< Pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr 9 >
1 Danaliⱪ ɵzigǝ bir ɵy selip, Uning yǝttǝ tüwrükini ornatti.
Даналиқ өзигә бир өй селип, Униң йәттә түврүгини орнатти.
2 U mallirini soyup, Esil xarablirini arilaxturup tǝyyarlap, Ziyapǝt dastihinini yaydi;
У маллирини союп, Есил шараплирини арилаштуруп тәйярлап, Зияпәт дәстихинини яйди;
3 Dedǝklirini [meⱨman qaⱪirixⱪa] ǝwǝtti, Ɵzi xǝⱨǝrning ǝng egiz jaylirida turup:
Дедәклирини [меһман чақиришқа] әвәтти, Өзи шәһәрниң әң егиз җайлирида туруп:
4 «I saddilar, bu yǝrgǝ kelinglar, — dǝp qaⱪiriwatidu; Nadanlarƣa:
«И саддилар, бу йәргә келиңлар, — дәп чақириватиду; Наданларға:
5 Ⱪeni, nanlirimdin eƣiz tegip, Mǝn arilaxturup tǝyyarliƣan xarablardin iqinglar;
Қени, нанлиримдин еғиз тегип, Мән арилаштуруп тәйярлиған шараплардин ичиңлар;
6 Nadanlar ⱪataridin qiⱪip, ⱨayatⱪa erixinglar, Yoruⱪluⱪ yolida menginglar», — dǝwatidu.
Наданлар қатаридин чиқип, һаятқа еришиңлар, Йоруқлуқ йолида меңиңлар», — дәватиду.
7 Ⱨakawurlarƣa tǝnbiⱨ bǝrgüqi aⱨanǝtkǝ uqraydu, Ⱪǝbiⱨlǝrni ǝyibligüqi ɵzigǝ daƣ kǝltüridu.
Һакавурларға тәнбиһ бәргүчи аһанәткә учрайду, Қәбиһләрни әйиплигүчи өзигә дағ кәлтүриду.
8 Ⱨakawurlarni ǝyiblimǝ, qünki u sanga ɵq bolup ⱪalidu; Ⱨalbuki, dana kixini ǝyiblisǝng, u seni sɵyidu.
Һакавурларни әйиплимә, чүнки у саңа өч болуп қалиду; Һалбуки, дана кишини әйиплисәң, у сени сөйиду.
9 Dana adǝmgǝ dǝwǝt ⱪilsang, ǝⱪli tehimu toluⱪ bolidu; Ⱨǝⱪⱪaniy adǝmgǝ durus yol kɵrsǝtsǝng, Bilimi tehimu axidu.
Дана адәмгә дәвәт қилсаң, әқли техиму толуқ болиду; Һәққаний адәмгә дурус йол көрсәтсәң, Билими техиму ашиду.
10 Pǝrwǝrdigardin ǝyminix danaliⱪning baxlinixidur, Muⱪǝddǝs bolƣuqini tonux yoruⱪluⱪtur.
Пәрвәрдигардин әйминиш даналиқниң башлинишидур, Муқәддәс болғучини тонуш йоруқлуқтур.
11 Mǝn [danaliⱪ] sǝndǝ bolsam, künliringni uzartimǝn, Ɵmrüngning yilliri kɵpiyǝr.
Мән [даналиқ] сәндә болсам, күнлириңни узартимән, Өмрүңниң жиллири көпийәр.
12 Sǝndǝ danaliⱪ bolsa, paydini kɵridiƣan ɵzüngsǝn, Danaliⱪni mazaⱪ ⱪilsang ziyan tartidiƣanmu ɵzüngsǝn.
Сәндә даналиқ болса, пайдини көридиған өзүңсән, Даналиқни мазақ қилсаң зиян тартидиғанму өзүңсән.
13 Nadan hotun aƣzi bisǝrǝmjan, ǝⱪilsizdur, Ⱨeqnemǝ bilmǝstur.
Надан хотун ағзи бисәрәмҗан, әқилсиздур, Һеч немә билмәстур.
14 U ixik aldida olturup, Xǝⱨǝrning ǝng egiz jaylirida orun elip,
У ишик алдида олтирип, Шәһәрниң әң егиз җайлирида орун елип,
15 Udul ɵtüp ketiwatⱪanlarƣa:
Удул өтүп кетиватқанларға:
16 «Kimki sadda bolsa, bu yǝrgǝ kǝlsun!» — dǝwatidu, Wǝ ǝⱪilsizlǝrni:
«Кимки садда болса, бу йәргә кәлсун!» — дәватиду, Вә әқилсизләрни:
17 «Oƣriliⱪqǝ iqkǝn su tatliⱪ bolidu, Oƣrilap yegǝn nan tǝmlik bolidu!» — dǝp qarⱪiwatidu.
«Оғрилиқчә ичкән су татлиқ болиду, Оғрилап йегән нан тәмлик болиду!» — дәп чарқиватиду.
18 Lekin qaⱪirilƣuqi ɵlüklǝrning uning ɵyidǝ yatⱪanliⱪidin bihǝwǝrdur, Uning [burunⱪi] meⱨmanlirining alliⱪaqan tǝⱨtisaraning tǝglirigǝ qüxüp kǝtkǝnlikini u sǝzmǝs. (Sheol )
Лекин чақирилғучи өлүкләрниң униң өйидә ятқанлиғидин бехәвәрдур, Униң [бурунқи] меһманлириниң аллиқачан тәһтисараниң тәглиригә чүшүп кәткәнлигини у сәзмәс. (Sheol )