< Pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr 21 >
1 Padixaⱨning kɵngli eriⱪlardiki sudǝk Pǝrwǝrdigarning ⱪolididur; [Pǝrwǝrdigar] ⱪǝyǝrgǝ toƣrilisa, xu tǝrǝpkǝ mangidu.
Падишаһниң көңли ериқлардики судәк Пәрвәрдигарниң қолидидур; [Пәрвәрдигар] қәйәргә тоғрилиса, шу тәрәпкә маңиду.
2 Insan ɵzining ⱨǝmmǝ ⱪilƣan ixini toƣra dǝp bilǝr; Lekin Pǝrwǝrdigar ⱪǝlbdiki niyǝtlǝrni taraziƣa selip tartip kɵrǝr.
Инсан өзиниң һәммә қилған ишини тоғра дәп биләр; Лекин Пәрвәрдигар қәлбдики нийәтләрни таразиға селип тартип көрәр.
3 Pǝrwǝrdigarning nǝziridǝ, Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ bilǝn adalǝt yürgüzüx ⱪurbanliⱪ ⱪilixtin ǝwzǝldur.
Пәрвәрдигарниң нәзиридә, Һәққанийлиқ билән адаләт жүргүзүш қурбанлиқ қилиштин әвзәлдур.
4 Tǝkǝbbur kɵzlǝr, mǝƣrur ⱪǝlb, yamanlarning qiriƣi — ⱨǝmmisi gunaⱨtur.
Тәкәббур көзләр, мәғрур қәлб, яманларниң чириғи — һәммиси гунадур.
5 Əstayidil kixilǝrning oyliri ularni pǝⱪǝt bayaxatliⱪⱪa yetǝklǝr; Qeqilangƣularning oyliri bolsa, ularni pǝⱪǝt yoⱪsuzluⱪⱪila yetǝklǝr.
Әстайидил кишиләрниң ойлири уларни пәқәт баяшатлиққа йетәкләр; Чечилаңғуларниң ойлири болса, уларни пәқәт йоқсузлуққила йетәкләр.
6 Yaƣlima til bilǝn erixkǝn bayliⱪlar, Ɵlümni izdǝp yürgǝnlǝr ⱪoƣlap yürgǝn bir tütünla, halas.
Яғлима тил билән еришкән байлиқлар, Өлүмни издәп жүргәнләр қоғлап жүргән бир түтүнла, халас.
7 Yamanlarning zalimliⱪi ɵzlirini qirmiwalar; Qünki ular adalǝt yolida mengixni rǝt ⱪilƣan.
Яманларниң залимлиғи өзлирини чирмивалар; Чүнки улар адаләт йолида меңишни рәт қилған.
8 Jinayǝtkar mangidiƣan yol naⱨayiti ǝgridur; Sap dil adǝmning ⱨǝrikiti tüptüzdur.
Җинайәткар маңидиған йол наһайити әгирдур; Сап дил адәмниң һәрикити түптүздур.
9 Soⱪuxⱪaⱪ hotun bilǝn [azadǝ] ɵydǝ billǝ turƣandin kɵrǝ, Ɵgzining bir bulungida [yalƣuz] yetip ⱪopⱪan yahxi.
Соқушқақ хотун билән [азадә] өйдә биллә турғандин көрә, Өгүзниң бир булуңида [ялғуз] йетип қопқан яхши.
10 Yaman kixining kɵngli yamanliⱪⱪila ⱨerismǝndur; U yeⱪiniƣimu xapaǝt kɵrsǝtmǝs.
Яман кишиниң көңли яманлиққила һерисмәндур; У йеқиниғиму шапаәт көрсәтмәс.
11 Ⱨakawurning jazaƣa tartilixi, bilimsizgǝ ibrǝt bolar; Dana kixi ⱪobul ⱪilƣan nǝsiⱨǝtlǝrdin tehimu kɵp bilim alar.
Һакавурниң җазаға тартилиши, билимсизгә ибрәт болар; Дана киши қобул қилған несиһәтләрдин техиму көп билим алар.
12 Ⱨǝⱪⱪaniy Bolƣuqi yamanning ɵyini kɵzlǝr; U ⱨaman yamanlarni yamanliⱪⱪa ⱪoyup yiⱪitar.
Һәққаний Болғучи яманниң өйини көзләр; У һаман яманларни яманлиққа қоюп жиқитар.
13 Miskinlǝrning nalisiƣa ⱪuliⱪini yoputup kari bolmiƣuqi, Ahiri ɵzi pǝryad kɵtürǝr, Biraⱪ ⱨeqkim pǝrwa ⱪilmas.
Мискинләрниң налисиға қулиқини йопутуп кари болмиғучи, Ахири өзи пәряд көтирәр, Бирақ һеч ким пәрва қилмас.
14 Yoxurun sowƣat ƣǝzǝpni basar; Yǝng iqidǝ berilgǝn para ⱪǝⱨr-ƣǝzǝpni pǝsǝytǝr.
Йошурун соғат ғәзәпни басар; Йәң ичидә берилгән пара қәһр-ғәзәпни пәсәйтәр.
15 Adalǝtni bǝja kǝltürüx ⱨǝⱪⱪaniylarning huxalliⱪidur, Biraⱪ yamanliⱪ ⱪilƣuqilarƣa wǝⱨimidur.
Адаләтни беҗа кәлтүрүш һәққанийларниң хошаллиғидур, Бирақ яманлиқ қилғучиларға вәһимидур.
