< Zǝbur 101 >

1 Dawut yazƣan küy: — Mǝn ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbǝt ⱨǝm adalǝt toƣruluⱪ nahxa eytimǝn, Seni, i Pǝrwǝrdigar, nahxilar bilǝn küylǝymǝn.
Давут язған күй: — Мән өзгәрмәс муһәббәт һәм адаләт тоғрилиқ нахша ейтимән, Сени, и Пәрвәрдигар, нахшилар билән күйләймән.
2 Mǝn mukǝmmǝl yolda eⱨtiyat bilǝn ix kɵrimǝn; Sǝn ⱪaqanmu yenimƣa kelisǝn!? Ɵz ɵy-ordamda sap kɵngül bilǝn yürimǝn.
Мән мукәммәл йолда еһтият билән иш көримән; Сән қачанму йенимға келисән!? Өз өй-ордамда сап көңүл билән жүримән.
3 Ⱨeq pasiⱪ nǝrsini kɵz aldimƣa kǝltürmǝymǝn, Yoldin qǝtnigǝnlǝrning ⱪilmixliriƣa nǝprǝtlinimǝn; Bundaⱪlar manga ⱨeq yepixmas ǝsla.
Һеч пасиқ нәрсини көз алдимға кәлтүрмәймән, Йолдин чәтнигәнләрниң қилмишлириға нәпрәтлинимән; Бундақлар маңа һеч йепишмас әсла.
4 Əgri kɵngül meningdin yiraⱪ ketidu, Ⱨeq rǝzillikni tonuƣum yoⱪtur.
Әгир көңүл мениңдин жирақ кетиду, Һеч рәзилликни тонуғум йоқтур.
5 Kimki ɵz yeⱪinining kǝynidin tɵⱨmǝt ⱪilƣan bolsa, Mǝn uni yoⱪitimǝn; Nǝziri üstün, dili tǝkǝbbur adǝmni mǝn siƣdurmaymǝn;
Кимки өз йеқининиң кәйнидин төһмәт қилған болса, Мән уни йоқитимән; Нәзири үстүн, дили тәкәббур адәмни мән сиғдурмаймән;
6 Kɵzlirim zemindiki mɵminlǝrdidur, Ular ordamda mǝn bilǝn billǝ tursun! Kim mukǝmmǝl yolda mangsa, u mening hizmitimdǝ bolidu.
Көзлирим зиминдики мөминләрдидур, Улар ордамда мән билән биллә турсун! Ким мукәммәл йолда маңса, у мениң хизмитимдә болиду.
7 Aldamqiliⱪ yürgüzgǝnlǝrning ɵy-ordamda orni bolmaydu, Yalƣan sɵzligǝnlǝr kɵz aldimda turmaydu.
Алдамчилиқ жүргүзгәнләрниң өй-ордамда орни болмайду, Ялған сөзлигәнләр көз алдимда турмайду.
8 Pǝrwǝrdigarning xǝⱨiridin yamanliⱪ ⱪilƣuqilarni üzüp taxlax üqün, Ⱨǝr sǝⱨǝrdǝ zemindiki barliⱪ rǝzil adǝmlǝrni yoⱪitimǝn.
Пәрвәрдигарниң шәһиридин яманлиқ қилғучиларни үзүп ташлаш үчүн, Һәр сәһәрдә зиминдики барлиқ рәзил адәмләрни йоқитимән.

< Zǝbur 101 >