< Pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr 2 >

1 I oƣlum, ǝgǝr sɵzlirimni ⱪobul ⱪilsang, Nǝsiⱨǝtlirimni ⱪǝlbinggǝ püksǝng,
И оғлум, әгәр сөзлиримни қобул қилсаң, Несиһәтлиримни қәлбиңгә пүксәң,
2 Əgǝrdǝ danaliⱪⱪa ⱪulaⱪ salsang, Yoruⱪluⱪⱪa erixixkǝ kɵngül bǝrsǝng,
Әгәрдә даналиққа қулақ салсаң, Йоруқлуққа еришишкә көңүл бәрсәң,
3 Əgǝr ǝⱪil-parasǝtkǝ tǝxna bolup iltija ⱪilsang, Yoruⱪluⱪⱪa erixix üqün yuⱪiri awazda yelinsang,
Әгәр әқил-парасәткә тәшна болуп илтиҗа қилсаң, Йоруқлуққа еришиш үчүн жуқури авазда йелинсаң,
4 Əgǝr kümüxkǝ intilgǝndǝk intilsǝng, Yoxurun gɵⱨǝrni izdigǝndǝk izdisǝng,
Әгәр күмүчкә интилгәндәк интилсәң, Йошурун гөһәрни издигәндәк издисәң,
5 Undaⱪta Pǝrwǝrdigardin [ⱨǝⱪiