< Pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr 5 >
1 I oƣlum, danaliⱪimƣa kɵngül ⱪoyƣin, Idraklik sɵzlirimgǝ ⱪulaⱪ salƣin.
И оғлум, даналиғимға көңүл қойғин, Идраклик сөзлиримгә қулақ салғин.
2 Xundaⱪ ⱪilƣiningda ixⱪa sǝzgürlük bilǝn ⱪaraydiƣan bolisǝn, Lǝwliring pǝm-parasǝttin ayrilmaydu.
Шундақ қилғиниңда ишқа сәзгүрлүк билән қарайдиған болисән, Ләвлириң пәм-парасәттин айрилмайду.
3 Qünki buzuⱪ hotunning aƣzidin ⱨǝsǝl tamidu, Lǝwliri zǝytun yeƣidin siliⱪtur;
Чүнки бузуқ хотунниң ағзидин һәсәл тамиду, Ләвлири зәйтун йеғидин силиқтур;
4 Lekin uning aⱪiwiti kǝkridǝk aqqiⱪ, Ikki bisliⱪ ⱪiliqtǝk ɵtkür.
Лекин униң ақивити кәкридәк аччиқ, Икки бислиқ қиличтәк өткүр.
5 Uning ⱪǝdǝmliri ɵlüm girdawiƣa elip baridu, Tutⱪan yoli gɵrgǝ baxlaydu. (Sheol )
Униң қәдәмлири өлүм гирдавиға елип бариду, Тутқан йоли гөргә башлайду. (Sheol )
6 Ⱨayatliⱪ yolini ⱪilqǝ bilgüm yoⱪ dǝp, Basⱪan ⱪǝdǝmliri turaⱪsiz bolidu, Nǝgǝ baridiƣanliⱪini ⱨeq bilmǝydu.
Һаятлиқ йолини қилчә билгүм йоқ дәп, Басқан қәдәмлири турақсиз болиду, Нәгә баридиғанлиғини һеч билмәйду.
7 Xunga, i oƣullirim, sɵzlirimni kɵngül ⱪoyup anglanglar, Mening degǝnlirimdin qiⱪmanglar.
Шуңа, и оғуллирим, сөзлиримни көңүл қоюп аңлаңлар, Мениң дегәнлиримдин чиқмаңлар.
8 Undaⱪ hotundin yiraⱪ ⱪaq! Ixiki aldiƣimu yeⱪin yolima!
Ундақ хотундин жирақ қач! Ишиги алдиғиму йеқин йолима!
9 Bolmisa, izzǝt-abruyungni baxⱪilarƣa tutⱪuzup ⱪoyisǝn, [Yaxliⱪ] yilliringni rǝⱨimsizlǝrning ⱪoliƣa tapxurisǝn!
Болмиса, иззәт-абруюңни башқиларға тутқузуп қойисән, [Яшлиқ] жиллириңни рәһимсизләрниң қолиға тапшурисән!
10 Yat adǝmlǝr bayliⱪliring bilǝn ɵzini tolduridu, Japaliⱪ ǝjirliringning mewisi yaⱪa yurtluⱪning ɵyigǝ ɵtüp ketidu;
Ят адәмләр байлиқлириң билән өзини толдуриду, Җапалиқ әҗирлириңниң мевиси яқа жутлуқниң өйигә өтүп кетиду;
11 Əjilingdǝ nalǝ-pǝryad kɵtürginingdǝ, Əzayi-bǝdining yǝm bolƣanda,
Әҗилиңдә налә-пәряд көтәргиниңдә, Әзайи-бәдиниң йәм болғанда,
12 Xu qaƣda sǝn: — «Aⱨ, nǝsiⱨǝtlǝrdin nemanqǝ nǝprǝtlǝngǝndimǝn! Kɵnglümdǝ tǝnbiⱨlǝrni nemanqǝ kǝmsitkǝndimǝn!
Шу чағда сән: — «Аһ, несиһәтләрдин неманчә нәпрәтләнгәндимән! Көңлүмдә тәнбиһләрни неманчә кәмситкәндимән!
