< Pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr 7 >

1 I oƣlum, sɵzlirimgǝ ǝmǝl ⱪil, Tapxuruⱪlirimni yürikingdǝ saⱪla.
И оғлум, сөзлиримгә әмәл қил, Тапшуруқлиримни жүригиңдә сақла.
2 Tapxuruⱪlirimƣa ǝmǝl ⱪilsang, yaxnaysǝn; Tǝlimlirimni kɵz ⱪariquⱪungni asriƣandǝk asra.
Тапшуруқлиримға әмәл қилсаң, яшнайсән; Тәлимлиримни көз қаричуқуңни асриғандәк асра.
3 Ularni barmaⱪliringƣa tengip ⱪoy, Ⱪǝlb tahtangƣa yeziwal.
Уларни бармақлириңға теңип қой, Қәлб тахтаңға йезивал.
4 Danaliⱪni, sǝn ⱨǝdǝ-singlim, degin, Pǝm-parasǝtni «tuƣⱪinim» dǝp qaⱪir.
Даналиқни, сән һәдә-сиңлим, дегин, Пәм-парасәтни «туққиним» дәп чақир.
5 Xundaⱪ ⱪilsang, ular seni yat hotundin yiraⱪlaxturidu, Aƣzidin siliⱪ sɵz qiⱪidiƣan yoqun ayaldin neri ⱪilidu.
Шундақ қилсаң, улар сени ят хотундин жирақлаштуриду, Ағзидин силиқ сөз чиқидиған йочун аялдин нери қилиду.
6 [Bir ⱪetim] ɵyning derizǝ kɵznǝkliridin taxⱪiriƣa ⱪariƣinimda,
[Бир қетим] өйниң деризә көзнәклиридин ташқириға қариғинимда,
7 Birnǝqqǝ yax, sadda yigitlǝrni kɵrdüm, Ularning iqidin bir ǝⱪilsizni kɵrüp ⱪaldim,
Бир нәччә яш, садда жигитләрни көрдүм, Уларниң ичидин бир әқилсизни көрүп қалдим,
8 U koqa boylap buzuⱪ [hotun turuxluⱪ] doⱪmuxtin ɵtüp, Andin uning ɵyi tǝrǝpkǝ ⱪarap mangdi.
У коча бойлап бузуқ [хотун турушлуқ] доқмуштин өтүп, Андин униң өйи тәрәпкә қарап маңди.
9 Kǝqⱪurun ⱪarangƣu qüxkǝndǝ, Zulmǝt keqǝ, ay ⱪarangƣusida [ixiki aldidin ɵtti].
Кәчқурун қараңғу чүшкәндә, Зулмәт кечә, ай қараңғусида [ишики алдидин өтти].
10 Mana, ɵydin bir hotun qiⱪip uni kütüwaldi; Kiyimi paⱨixǝ ayallarningkidǝk bolup, Niyiti ⱨiylǝ-mikir idi.
Мана, өйдин бир хотун чиқип уни күтүвалди; Кийими паһишә аялларниңкидәк болуп, Нийити һейлә-микир еди.
11 Aƣzi bixǝm-ⱨayasiz, naⱨayiti jaⱨil bir hotun, U ɵyidǝ turmaydu,
Ағзи бишәм-һаясиз, наһайити җаһил бир хотун, У өйидә турмайду,
12 Birdǝ mǝⱨǝllidǝ, birdǝ mǝydanlarda, U koqilardiki ⱨǝr doⱪmuxta paylap yüridu.
Бирдә мәһәллидә, бирдә мәйданларда, У кочилардики һәр доқмушта пайлап жүриду.
13 Ⱨeliⱪi yax yigitni tartip, uni sɵyüp, Nomussizlarqǝ uningƣa: —
Һелиқи яш жигитни тартип, уни сөйүп, Номуссизларчә униңға: —
14 «Ɵyümdǝ «inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪi» gɵxi bar, Mǝn bügün Hudaƣa ⱪǝsǝm ⱪilƣan ⱪurbanliⱪni ⱪildim,
«Өйүмдә «енақлиқ қурбанлиғи» гөши бар, Мән бүгүн Худаға қәсәм қилған қурбанлиқни қилдим,
15 Xunga mǝn sizni qaⱪirƣili qiⱪtim, Didaringizƣa tǝlpünüp izdidim. Əmdi sizni tepiwaldim!
Шуңа мән сизни чақирғили чиқтим, Дидариңизға тәлпүнүп издидим. Әнди сизни тепивалдим!
