< Pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr 25 >

1 Tɵwǝndǝ bayan ⱪilinidiƣanlirimu Sulaymanning pǝnd-nǝsiⱨǝtliri; bularni Yǝⱨudaning padixaⱨi Ⱨǝzǝkiyaning ordisidikilǝr kɵqürüp hatiriligǝn: —
Төвәндә баян қилинидиғанлириму Сулайманниң пәнд-несиһәтлири; буларни Йәһуданиң падишаси Һәзәкияниң ордисидикиләр көчүрүп хатирилигән: —
2 Pǝrwǝrdigarning uluƣluⱪi — Ɵzining ⱪilƣan ixini axkarilimiƣinida; Padixaⱨlarning uluƣluⱪi — bir ixning sirini yexǝliginidǝ.
Пәрвәрдигарниң улуқлуғи — Өзиниң қилған ишини ашкарилимиғинида; Падишаһларниң улуқлуғи — бир ишниң сирини йешәлигинидә.
3 Ərxning egizlikini, Zeminning qongⱪurluⱪini, Wǝ padixaⱨlarning kɵnglidikini mɵlqǝrlǝp bilgili bolmas.
Әршниң егизлигини, Зиминниң чоңқурлуғини, Вә падишаларниң көңлидикини мөлчәрләп билгили болмас.
4 Awwal kümüxning poⱪi ayrilip tawlansa, Andin zǝrgǝr nǝpis bir ⱪaqa yasap qiⱪar.
Авал күмүчниң поқи айрилип тавланса, Андин зәргәр нәпис бир қача ясап чиқар.
5 Awwal padixaⱨning aldidiki rǝzil hizmǝtkarliri ⱪoƣliwetilsǝ, Andin uning tǝhti adalǝt üstigǝ ⱪurular.
Авал падишаниң алдидики рәзил хизмәткарлири қоғливетилсә, Андин униң тәхти адаләт үстигә қурулар.
6 Padixaⱨning aldida ɵzüngni ⱨǝmmining aldi ⱪilip kɵrsǝtmǝ, [Uning aldidiki] ǝrbablarning ornida turuwalma;
Падишаһниң алдида өзүңни һәмминиң алди қилип көрсәтмә, [Униң алдидики] әрбабларниң орнида турувалма;
7 Ornungni ɵzüngdin yuⱪiri janabⱪa berip, uning aldida pǝgaⱨⱪa qüxürülginingdin kɵrǝ, Ɵzgilǝrning seni tɵrgǝ tǝklip ⱪilƣini yahxidur.
Орнуңни өзүңдин жуқури җанабқа берип, униң алдида пәгаһқа чүшүрүлгиниңдин көрә, Өзгиләрниң сени төргә тәклип қилғини яхшидур.
8 Aldirap dǝwaƣa barmiƣin, Mubada berip, yeⱪining [üstün qiⱪip] seni lǝt ⱪilsa, ⱪandaⱪ ⱪilisǝn?
Алдирап дәваға бармиғин, Мабада берип, йеқиниң [үстүн чиқип] сени ләт қилса, қандақ қилисән?
9 Yeⱪining bilǝn munazirilǝxsǝng, Baxⱪilarning sirini aqma.
Йеқиниң билән муназириләшсәң, Башқиларниң сирини ачма.
10 Bolmisa, buni bilgüqilǝr seni ǝyiblǝydu, Sesiⱪ namdin ⱪutulalmaysǝn.
Болмиса, буни билгүчиләр сени әйипләйду, Сесиқ намдин қутулалмайсән.
11 Waⱪti-jayida ⱪilinƣan sɵz, Kümüx ramkilarƣa tizilƣan altun almilardur.
Вақти-җайида қилинған сөз, Күмүч рамкиларға тизилған алтун алмилардур.
12 [Ⱪulaⱪⱪa] altun ⱨalⱪa, nǝpis altundin yasalƣan zinnǝt buyumi yaraxⱪandǝk, Aⱪilanining agaⱨlanduruxi kɵngül ⱪoyƣanning ⱪuliⱪiƣa yarixar.
[Қулаққа] алтун һалқа, нәпис алтундин ясалған зиннәт буюми ярашқандәк, Ақиланиниң агаһландуруши көңүл қойғанниң қулиқиға яришар.
13 Huddi orma waⱪtidiki tomuzda [iqkǝn] ⱪar süyidǝk, Ixǝnqlik ǝlqi ɵzini ǝwǝtküqilǝrgǝ xundaⱪ bolar; U hojayinlirining kɵksi-ⱪarnini yaxartar.
Худди орма вақтидики томузда [ичкән] қар сүйидәк, Ишәшлик әлчи өзини әвәткүчиләргә шундақ болар; У ғоҗайинлириниң көкси-қарнини яшартар.
14 Yamƣuri yoⱪ bulut-xamal, Yalƣan sowƣatni wǝdǝ ⱪilip mahtanƣuqiƣa ohxaxtur.
Ямғури йоқ булут-шамал, Ялған соғатни вәдә қилип махтанғучиға охшаштур.
