< Pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr 20 >
1 Xarab kixini rǝswa ⱪilar, Ⱨaraⱪ kixini ƣaljirlaxturar; Kimki uningƣa berilip ezip kǝtsǝ, ǝⱪilsizdur.
Шарап кишини рәсва қилар, Һарақ кишини ғалҗирлаштурар; Кимки униңға берилип езип кәтсә, әқилсиздур.
2 Padixaⱨning ƣǝzipi xirning ⱨɵrkirixigǝ ohxax ⱪorⱪunqluⱪtur; Uning aqqiⱪini kǝltürgǝn, ɵz jeniƣa jaza qüxürǝr.
Падишаһниң ғәзиви ширниң һөкиришигә охшаш қорқунучлуқтур; Униң аччиғини кәлтүргән, өз җениға җаза чүшүрәр.
3 Ɵzini majiradin neri ⱪilix kixining izzitidur; Biraⱪ ⱨǝrbir ǝhmǝⱪ ɵzini basalmas.
Өзини маҗирадин нери қилиш кишиниң иззитидур; Бирақ һәр бир ахмақ өзини басалмас.
4 Ⱨurun adǝm ⱪixta yǝr ⱨǝydimǝs; Yiƣim waⱪtida yoⱪluⱪta ⱪelip axliⱪ tilǝr.
Һорун адәм қишта йәр һайдимәс; Жиғим вақтида йоқлуқта қелип ашлиқ тиләр.
5 Kixining kɵnglidiki oy-niyǝtliri qongⱪur suƣa ohxaxtur; Yorutulƣan adǝm ularni tartip alalaydu.
Кишиниң көңлидики ой-нийәтлири чоңқур суға охшаштур; Йорутулған адәм уларни тартип алалайду.
6 Ɵzini sadiⱪ dǝydiƣanlar kɵptur; Biraⱪ ixǝnqlik bir adǝmni kim tapalisun?
Өзини садиқ дәйдиғанлар көптур; Бирақ ишәшлик бир адәмни ким тапалисун?
7 Ⱨǝⱪⱪaniy adǝm diyanǝtlik yolda mangar; Uning pǝrzǝntlirigǝ bǝht-bǝrikǝt ⱪaldurular!
Һәққаний адәм диянәтлик йолда маңар; Униң пәрзәнтлиригә бәхит-бәрикәт қалдурулар!
8 Padixaⱨ adalǝt tǝhtidǝ olturƣanda, Ⱨǝmmǝ yamanliⱪni kɵzi bilǝn ⱪoƣlaydu.
Падиша адаләт тәхтидә олтарғанда, Һәммә яманлиқни көзи билән қоғлайду.
9 Kim ɵzini gunaⱨdin tazilandim, Wijdanim paklandi, deyǝlǝydu?
Ким өзини гунадин тазиландим, Виҗданим пакланди, дейәләйду?
10 Ikki hil taraza texi, Ikki hil kürǝ ixlitix, Ohxaxla Pǝrwǝrdigarƣa yirginqliktur.
Икки хил тараза теши, Икки хил күрә ишлитиш, Охшашла Пәрвәрдигарға жиркиничликтур.
11 Ⱨǝtta bala ɵz hisliti bilǝn bilinǝr; Uning ⱪilƣanlirining pak, durus yaki ǝmǝsliki ⱨǝrikǝtliridin kɵrünüp turar.
Һәтта бала өз хислити билән билинәр; Униң қилғанлириниң пак, дурус яки әмәслиги һәрикәтлиридин көрүнүп турар.
12 Kɵridiƣan kɵzni, anglaydiƣan ⱪulaⱪni, Ⱨǝr ikkisini Pǝrwǝrdigar yaratti.
Көридиған көзни, аңлайдиған қулақни, Һәр иккисини Пәрвәрдигар яратти.
13 Uyⱪuƣa amraⱪ bolma, namratliⱪⱪa uqraysǝn; Kɵzüngni eqip oyƣaⱪ bol, nening mol bolar.
Уйқиға амрақ болма, намратлиққа учрайсән; Көзүңни ечип ойғақ бол, нениң мол болар.
14 Heridar mal alƣanda: «Naqar ikǝn, naqar ikǝn!» dǝp ⱪaⱪxaydu; Elip kǝtkǝndin keyin [«Esil nǝrsǝ, ǝrzan aldim» dǝp] mahtinidu.
Херидар мал алғанда: «Начар екән, начар екән!» дәп қақшайду; Елип кәткәндин кейин [«Есил нәрсә, әрзан алдим» дәп] махтиниду.
15 Altun bar, lǝǝl-yaⱪutlarmu kɵptur; Biraⱪ bilimni beƣixliƣan lǝwlǝr nemidegǝn ⱪimmǝtlik gɵⱨǝrdur!
Алтун бар, ләәл-яқутларму көптур; Бирақ билимни беғишлиған ләвләр немидегән қиммәтлик гөһәрдур!