16 Karwitimƣa Misirning kǝxtilik, yolluⱪ libas yapⱪuqlirini yaptim.
Карвитимға Мисирниң кәштилик, йоллуқ либас япқучлирини яптим.
17 Orun-kɵrpilirimgǝ hux puraⱪ murmǝkki, muǝttǝr wǝ ⱪowzaⱪ darqinlarni qaqtim.
Орун-көрпилиримгә хуш пурақ мурмәкки, муәттәр вә қовзақ дарчинларни чачтим.
18 Keling, tang atⱪuqǝ muⱨǝbbǝtlixǝyli, oynap ⱨuzurlinayli, Kɵnglimiz ⱪanƣuqǝ ɵzara ǝyx-ixrǝt ⱪilayli,
Келиң, таң атқичә муһәббәтлишәйли, ойнап һозурлинайли, Көңлимиз қанғичә өз ара әйш-ишрәт қилайли,
19 Erim ɵydǝ yoⱪ, yiraⱪ sǝpǝrgǝ qiⱪip kǝtti.
Ерим өйдә йоқ, жирақ сәпәргә чиқип кәтти.
20 U bir ⱨǝmyan pul elip kǝtti, Ay tolƣuqǝ u ɵygǝ kǝlmǝydu» — dedi.
У бир һәмян пул елип кәтти, Ай толғичә у өйгә кәлмәйду» — деди.
21 Ayal kɵp xerin sɵzliri bilǝn rasa ⱪiziⱪturdi, Qirayliⱪ gǝpliri bilǝn uni ǝsir ⱪiliwaldi.
Аял көп шерин сөзлири билән раса қизиқтурди, Чирайлиқ гәплири билән уни әсир қиливалди.
22 Soyuxⱪa elip mangƣan ɵküzdǝk, Ⱨamaⱪǝt kixi kixǝn bilǝn jazaƣa mangƣandǝk, Ⱪiltaⱪⱪa qüxkǝn ⱪuxtǝk, Yigit uning kǝynidin mangdi. Jigirini oⱪ texip ɵtmiguqǝ, U bu ixning ⱨayatiƣa zamin bolidiƣanliⱪini ⱨeq bilmǝydu.
Союшқа елип маңған өкүздәк, Һамақәт киши кишән билән җазаға маңғандәк, Қилтаққа чүшкән қуштәк, Жигит униң кәйнидин маңди. Җигирини оқ тешип өтмигучә, У бу ишниң һаятиға замин болидиғанлиғини һеч билмәйду.
24 I oƣullirim, sɵzlirimni kɵngül ⱪoyup anglanglar, Degǝnlirimgǝ ⱪulaⱪ selinglar,
И оғуллирим, сөзлиримни көңүл қоюп аңлаңлар, Дегәнлиримгә қулақ селиңлар,
25 Ⱪǝlbinglarni bundaⱪ hotunning yoliƣa kǝtküzmǝnglar, Uning aldam haltisiƣa qüxüp kǝtmǝnglar.
Қәлбиңларни бундақ хотунниң йолиға кәткүзмәңлар, Униң алдам халтисиға чүшүп кәтмәңлар.
26 Bundaⱪ ayal nurƣun kixilǝrni yiⱪitip yarilandurƣan, Uning boƣuzliƣan adǝmliri tolimu kɵptur,
Бундақ аял нурғун кишиләрни жиқитип яриландурған, Униң боғузлиған адәмлири толиму көптур,
27 Uning ɵyi bolsa tǝⱨtisaraning kirix eƣizidur, Adǝmni «ⱨalakǝt meⱨmanhanisi»ƣa qüxürüx yolidur. (Sheol h7585)
Униң өйи болса тәһтисараниң кириш еғизидур, Адәмни «һалакәт меһманханиси»ға чүшүрүш йолидур. (Sheol h7585)

< Pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr 7 >