< Zǝbur 102 >
1 Ezilgǝnning duasi: U ⱨalidin kǝtkǝndǝ, dad-pǝryadini Pǝrwǝrdigar aldiƣa tɵkkǝndǝ: — Duayimni angliƣaysǝn, i Pǝrwǝrdigar; Pǝryadim aldingƣa yetip kirsun!
Езилгәнниң дуаси: У һалидин кәткәндә, дад-пәрядини Пәрвәрдигар алдиға төккәндә: — Дуайимни аңлиғайсән, и Пәрвәрдигар; Пәрядим алдиңға йетип кирсун!
2 Yüzüngni mǝndin ⱪaqurmiƣaysǝn; Ⱪisilƣan künümdǝ manga ⱪulaⱪ salƣaysǝn; Mǝn nida ⱪilƣan kündǝ, manga tez jawab bǝrgin!
Йүзүңни мәндин қачурмиғайсән; Қисилған күнүмдә маңа қулақ салғайсән; Мән нида қилған күндә, маңа тез җавап бәргин!
3 Mana, künlirim is-tütǝktǝk tügǝp ketidu, Ustihanlirim otun-qoƣlarƣa ohxax kɵydi!
Мана, күнлирим ис-түтәктәк түгәп кетиду, Устиханлирим отун-чоғларға охшаш көйди!
4 Yürikim zǝhmǝ yǝp qɵplǝr hazan bolƣandǝk ⱪurup kǝtti, Ⱨǝtta nenimni yeyixni untudum.
Жүригим зәхмә йәп чөпләр хазан болғандәк қуруп кәтти, Һәтта ненимни йейишни унтудум.
5 Mǝn aⱨu-zar tartⱪanliⱪimdin, Ətlirim süngǝklirimgǝ qaplixip ⱪaldi.
Мән аһу-зар тартқанлиғимдин, Әтлирим сүңәклиримгә чаплишип қалди.
6 Qɵl-bayawandiki saⱪiyⱪuxtǝk, Wǝyranqiliⱪta ⱪonup yürgǝn ⱨuwⱪuxⱪa ohxaymǝn.
Чөл-баявандики сақийқуштәк, Вәйранчилиқта қонуп жүргән һувқушқа охшаймән.
7 Uhlimay sǝgǝk turup kɵzǝttimǝn; Ɵgzidǝ yalƣuz ⱪalƣan ⱪuxⱪaq kǝbimǝn.
Ухлимай сәгәк туруп күзәттимән; Өгүздә ялғуз қалған қушқач кәбимән.
8 Düxmǝnlirim kün boyi meni mǝshirǝ ⱪilmaⱪta, Meni ⱨaⱪarǝtligǝnlǝr ismimni lǝnǝt ornida ixlǝtmǝktǝ.
Дүшмәнлирим күн бойи мени мәсқирә қилмақта, Мени һақарәтлигәнләр исмимни ләнәт орнида ишләтмәктә.
9 Ⱪǝⱨring ⱨǝm aqqiⱪing tüpǝylidin, Külni nan dǝp yǝwatimǝn, Iqimlikimni kɵz yexim bilǝn arilaxturimǝn; Qünki Sǝn meni kɵtürüp, andin yǝrgǝ urdung.
Қәһриң һәм аччиғиң түпәйлидин, Күлни нан дәп йәватимән, Ичимлигимни көз йешим билән арилаштуримән; Чүнки Сән мени көтирип, андин йәргә урдуң.
11 Künlirim ⱪuyax uzartⱪan kɵlǝnggidǝk yoⱪulay dǝp ⱪaldi, Ɵzüm bolsam qɵplǝr hazan bolƣandǝk ⱪurup kǝttim.
Күнлирим қуяш узартқан көләңгидәк йоқулай дәп қалди, Өзүм болсам чөпләр хазан болғандәк қуруп кәттим.
12 Lekin Sǝn, Pǝrwǝrdigar, ǝbǝdiy turisǝn, Sening nam-xɵⱨriting dǝwrdin-dǝwrgiqidur.
Лекин Сән, Пәрвәрдигар, әбәдий турисән, Сениң нам-шөһритиң дәвирдин-дәвиргичидур.
13 Sǝn ornungdin turisǝn, Zionƣa rǝⱨim ⱪilisǝn; Qünki uningƣa xǝpⱪǝt kɵrsitix waⱪti kǝldi, Ⱨǝ, waⱪit-saiti yetip kǝldi!
Сән орнуңдин турисән, Зионға рәһим қилисән; Чүнки униңға шәпқәт көрситиш вақти кәлди, Һә, вақит-саити йетип кәлди!