16 Yatⱪa kepil bolƣan kixidin ⱪǝrzgǝ tonini tutup alƣin; Yat hotunƣa kapalǝt bǝrgǝn kixidin kapalǝt puli al.
Ятқа кепил болған кишидин қәризгә тонини тутуп алғин; Ят хотунға капаләт бәргән кишидин капаләт пули ал.
17 Aldap erixkǝn tamaⱪ tatliⱪtur; Keyin, uning yegini xeƣil bolar.
Алдап еришкән тамақ татлиқтур; Кейин, униң йегини шеғил болар.
18 Pilanlar mǝsliⱨǝt bilǝn bekitilǝr; Pixⱪan kɵrsǝtmǝ bilǝn jǝng ⱪilƣin.
Планлар мәслиһәт билән бекитиләр; Пишқан көрсәтмә билән җәң қилғин.
19 Gǝp toxuƣuqi sirlarni axkarilar; Xunga walaⱪtǝkkür bilǝn arilaxma.
Гәп тошуғучи сирларни ашкарилар; Шуңа валақтәккүр билән арилашма.
20 Kimki ata-anisini ⱨaⱪarǝt ⱪilsa, Uning qiriƣi zulmǝt ⱪarangƣusida ɵqǝr!
Кимки ата-анисини һақарәт қилса, Униң чириғи зулмәт қараңғусида өчәр!
21 Tez erixkǝn miras ⱨaman bǝrikǝtlik bolmas.
Тез еришкән мирас һаман бәрикәтлик болмас.
22 Yamanliⱪⱪa yamanliⱪ ⱪayturay demǝ; Pǝrwǝrdigarƣa tayinip küt, U dǝrdinggǝ yetǝr.
Яманлиққа яманлиқ қайтурай демә; Пәрвәрдигарға тайинип күт, У дәрдиңгә йетәр.
23 Ikki hil taraza texi Pǝrwǝrdigarƣa yirginqliktur; Sahta ɵlqǝm ⱪǝt’iy yarimas.
Икки хил тараза теши Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Сахта өлчәм қәтъий яримас.
24 Insanning ⱨayatliⱪ ⱪǝdǝmlirini Pǝrwǝrdigar bǝlgilǝydu; Undaⱪta insan ɵz musapisini nǝdin bilsun?
Инсанниң һаятлиқ қәдәмлирини Пәрвәрдигар бәлгүләйду; Ундақта инсан өз мусаписини нәдин билсун?
25 Bir nǝrsisini yeniklik bilǝn «[Hudaƣa] atalƣan!» dǝp wǝdǝ berix, Ⱪǝsǝmlǝrdin keyin ikkilinip ⱪayta oylinix, Ɵz jenini ⱪiltaⱪⱪa qüxürgǝngǝ barawǝr.
Бир нәрсисини йениклик билән «[Худаға] аталған!» дәп вәдә бериш, Қәсәмләрдин кейин иккилинип қайта ойлиниш, Өз җенини қилтаққа чүшүргәнгә баравәр.
26 Dana padixaⱨ yamanlarni topanni soruƣandǝk soruwetidu, Haman tǝpkǝndǝk tuluⱪ bilǝn yanjiwetǝr.
Дана падиша яманларни топанни соруғандәк соруветиду, Хаман тәпкәндәк тулуқ билән янҗиветәр.
27 Adǝmning roⱨ-wijdani — Pǝrwǝrdigarning qiriƣidur, U ⱪǝlbning ⱨǝrbir tǝglirini tǝkxürüp pǝrⱪ etǝr.
Адәмниң роһ-виҗдани — Пәрвәрдигарниң чириғидур, У қәлбниң һәр бир тәглирини тәкшүрүп пәриқ етәр.
28 Meⱨir-xǝpⱪǝt wǝ ⱨǝⱪiⱪǝt padixaⱨni saⱪlaydu; U meⱨir-xǝpⱪǝt bilǝnla ɵz tǝhtini mustǝⱨkǝmlǝydu.
Меһри-шәпқәт вә һәқиқәт падишани сақлайду; У меһри-шәпқәт биләнла өз тәхтини мустәһкәмләйду.
29 Yax yigitlǝrning ⱪawulluⱪi ularning pǝhridur; Ⱪerilarning izziti aⱪ qaqliridur.
Яш жигитләрниң қавуллуғи уларниң пәхридур; Қериларниң иззити ақ чачлиридур.
30 Tǝrbiyǝ yariliri yamanliⱪni tazilap qiⱪirar, Tayaⱪ izliri iq-baƣirni taza ⱪilar.
Тәрбийә ярилири яманлиқни тазилап чиқирар, Таяқ излири ич-бағирни таза қилар.