16 Ⱨekmǝt yolidin ezip kǝtkǝn kixi, Ərwaⱨlarning jamaiti iqidikilǝrdin bolup ⱪalar.
Һекмәт йолидин езип кәткән киши, Әрваһларниң җамаити ичидикиләрдин болуп қалар.
17 Tamaxaƣa berilgǝn kixi namrat ⱪalar; Yaƣ qaynaxⱪa, xarab iqixkǝ amraⱪ beyimas.
Тамашәға берилгән киши намрат қалар; Яғ чайнашқа, шарап ичишкә амрақ бейимас.
18 Yaman adǝm ⱨǝⱪⱪaniy adǝm üqün gɵrü pulining ornida ⱪalar; [Ezilgǝn] duruslarning orniƣa iplaslar ⱪalar.
Яман адәм һәққаний адәм үчүн гөрү пулиниң орнида қалар; [Езилгән] дурусларниң орниға ипласлар қалар.
19 Soⱪuxⱪaⱪ wǝ terikkǝk ayal bilǝn ortaⱪ turƣandin, Qɵl-bayawanda yalƣuz yaxiƣan yahxidur.
Соқушқақ вә териккәк аял билән ортақ турғандин, Чөл-баяванда ялғуз яшиған яхшидур.
20 Aⱪilanining ɵyidǝ bayliⱪ bar, zǝytun may bar; Biraⱪ ǝhmǝⱪlǝr tapⱪinini utturluⱪ buzup-qaqar.
Ақиланиниң өйидә байлиқ бар, зәйтун май бар; Бирақ ахмақлар тапқинини уттурлуқ бузуп-чачар.
21 Ⱨǝⱪⱪaniyǝt, meⱨribanliⱪni izdigüqi adǝm, Ⱨayat, ⱨǝⱪⱪaniyǝt wǝ izzǝt-ⱨɵrmǝtkǝ erixǝr.
Һәққанийәт, меһриванлиқни издигүчи адәм, Һаят, һәққанийәт вә иззәт-һөрмәткә еришәр.
22 Dana kixi küqlüklǝr xǝⱨirining sepiliƣa yamixar, Ularning tayanqi bolƣan ⱪorƣinini ƣulitar.
Дана киши күчлүкләр шәһириниң сепилиға ямишар, Уларниң таянчи болған қорғинини ғулитар.
23 Ɵz tiliƣa, aƣziƣa igǝ bolƣan kixi, Jenini awariqiliklǝrdin saⱪlap ⱪalar.
Өз тилиға, ағзиға егә болған киши, Җенини аваричиликләрдин сақлап қалар.
24 Qongqiliⱪ ⱪilƣanlar, «Ⱨakawur», «ⱨali qong», «mazaⱪqi» atilar.
Чоңчилиқ қилғанлар, «Һакавур», «һали чоң», «мазақчи» атилар.
25 Ⱨurun kixi ɵz nǝpsidin ⱨalak bolar, Qünki uning ⱪoli ixⱪa barmas;
Һорун киши өз нәпсидин һалак болар, Чүнки униң қоли ишқа бармас;
26 Nǝpsi yaman bolup u kün boyi tǝmǝ ⱪilip yürǝr; Biraⱪ ⱨǝⱪⱪaniy adǝm ⱨeqnemini ayimay sǝdiⱪǝ ⱪilar.
Нәпси яман болуп у күн бойи тама қилип жүрәр; Бирақ һәққаний адәм һеч немини айимай сәдиқә қилар.
27 Yaman adǝmning ⱪurbanliⱪi Pǝrwǝrdigarƣa yirginqliktur; Rǝzil ƣǝrǝzdǝ ǝpkelingǝn bolsa tehimu xundaⱪtur!
Яман адәмниң қурбанлиғи Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Рәзил ғәрәздә әпкелингән болса техиму шундақтур!
28 Yalƣan guwaⱨliⱪ ⱪilƣuqi ⱨalak bolar; Əyni ǝⱨwalni anglap sɵzligǝn kixining sɵzi ǝbǝdgiqǝ aⱪar.
Ялған гувалиқ қилғучи һалак болар; Әйни әһвални аңлап сөзлигән кишиниң сөзи әбәткичә ақар.
29 Yaman adǝm yüzini ⱪelin ⱪilar; Durus kixi yolini oylap puhta basar.
Яман адәм йүзини қелин қилар; Дурус киши йолини ойлап пухта басар.
30 Pǝrwǝrdigarƣa ⱪarxi turalaydiƣan ⱨeqⱪandaⱪ danaliⱪ, ǝⱪil-parasǝt yaki tǝdbir yoⱪtur.
Пәрвәрдигарға қарши туралайдиған һеч қандақ даналиқ, әқил-парасәт яки тәдбир йоқтур.
31 Atlar jǝng küni üqün tǝyyar ⱪilinƣan bolsimu, Biraⱪ ƣǝlibǝ-nijat pǝⱪǝt Pǝrwǝrdigardindur.
Атлар җәң күни үчүн тәйяр қилинған болсиму, Бирақ ғәлибә-ниҗат пәқәт Пәрвәрдигардиндур.