< Zǝbur 1 >
1 Rǝzillǝrning gepi boyiqǝ mangmaydiƣan, Gunaⱨkarlarning yolida turmaydiƣan, Mǝshirǝ ⱪilƣuqining ornida olturmaydiƣan adǝm bǝht tapur!
Рәзилләрниң гепи бойичә маңмайдиған, Гунакарларниң йолида турмайдиған, Мәсқирә қилғучиниң орнида олтармайдиған адәм бәхит тапур!
2 Uning hursǝnliki pǝⱪǝt Pǝrwǝrdigarning tǝwrat-ⱪanunidilidur; U Pǝrwǝrdigarning ⱪanunini keqǝ-kündüz seƣinip oylaydu.
Униң хурсәнлиги пәқәт Пәрвәрдигарниң тәврат-қанунидилидур; У Пәрвәрдигарниң қанунини кечә-күндүз сеғинип ойлайду.
3 U huddi eriⱪ boyiƣa tikilgǝn, Ɵz pǝslidǝ mewisini beridiƣan, Yopurmaⱪliri solaxmaydiƣan dǝrǝhtǝktur; U nemila ⱪilsa ronaⱪ tapidu.
У худди ериқ бойиға тикилгән, Өз пәслидә мевисини беридиған, Йопурмақлири солашмайдиған дәрәқтәктур; У немила қилса ронақ тапиду.
4 Rǝzil adǝmlǝr bolsa undaⱪ bolmas; Ular huddi xamal uquriwǝtkǝn tozandǝktur.
Рәзил адәмләр болса ундақ болмас; Улар худди шамал учуривәткән тозандәктур.
5 Xuning üqün rǝzillǝr soraⱪ künidǝ tik turalmaydu, Gunaⱨkarlar ⱨǝⱪⱪaniylarning jamaitidǝ ⱨeq bexini kɵtürüp turalmaydu.
Шуниң үчүн рәзилләр сорақ күнидә тик туралмайду, Гунакарлар һәққанийларниң җамаитидә һеч бешини көтирип туралмайду.
6 Qünki Pǝrwǝrdigar ⱨǝⱪⱪaniylarning yolini kɵngligǝ pükkǝn; Rǝzillǝrning yoli bolsa yoⱪilidu.
Чүнки Пәрвәрдигар һәққанийларниң йолини көңлигә пүккән; Рәзилләрниң йоли болса йоқилиду.