< Pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr 3 >
1 I oƣlum, tǝlimimni untuma, Degǝnlirimni ⱨǝmixǝ kɵnglüngdǝ qing tut.
И оғлум, тәлимимни унтума, Дегәнлиримни һемишә көңлүңдә чиң тут.
2 Qünki u sanga bǝrikǝtlik künlǝr, uzun ɵmür wǝ hatirjǝmlik ⱪoxup beridu.
Чүнки у саңа бәрикәтлик күнләр, узун өмүр вә хатирҗәмлик қошуп бериду.
3 Meⱨriban wǝ ⱨǝⱪ-sǝmimiy boluxtin waz kǝqmǝ, Bularni boynungƣa esiwal, Ⱪǝlbinggǝ pütiwal.
Меһриван вә һәқ-сәмимий болуштин ваз кәчмә, Буларни бойнуңға есивал, Қәлбиңгә пүтивал.
4 Xundaⱪ ⱪilƣanda Huda wǝ bǝndilǝrning nǝziridǝ iltipatⱪa layiⱪ bolisǝn, danixmǝn ⱨesablinisǝn.
Шундақ қилғанда Худа вә бәндиләрниң нәзиридә илтипатқа лайиқ болисән, данишмән һесаплинисән.
5 Ɵz ǝⱪlinggǝ tayanmay, Pǝrwǝrdigarƣa qin ⱪǝlbing bilǝn tayanƣin;
Өз әқлиңгә таянмай, Пәрвәрдигарға чин қәлбиң билән таянғин;
6 Ⱪandaⱪla ix ⱪilsang, Pǝrwǝrdigarni tonuxⱪa intil; U sanga toƣra yollarni kɵrsitidu.
Қандақла иш қилсаң, Пәрвәрдигарни тонушқа интил; У саңа тоғра йолларни көрситиду.
7 Ɵzüngni ǝⱪilliⱪ sanima; Pǝrwǝrdigardin ǝyminip, yamanliⱪtin yiraⱪ bol.
Өзүңни әқиллиқ санима; Пәрвәрдигардин әйминип, яманлиқтин жирақ бол.
8 Xundaⱪ ⱪilƣiningda, bu ixlar dǝrdinggǝ dǝrman, Ustihanliringƣa yilik bolidu.
Шундақ қилғиниңда, бу ишлар дәрдиңгә дәрман, Устиханлириңға илик болиду.
9 Pǝrwǝrdigarning ⱨɵrmitini ⱪilip mal-dunyayingdin ⱨǝdiyǝlǝrni sunƣin, Etizingdin tunji qiⱪⱪan mǝⱨsulatliringdin Uningƣa atiƣin;
Пәрвәрдигарниң һөрмитини қилип мал-дунияйиңдин һәдийәләрни сунғин, Етизиңдин тунҗа чиққан мәһсулатлириңдин Униңға атиғин;
10 Xundaⱪ ⱪilƣiningda, ambarliring axliⱪⱪa tolup taxidu, Xarab kɵlqǝkliringdǝ yengi xarab exip-texip turidu.
Шундақ қилғиниңда, амбарлириң ашлиққа толуп ташиду, Шарап көлчәклириңдә йеңи шарап ешип-тешип туриду.
11 I oƣlum, Pǝrwǝrdigarning tǝrbiyisigǝ bipǝrwaliⱪ ⱪilma, Uning tǝnbiⱨidin bǝzmǝ.
И оғлум, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә бепәрвалиқ қилма, Униң тәнбиһидин бәзмә.
12 Qünki, ata ǝziz kɵrgǝn oƣliƣa tǝnbiⱨ-tǝrbiyǝ bǝrgǝndǝk, Pǝrwǝrdigar kimni sɵygǝn bolsa uningƣa tǝnbiⱨ-tǝrbiyǝ beridu.
Чүнки, ата әзиз көргән оғлиға тәнбиһ-тәрбийә бәргәндәк, Пәрвәрдигар кимни сөйгән болса униңға тәнбиһ-тәрбийә бериду.
13 Danaliⱪⱪa muyǝssǝr bolƣan kixi, Yoruⱪluⱪⱪa igǝ bolƣan kixi nemidegǝn bǝhtlik-ⱨǝ!
Даналиққа муйәссәр болған киши, Йоруқлуққа егә болған киши немидегән бәхитлик-һә!
14 Qünki danaliⱪning paydisi kümüxning paydisidin kɵptur, Ⱪimmiti sap altunningkidinmu ziyadidur.
Чүнки даналиқниң пайдиси күмүчниң пайдисидин көптур, Қиммити сап алтунниңкидинму зиядидур.
15 U lǝǝl-yaⱪutlardin ⱪimmǝtliktur, Intizar bolƣan ⱨǝrⱪandaⱪ nǝrsǝngdin ⱨeqbirimu uningƣa tǝng kǝlmǝstur.
У ләәл-яқутлардин қиммәтликтур, Интизар болған һәр қандақ нәрсәңдин һеч бириму униңға тәң кәлмәстур.
16 Danaliⱪning ong ⱪolida uzun ɵmür, Sol ⱪolida bayliⱪ wǝ xɵⱨrǝt bardur.
Даналиқниң оң қолида узун өмүр, Сол қолида байлиқ вә шөһрәт бардур.
17 Uning yolliri sanga hux puraⱪ tuyulur, Uning barliⱪ tǝriⱪiliri seni aram tapⱪuzur.
Униң йоллири саңа хуш пурақ туюлур, Униң барлиқ тәриқилири сени арам тапқузур.
