< Pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr 31 >
1 Tɵwǝndikilǝr, padixaⱨ Lǝmuǝlgǝ uning anisi arⱪiliⱪ wǝⱨiy bilǝn kǝlgǝn sɵzlǝrdur; anisi bu sɵzlǝrni uningƣa ɵgǝtkǝn:
Төвәндикиләр, падиша Ләмуәлгә униң аниси арқилиқ вәһий билән кәлгән сөзләрдур; аниси бу сөзләрни униңға үгәткән:
2 I oƣlum, i mening amriⱪim, ⱪǝsǝmlǝr bilǝn tiligǝn arzuluⱪum, mǝn sanga nemǝ dǝy?
И оғлум, и мениң амриғим, қәсәмләр билән тилигән арзулуғум, мән саңа немә дәй?
3 Küq-ⱪuwwitingni ayal-hotunlar tǝripigǝ sǝrp ⱪilmiƣin; Yaki padixaⱨlarnimu wǝyran ⱪilidiƣan ixlarƣa berilgüqi bolma!
Күч-қуввитиңни аял-хотунлар тәрипигә сәрп қилмиғин; Яки падишаларниму вәйран қилидиған ишларға берилгүчи болма!
4 I Lǝmuǝl, xarab iqix padixaⱨlarƣa layiⱪ ǝmǝs, Əmirlǝrgimu ⱨaraⱪⱪa humar bolux yaraxmas.
И Ләмуәл, шарап ичиш падишаларға лайиқ әмәс, Әмирләргиму һараққа хумар болуш ярашмас.
5 Bolmisa ular xarab iqip, [muⱪǝddǝs] bǝlgilimilǝrni untup, Bozǝk bǝndilǝrning ⱨǝⱪⱪini astin-üstün ⱪiliwetixi mumkin.
Болмиса улар шарап ичип, [муқәддәс] бәлгүлимиләрни унтуп, Бозәк бәндиләрниң һәққини астин-үстүн қиливетиши мүмкин.
6 Küqlük ⱨaraⱪ ɵlgüsi kǝlgǝnlǝrgǝ, ⱨǝsrǝtkǝ qɵmgǝnlǝrgǝ berilsun!
Күчлүк һарақ өлгүси кәлгәнләргә, һәсрәткә чөмгәнләргә берилсун!
7 Ular xarabni iqip, miskinlikini untup, Ⱪaytidin dǝrd-ǝlimini esigǝ kǝltürmisun!
Улар шарапни ичип, мискинлигини унтуп, Қайтидин дәрд-әлимини есигә кәлтүрмисун!
8 Ɵzliri üqün gǝp ⱪilalmaydiƣanlarƣa aƣzingni aqⱪin, Ⱨalak bolay degǝnlǝrning dǝwasidǝ gǝp ⱪil.
Өзлири үчүн гәп қилалмайдиғанларға ағзиңни ачқин, Һалак болай дегәнләрниң дәвасидә гәп қил.
9 Süküt ⱪilma, ular üqün lilla ⱨɵküm ⱪil, Ezilgǝnlǝrning wǝ miskinlǝrning dǝrdigǝ dǝrman bol.
Сүкүт қилма, улар үчүн лилла һөкүм қил, Езилгәнләрниң вә мискинләрниң дәрдигә дәрман бол.
10 Pǝzilǝtlik ayalni kim tapalaydu? Uning ⱪimmiti lǝǝl-yaⱪutlardinmu zor exip qüxidu.
Пәзиләтлик аялни ким тапалайду? Униң қиммити ләәл-яқутлардинму зор ешип чүшиду.
11 Erining kɵngli uningƣa tayinip hatirjǝm turidu, U bolƣaqⱪa erining alƣan oljisi kǝm ǝmǝstur!
Ериниң көңли униңға тайинип хатирҗәм туриду, У болғачқа ериниң алған олҗиси кам әмәстур!
12 U ɵmür boyi erigǝ wapadar bolup yahxiliⱪ ⱪilidu, Uni ziyanƣa uqratmaydu.
У өмүр бойи еригә вападар болуп яхшилиқ қилиду, Уни зиянға учратмайду.
13 U ⱪoy yungi wǝ kǝndir tepip, Ɵz ⱪoli bilǝn jan dǝp ǝjir ⱪilidu.
У қой жуңи вә кәндир тепип, Өз қоли билән җан дәп әҗир қилиду.
14 U soda kemilirigǝ ohxax, [ailini beⱪixtiki] ozuⱪ-tülüklǝrni yiraⱪ jaylardin toxuydu.
У сода кемилиригә охшаш, [Аилини беқиштики] озуқ-түлүкләрни жирақ җайлардин тошуйду.
15 Tang yorumasta u ornidin turidu, ailisidikilǝrgǝ yemǝklik tǝyyarlaydu, Hizmǝtkar-dedǝklǝrgǝ nesiwisini tǝⱪsim ⱪilidu.
Таң йорумаста у орнидин туриду, Аилисидикиләргә йемәклик тәйярлайду, Хизмәткар-дедәкләргә несивисини тәқсим қилиду.