14 Qünki ⱪulliring uning taxliridin hursǝnlik tapidu, Ⱨǝm tupriⱪiƣimu iqini aƣritidu;
Чүнки қуллириң униң ташлиридин хурсәнлик тапиду, Һәм туприғиғиму ичини ағритиду;
15 Əllǝr Pǝrwǝrdigarning namidin, Yǝr yüzidiki xaⱨlar xan-xǝripingdin ǝyminidu.
Әлләр Пәрвәрдигарниң намидин, Йәр йүзидики шаһлар шан-шәривиңдин әйминиду.
16 Mana, Pǝrwǝrdigar Zionni ⱪaytidin ⱪurƣanda, U Ɵz xan-xǝripidǝ kɵrünidu!
Мана, Пәрвәрдигар Зионни қайтидин қурғанда, У Өз шан-шәривидә көрүниду!
17 U ƣerib-miskinning duasiƣa etibar beridu; Ularning duasini ⱨǝrgiz kǝmsitmǝydu.
У ғериб-мискинниң дуасиға етивар бериду; Уларниң дуасини һәргиз кәмситмәйду.
18 Bular kǝlgüsi bir ǝwlad üqün hatirilinidu; Xuning bilǝn kǝlgüsidǝ yaritilidiƣan bir hǝlⱪ Yaⱨni mǝdⱨiyǝlǝydu;
Булар кәлгүси бир әвлат үчүн хатирилиниду; Шуниң билән кәлгүсидә яритилидиған бир хәлиқ Яһни мәдһийәләйду;
19 Qünki U ǝsirlǝrning aⱨ-zarlirini anglay dǝp, Ɵlümgǝ buyrulƣanlarni azad ⱪilay dǝp, Egizdiki muⱪǝddǝs jayidin engixip nǝzǝr saldi, Ərxlǝrdin Pǝrwǝrdigar yǝrgǝ ⱪaridi;
Чүнки У әсирләрниң аһ-зарлирини аңлай дәп, Өлүмгә буйрулғанларни азат қилай дәп, Егиздики муқәддәс җайидин еңишип нәзәр салди, Әршләрдин Пәрвәрдигар йәргә қариди;
21 Xundaⱪ ⱪilip, ular Pǝrwǝrdigarning hizmitidǝ bolayli degǝndǝ, Yǝni ǝl-mǝmlikǝtlǝr jǝm yiƣilƣan waⱪtida — Pǝrwǝrdigarning nami Zionda, Uning xǝrǝpliri Yerusalemda jakarlinidu!
Шундақ қилип, улар Пәрвәрдигарниң хизмитидә болайли дегәндә, Йәни әл-мәмликәтләр җәм жиғилған вақтида — Пәрвәрдигарниң нами Зионда, Униң шәрәплири Йерусалимда җакалиниду!
23 Biraⱪ U meni yolda maƣdursizlandurup, Künlirimni ⱪisⱪartti.
Бирақ У мени йолда мағдурсизландуруп, Күнлиримни қисқартти.
24 Mǝn: «Tǝngrim, ɵmrümning yerimida meni elip kǝtmǝ!» — dedim. — «Sening yilliring dǝwrdin dǝwrgiqidur,
Мән: «Тәңрим, өмрүмниң йеримида мени елип кәтмә!» — дедим. — «Сениң жиллириң дәвирдин дәвиргичидур,
25 Sǝn yǝrni ǝlmisaⱪtinla bǝrpa ⱪilƣansǝn, Asmanlarni ⱨǝm ⱪolliring yasiƣandur;
Сән йәрни әлмисақтинла бәрпа қилғансән, Асманларни һәм қоллириң ясиғандур;
26 Ular yoⱪ bolup ketidu, Biraⱪ Sǝn dawamliⱪ turiwerisǝn; Ularning ⱨǝmmisi kiyimdǝk konirap ketidu; Ularni kona ton kǝbi almaxtursang, Xunda ular kiyim-keqǝk yǝnggüxlǝngǝndǝk yǝnggüxlinidu.
Улар йоқ болуп кетиду, Бирақ Сән давамлиқ туриверисән; Уларниң һәммиси кийимдәк конирап кетиду; Уларни кона тон кәби алмаштурсаң, Шунда улар кийим-кечәк йәңгүшләнгәндәк йәңгүшлиниду.
27 Biraⱪ Sǝn ɵzgǝrmigüqidursǝn, Yilliringning tamami yoⱪtur.
Бирақ Сән өзгәрмигүчидурсән, Жиллириңниң тамами йоқтур.
28 Ⱪulliringning balilirimu turiweridu, Ularning ǝwladi ⱨuzuringda mǝzmut yaxaydu!».
Қуллириңниң балилириму туривериду, Уларниң әвлади һозуриңда мәзмут яшайду!».