18 U ɵzini tapⱪan adǝmgǝ «ⱨayatliⱪ dǝrihi»dur, Uni qing tutⱪan kixi nemidegǝn bǝhtlik!
У өзини тапқан адәмгә «һаятлиқ дәриғи»дур, Уни чиң тутқан киши немидегән бәхитлик!
19 Pǝrwǝrdigar danaliⱪ bilǝn yǝr-zeminni bǝrpa ⱪildi, Ⱨekmǝt bilǝn asmanni ornatti.
Пәрвәрдигар даналиқ билән йәр-зиминни бәрпа қилди, Һекмәт билән асманни орнатти.
20 Uning bilimi bilǝn yǝrning qongⱪur ⱪatlamliri yerildi, Ⱨǝmdǝ bulutlardin xǝbnǝm qüxti.
Униң билими билән йәрниң чоңқур қатламлири йерилди, Һәмдә булутлардин шәбнәм чүшти.
21 I oƣlum! [Danaliⱪ bilǝn bilimni] kɵzüngdin qiⱪarma, Pixⱪan ⱨekmǝt wǝ pǝm-parasǝtni qing tut.
И оғлум! [Даналиқ билән билимни] көзүңдин чиқарма, Пишқан һекмәт вә пәм-парасәтни чиң тут.
22 Xuning bilǝn ular jeningƣa jan ⱪoxidu, Boynungƣa esilƣan esil marjandǝk sanga güzǝllik ⱪoxidu.
Шуниң билән улар җениңға җан қошиду, Бойнуңға есилған есил марҗандәк саңа гөзәллик қошиду.
23 Xu qaƣda yolungda aman-esǝn mangalaysǝn, Yolda putlaxmaysǝn.
Шу чағда йолуңда аман-есән маңалайсән, Йолда путлашмайсән.
24 Yatⱪanda ⱨeq nemidin ⱪorⱪmaysǝn, Yetixing bilǝnla tatliⱪ uhlaysǝn.
Ятқанда һеч немидин қорқмайсән, Йетишиң биләнла татлиқ ухлайсән.
25 Bexingƣa dǝⱨxǝtlik wǝⱨimǝ qüxkǝndǝ ⱪorⱪmiƣin, Rǝzillǝrning wǝyranqiliⱪidin ƣǝm ⱪilmiƣin!
Бешиңға дәһшәтлик вәһимә чүшкәндә қорқмиғин, Рәзилләрниң вәйранчилиғидин ғәм қилмиғин!
26 Qünki Pǝrwǝrdigar sening tayanqingdur, U putungni ⱪapⱪanlardin neri ⱪilidu.
Чүнки Пәрвәрдигар сениң таянчиңдур, У путуңни қапқанлардин нери қилиду.
27 Pǝⱪǝt ⱪolungdin kǝlsila, ⱨajǝtmǝnlǝrdin yahxiliⱪni ayimiƣin.
Пәқәт қолуңдин кәлсила, һаҗәтмәнләрдин яхшилиқни айимиғин.
28 Ⱪolum-ⱪoxniliring seningdin ɵtnǝ sorap kirsǝ, «Ⱪaytip ketip, ǝtǝ kǝlgin, ǝtǝ berǝy» — demigin.
Қолум-хошнилириң сениңдин өтнә сорап кирсә, «Қайтип кетип, әтә кәлгин, әтә берәй» — демигин.
29 Ⱪoxnangƣa ziyankǝxlik niyitidǝ bolma, Qünki u sanga ixinip yeningda hatirjǝm yaxaydu.
Хошнаңға зиянкәшлик нийитидә болма, Чүнки у саңа ишинип йениңда хатирҗәм яшайду.
30 Birsi sanga ziyan yǝtküzmigǝn bolsa, Uning bilǝn sǝwǝbsiz majiralaxma.
Бириси саңа зиян йәткүзмигән болса, Униң билән сәвәпсиз маҗиралашма.
31 Zulumhor kixigǝ ⱨǝsǝt ⱪilma, Uning yol-tǝdbirliridin ⱨeqnemini tallima.
Зулумхор кишигә һәсәт қилма, Униң йол-тәдбирлиридин һеч немини таллима.
32 Qünki ⱪingƣir yollarni mangidiƣanlar Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ yirginqliktur, Lekin Uning sirdax dostluⱪi durus yaxawatⱪan adǝmgǝ tǝǝlluⱪtur.
Чүнки қиңғир йолларни маңидиғанлар Пәрвәрдигарниң нәзиридә жиркиничликтур, Лекин Униң сирдаш достлуғи дурус яшаватқан адәмгә тәәллуқтур.
33 Pǝrwǝrdigarning lǝniti rǝzillik ⱪilƣuqining ɵyididur, Lekin U ⱨǝⱪⱪaniy adǝmning ɵyigǝ bǝht ata ⱪilur.
Пәрвәрдигарниң ләнити рәзиллик қилғучиниң өйидидур, Лекин У һәққаний адәмниң өйигә бәхит ата қилур.
34 Bǝrⱨǝⱪ, mǝshirǝ ⱪilƣuqilarni U mǝshirǝ ⱪilidu, Lekin kiqik peil kixilǝrgǝ xǝpⱪǝt kɵrsitidu.
Бәрһәқ, мәсқирә қилғучиларни У мәсқирә қилиду, Лекин кичик пеил кишиләргә шәпқәт көрситиду.
35 Danalar xɵⱨrǝtkǝ warisliⱪ ⱪilidu, Lekin ⱨamaⱪǝtlǝr rǝswa ⱪilinidu.
Даналар шөһрәткә варислиқ қилиду, Лекин һамақәтләр рәсва қилиниду.