13 Nemixⱪa ustazlirimning sɵzini anglimiƣandimǝn? Manga tǝrbiyǝ bǝrgǝnlǝrgǝ ⱪulaⱪ salmiƣandimǝn?
Немишкә устазлиримниң сөзини аңлимиғандимән? Маңа тәрбийә бәргәнләргә қулақ салмиғандимән?
14 jǝmiyǝttimu, jamaǝt aldidimu ⱨǝrhil nomusⱪa ⱪalƣandǝk boldum!» — dǝp ⱪalisǝn.
Җәмийәттиму, җамаәт алдидиму һәр хил номусқа қалғандәк болдум!» — дәп қалисән.
15 Ɵzüngning kɵlqikingdiki suni iqkin, Ɵz buliⱪingdin eⱪiwatⱪan sudin ⱨuzurlan.
Өзүңниң көлчигиңдики суни ичкин, Өз булиқиңдин еқиватқан судин һозурлан.
16 Bulaⱪliring urƣup ⱨǝr yǝrgǝ tarⱪilip kǝtsǝ [bolamdu]? Eriⱪliringdiki sular koqilarda eⱪip yürsǝ bolamdu?
Булақлириң урғуп һәр йәргә тарқилип кәтсә [боламду]? Ериқлириңдики сулар кочиларда еқип жүрсә боламду?
17 Bular sangila has bolsun, Yat kixilǝrgǝ tǝgmisun!
Булар саңила хас болсун, Ят кишиләргә тәгмисун!
18 Buliⱪing bǝht-bǝrikǝtlik bolƣay! Yaxliⱪingda alƣan hotunung bilǝn ⱨuzurlan.
Булиқиң бәхит-бәрикәтлик болғай! Яшлиғиңда алған хотунуң билән һозурлан.
19 U qixi keyiktǝk qirayliⱪ! Jǝrǝndǝk sɵyümlük! Uning baƣridin ⱨǝmixǝ ⱪanaǝttǝ bolƣaysǝn, Uning ⱪaynaⱪ muⱨǝbbitidin daim huxalliⱪⱪa patⱪaysǝn.
У чиши кейиктәк чирайлиқ! Җәрәндәк сөйүмлүк! Униң бағридин һемишә қанаәттә болғайсән, Униң қайнақ муһәббитидин дайим хошаллиққа патқайсән.
20 I oƣlum, nemixⱪa yat ayalƣa xǝyda bolisǝn? Nemixⱪa yat hotunning ⱪoyniƣa ɵzüngni atisǝn?
И оғлум, немишкә ят аялға шәйда болисән? Немишкә ят хотунниң қойниға өзүңни атисән?
21 Qünki insanning ⱨǝmmǝ ⱪilƣanliri Pǝrwǝrdigarning kɵz aldida axkaridur, U uning ⱨǝmmǝ mangƣan yollirini taraziƣa selip turidu.
Чүнки инсанниң һәммә қилғанлири Пәрвәрдигарниң көз алдида ашкаридур, У униң һәммә маңған йоллирини таразиға селип туриду.
22 Yaman adǝmning ɵz ⱪǝbiⱨlikliri ɵzini tuzaⱪⱪa qüxüridu, U ɵz gunaⱨi bilǝn sirtmaⱪⱪa elinidu.
Яман адәмниң өз қәбиһликлири өзини қапқанқа чүшүриду, У өз гунайи билән сиртмаққа елиниду.
23 U yolyoruⱪtin mǝⱨrum bolƣanliⱪidin jenidin ayrilidu, Qekidin axⱪan ⱨamaⱪǝtliki tüpǝylidin yoldin ezip ketidu.
У йолйоруқтин мәһрум болғанлиғидин җенидин айрилиду, Чекидин ашқан һамақәтлиги түпәйлидин йолдин езип кетиду.