqidur.
Лекин Өзидин қорқидиғанларға, Өз әһдисигә вапа қилғанларға, Көрсәтмилирини орунлаш үчүн уларни есидә тутқанларға, Пәрвәрдигарниң меһир-муһәббити әзәлдин әбәткичә, Һәққанийити әвлаттин әвлатлиригичидур.
19 Pǝrwǝrdigar tǝhtini ǝrxtǝ ⱪurƣan, Uning sǝltǝniti ⱨǝmmining üstidin ⱨɵküm süridu;
Пәрвәрдигар тәхтини әрштә қурған, Униң сәлтәнити һәмминиң үстидин һөкүм сүриду;
20 I sɵzigǝ ⱪulaⱪ salƣuqi, Kalamini ijra ⱪilƣuqi, ⱪudriti zor bolƣan Uning pǝrixtiliri, Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturunglar!
И сөзигә қулақ салғучи, Каламини иҗра қилғучи, қудрити зор болған Униң пәриштилири, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар!
21 I silǝr, Uning barliⱪ ⱪoxunliri, Iradisini ada ⱪilƣuqi hizmǝtkarliri, Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturunglar!
И силәр, Униң барлиқ қошунлири, Ирадисини ада қилғучи хизмәткарлири, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар!
22 I, Uning barliⱪ yasiƣanliri, Ⱨɵkümranliⱪi astidiki barliⱪ jaylarda Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturunglar! I mening jenim, Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür ⱪaytur!
И, Униң барлиқ ясиғанлири, Һөкүмранлиғи астидики барлиқ җайларда Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар! И мениң җеним, Пәрвәрдигарға тәшәккүр қайтур!

< Zǝbur 103 >