16 U bir parqǝ etizni ɵzi kɵrüp alidu; Ⱪoli bilǝn yiƣⱪan daramǝttin u bir üzümzar bina ⱪilidu.
У бир парчә етизни өзи көрүп алиду; Қоли билән жиққан дарамәттин у бир үзүмзар бена қилиду.
17 [Ixⱪa ⱪarap] u belini küq bilǝn baƣlar, Bilǝklirini küqlǝndürǝr;
[Ишқа қарап] у белини күч билән бағлар, Биләклирини күчләндүрәр;
18 Ɵz ixining paydiliⱪliⱪiƣa kɵzi yetǝr, Keqiqǝ qiriƣini ɵqürmǝy ix ⱪilar.
Өз ишиниң пайдилиқлиғиға көзи йетәр, Кечичә чириғини өчүрмәй иш қилар.
19 U ⱪolliri bilǝn qaⱪni qɵrǝr, Barmaⱪliri yip urquⱪini tutar.
У қоллири билән чақни чөрәр, Бармақлири жип урчуқини тутар.
20 Ajizlarƣa yardǝm ⱪolini uzitar; Ⱨajǝtmǝnlǝrgǝ ⱪollirini sozar.
Аҗизларға ярдәм қолини узитар; Һаҗәтмәнләргә қоллирини созар.
21 Ⱪar yaƣⱪanda u ailisi toƣruluⱪ ǝndixǝ ⱪilmaydu, Ɵyidikilǝrning ⱨǝmmisigǝ ⱪizil kiyimlǝr kiydürülgǝn.
Қар яққанда у аилиси тоғрилиқ әндишә қилмайду, Өйидикиләрниң һәммисигә қизил кийимләр кийдүрүлгән.
22 Kariwat yapⱪuqlirini ɵzi toⱪuydu; Ɵzining kiyim-keqǝkliri kanap wǝ sɵsün rǝhttindur.
Кариват япқучлирини өзи тоқуйду; Өзиниң кийим-кечәклири канап вә сөсүн рәхттиндур.
23 Erining xǝⱨǝr dǝrwazilirida abruyi bar; Xu yǝrdǝ u yurttiki aⱪsaⱪallar ⱪataridin orun alidu.
Ериниң шәһәр дәрвазилирида абройи бар; Шу йәрдә у жуттики ақсақаллар қатаридин орун алиду.
24 U nǝpis kanaptin kiyim-keqǝk tikip uni satidu; Bǝlwaƣlarni tikip sodigǝrlǝrni tǝminlǝydu.
У нәпис канаптин кийим-кечәк тикип уни сатиду; Бәлвағларни тикип содигәрләрни тәминләйду.
25 Kiyimi küq-ⱪudrǝt wǝ izzǝt-ⱨɵrmǝttur; U kelǝqǝkkǝ ümid bilǝn külüp ⱪaraydu.
Кийими күч-қудрәт вә иззәт-һөрмәттур; У келәчәккә үмүт билән күлүп қарайду.
26 Aƣzini aqsila, dana sɵz ⱪilidu, Tilida meⱨribanǝ nǝsiⱨǝtlǝr bar.
Ағзини ачсила, дана сөз қилиду, Тилида меһриванә несиһәтләр бар.
27 ailisidiki ixlardin daim hǝwǝr alidu, Bikarƣa nan yemǝydu.
Аилисидики ишлардин дайим хәвәр алиду, Бекарға нан йемәйду.
28 Pǝrzǝntliri ornidin turup uningƣa bǝht-bǝrikǝt tilǝydu; Erimu mubarǝklǝp uni mahtap: —
Пәрзәнтлири орнидин туруп униңға бәхит-бәрикәт тиләйду; Ериму мубарәкләп уни махтап: —
29 «Pǝzilǝt bilǝn yaxiƣan ayallar kɵptur, Biraⱪ sǝn ularning ⱨǝmmisidinmu exip qüxisǝn» — dǝydu.
«Пәзиләт билән яшиған аяллар көптур, Бирақ сән уларниң һәммисидинму ешип чүшисән» — дәйду.
30 Güzǝllik seⱨri aldamqidur, Ⱨɵsn-jamalmu pǝⱪǝt bir kɵpük, halas, Pǝⱪǝt Pǝrwǝrdigardin ⱪorⱪidiƣan ayalla mahtilidu!
Гөзәллик сеһри алдамчидур, Һөсн-җамалму пәқәт бир көпүк, халас, Пәқәт Пәрвәрдигардин қорқидиған аялла махтилиду!
31 U ɵz meⱨnitining mewiliridin bǝⱨrimǝn bolsun! Əjirliri uni dǝrwazilarda ⱨɵrmǝt-xɵⱨrǝtkǝ erixtürsun!
У өз меһнитиниң мевилиридин бәһримән болсун! Әҗирлири уни дәрвазиларда һөрмәт-шөһрәткә ериштүрсун!