15 Uzunƣiqǝ sǝwr-taⱪǝt ⱪilinsa, ⱨɵkümdarmu ⱪayil ⱪilinar, Yumxaⱪ til sɵngǝklǝrdinmu ɵtǝr.
Узунғичә сәвир-тақәт қилинса, һөкүмдарму қайил қилинар, Жумшақ тил сүйәкләрдинму өтәр.
16 Sǝn ⱨǝsǝl tepiwaldingmu? Uni pǝⱪǝt toyƣuqila yǝ, Kɵp yesǝng yanduruwetisǝn.
Сән һәсәл тепивалдиңму? Уни пәқәт тойғучила йә, Көп йесәң яндуруветисән.
17 Ⱪoxnangning bosuƣisiƣa az dǝssǝ, Ular sǝndin toyup, ɵq bolup ⱪalmisun.
Хошнаңниң босуғисиға аз дәссә, Улар сәндин тоюп, өч болуп қалмисун.
18 Yalƣan guwaⱨliⱪ bilǝn yeⱪiniƣa ⱪara qapliƣuqi, Huddi gürzǝ, ⱪiliq wǝ ɵtkür oⱪⱪa ohxaxtur.
Ялған гувалиқ билән йеқиниға қара чаплиғучи, Худди гүрзә, қилич вә өткүр оққа охшаштур.
19 Sunuⱪ qix bilǝn qaynax, Tokur put [bilǝn mengix], Külpǝt künidǝ wapasiz kixigǝ ümid baƣliƣandǝktur.
Сунуқ чиш билән чайнаш, Токур пут [билән меңиш], Күлпәт күнидә вапасиз кишигә үмүт бағлиғандәктур.
20 Ⱪix künidǝ kixilǝrning kiyimini salduruwetix, Yaki suda üstigǝ aqqiⱪ su ⱪuyux, Ⱪayƣuluⱪ kixining aldida nahxa eytⱪandǝktur.
Қиш күнидә кишиләрниң кийимини салдуруветиш, Яки суда үстигә аччиқ су қуюш, Қайғулуқ кишиниң алдида нахша ейтқандәктур.
21 Düxminingning ⱪorsiⱪi aq bolsa, Nan bǝr; Ussiƣan bolsa su bǝr;
Дүшминиңниң қосиғи ач болса, Нан бәр; Уссиған болса су бәр;
22 Xundaⱪ ⱪilsang, bexiƣa kɵmür qoƣini toplap salƣan bolisǝn, Wǝ Pǝrwǝrdigar bu ixni sanga yanduridu.
Шундақ қилсаң, бешиға көмүр чоғини топлап салған болисән, Вә Пәрвәрдигар бу ишни саңа яндуриду.
23 Ximal tǝrǝptin qiⱪⱪan xamal ⱪattiⱪ yamƣur elip kǝlgǝndǝk, Qeⱪimqi xum qirayni kǝltürǝr.
Шимал тәрәптин чиққан шамал қаттиқ ямғур елип кәлгәндәк, Чеқимчи шум чирайни кәлтүрәр.
24 Soⱪuxⱪaⱪ hotun bilǝn [azadǝ] ɵydǝ billǝ turƣandin kɵrǝ, Ɵgzining bir bulungida [yalƣuz] yetip-ⱪopⱪan yahxi.
Соқушқақ хотун билән [азадә] өйдә биллә турғандин көрә, Өгүзниң бир булуңида [ялғуз] йетип-қопқан яхши.
25 Ussap kǝtkǝn kixigǝ muzdǝk su berilgǝndǝk, Yiraⱪ yurttin kǝlgǝn hux hǝwǝrmu ǝnǝ xundaⱪ bolar.
Уссап кәткән кишигә муздәк су берилгәндәк, Жирақ жуттин кәлгән хуш хәвәрму әнә шундақ болар.
26 Petiⱪdilip süyi leyip kǝtkǝn bulaⱪ, Süyi bulƣiwetilgǝn ⱪuduⱪ, Rǝzillǝrgǝ yol ⱪoyƣan ⱨǝⱪⱪaniy adǝmgǝ ohxaxtur.
Петиқдилип сүйи лейип кәткән булақ, Сүйи булғиветилгән қудуқ, Рәзилләргә йол қойған һәққаний адәмгә охшаштур.
27 Ⱨǝsǝlni ⱨǝddidin ziyadǝ yeyix yahxi bolmas; Biraⱪ uluƣluⱪni izdǝxning ɵzi uluƣ ixtur.
Һәсәлни һәддидин зиядә йейиш яхши болмас; Бирақ улуқлуқни издәшниң өзи улуқ иштур.
28 Ɵzini tutalmaydiƣan kixi, Wǝyran bolƣan, sepilsiz ⱪalƣan xǝⱨǝrgǝ ohxaydu.
Өзини туталмайдиған киши, Вәйран болған, сепилсиз қалған шәһәргә охшайду.

< Pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr 25 >