< Zǝbur 10 >
1 Nemixⱪa, i Pǝrwǝrdigar, yiraⱪta turisǝn? Nemixⱪa azabliⱪ künlǝrdǝ ɵzüngni yoxurisǝn?
Немишкә, и Пәрвәрдигар, жирақта турисән? Немишкә азаплиқ күнләрдә өзүңни йошурисән?
2 Rǝzil adǝmlǝr tǝkǝbburluⱪi bilǝn ajiz mɵminlǝrni tap basturup ⱪoƣlap yüridu; Ular ɵzliri tapⱪan ⱨiylilǝr bilǝn ilinip, bablinidu.
Рәзил адәмләр тәкәббурлуғи билән аҗиз мөминләрни тап бастуруп қоғлап жүриду; Улар өзлири тапқан һейлиләр билән илинип, баблиниду.
3 Qünki rǝzillǝr ɵz arzu-ⱨǝwǝsliri bilǝn mahtinidu; Aq kɵzlǝr üqün bǝht tilǝydu; Pǝrwǝrdigarni bolsa kɵzigǝ ilmaydu.
Чүнки рәзилләр өз арзу-һәвәслири билән махтиниду; Ач көзләр үчүн бәхит тиләйду; Пәрвәрдигарни болса көзигә илмайду.
4 Ular qirayidin ⱨakawurluⱪ yaƣdurup, Hudani izdimǝydu; Ular barliⱪ hiyallirida: «Ⱨeqbir Huda yoⱪtur!» dǝydu.
Улар чирайидин һакавурлуқ яғдуруп, Худани издимәйду; Улар барлиқ хияллирида: «Һеч бир Худа йоқтур!» дәйду.
5 Ularning yolliri ⱨǝmixǝ rawan bolidu; Sening ⱨɵkümliring ularning nǝziridin yiraⱪ wǝ üstün turidu; Ularning rǝⱪibliri bolsa, ularƣa ⱪarap «tüfi!» dǝp mazaⱪ ⱪilidu.
Уларниң йоллири һемишә раван болиду; Сениң һөкүмлириң уларниң нәзиридин жирақ вә үстүн туриду; Уларниң рәқиплири болса, уларға қарап «түфи!» дәп мазақ қилиду.
6 [Rǝzil adǝm] kɵnglidǝ: «Mǝn ⱨeq tǝwrǝnmǝy turiwerimǝn! Dǝwrdin-dǝwrgǝ ⱨeq muxǝⱪⱪǝtkǝ uqrimaymǝn» — dǝydu.
[Рәзил адәм] көңлидә: «Мән һеч тәврәнмәй туриверимән! Дәвирдин-дәвиргә һеч мушәққәткә учримаймән» — дәйду.
7 Uning aƣzi ⱪarƣax, aldamqiliⱪ ⱨǝm zulumƣa tolƣan; Tili astida ǝskilik wǝ ⱪǝbiⱨlik yatidu.
Униң ағзи қарғаш, алдамчилиқ һәм зулумға толған; Тили астида әскилик вә қәбиһлик ятиду.
8 U mǝⱨǝllilǝrdǝ yoxurunqǝ marap olturidu; U pinⱨan jaylarda gunaⱨsizlarni ɵltürüwetidu; Kɵzliri yoⱪsullarni kɵzlǝydu;
У мәһәллиләрдә йошурунчә марап олтириду; У пинһан җайларда гунасизларни өлтүрүветиду; Көзлири йоқсулларни көзләйду;
9 U qatⱪalliⱪida yatⱪan xirdǝk yoxurunqǝ paylap yatidu; U mɵminlǝrni tutuwelix üqün yoxurunqǝ marap yatidu; Mɵminlǝrni tutuwelip, ularni ɵz toriƣa qüxüridu.
У чатқаллиғида ятқан ширдәк йошурунчә пайлап ятиду; У мөминләрни тутувелиш үчүн йошурунчә марап ятиду; Мөминләрни тутувелип, уларни өз ториға чүшүриду.
10 [Yoⱪsullar] ezilidu, pükülidu; Dǝrdmǝnlǝr uning yawuzluⱪliri bilǝn yiⱪilidu.
[Йоқсуллар] езилиду, пүкүлиду; Дәрдмәнләр униң явузлуқлири билән жиқилиду.
11 U kɵnglidǝ: «Tǝngri buni untup ⱪaldi, U yüzini yepiwelip, ⱪarimaydu; Buni ⱨǝrgiz kɵrmǝydu» — dǝydu.
У көңлидә: «Тәңри буни унтуп қалди, У йүзини йепивелип, қаримайду; Буни һәргиз көрмәйду» — дәйду.
12 Ornungdin turƣin, i Pǝrwǝrdigar; I Tǝngrim, ⱪolungni kɵtürgin; Ezilgǝn mɵminlǝrni untuma!
Орнуңдин турғин, и Пәрвәрдигар; И Тәңрим, қолуңни көтәргин; Езилгән мөминләрни унтума!
13 Rǝzil adǝm nemixⱪa [Sǝn] Hudani kɵzigǝ ilmaydu? U kɵnglidǝ: «[Huda] buni sürüxtürmǝydu!» — dǝydu.
Рәзил адәм немишкә [Сән] Худани көзигә илмайду? У көңлидә: «[Худа] буни сүрүштүрмәйду!» — дәйду.
14 Sǝn buni kɵrgǝnsǝn; Sǝn Ɵz ⱪolung bilǝn yamanliⱪ ⱨǝm zulumni ɵzlirigǝ ⱪayturux üqün, Ɵzüng bularni kɵzlǝp yürisǝn; Dǝrdmǝnlǝr ɵzlirini Sanga amanǝt ⱪilidu; Qünki Sǝn yetim-yesirlǝrgǝ yar-yɵlǝk bolup kǝlgǝnsǝn;
Сән буни көргәнсән; Сән Өз қолуң билән яманлиқ һәм зулумни өзлиригә қайтуруш үчүн, Өзүң буларни көзләп жүрисән; Дәрдмәнләр өзлирини Саңа аманәт қилиду; Чүнки Сән житим-йесирләргә яр-йөләк болуп кәлгәнсән;
15 Rǝzil, yaman adǝmning bilikini sunduruwǝtkǝysǝn; Uning rǝzillikini birmubir sürüxtürüp, üzül-kesil yoⱪatⱪaysǝn.
Рәзил, яман адәмниң билигини сундурувәткәйсән; Униң рәзиллигини бирмубир сүрүштүрүп, үзүл-кесил йоқатқайсән.
16 Pǝrwǝrdigar ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ padixaⱨdur; [Imansiz] ǝllǝr bolsa [Pǝrwǝrdigarning] zeminidin yoⱪilar.
Пәрвәрдигар әбәдил-әбәткичә падишадур; [Имансиз] әлләр болса [Пәрвәрдигарниң] зиминидин йоқилар.
17 Pǝrwǝrdigar, Sǝn ajiz mɵminlǝrning armanlirini anglaysǝn; Ularning dilini toⱪ ⱪilisǝn;
Пәрвәрдигар, Сән аҗиз мөминләрниң арманлирини аңлайсән; Уларниң дилини тоқ қилисән;
18 Yetim-yesirlar wǝ ezilgüqilǝr üqün adalǝtni yaⱪlap, Yǝr yüzidiki insanlarning [ajiz-mɵminlǝrgǝ] ⱪaytidin wǝⱨimǝ salƣuqi bolmasliⱪi üqün, Ⱪuliⱪingni ding tutisǝn.
Житим-йесирлар вә езилгүчиләр үчүн адаләтни яқлап, Йәр йүзидики инсанларниң [аҗиз-мөминләргә] қайтидин вәһимә салғучи болмаслиғи үчүн, Қулиқиңни диң тутисән.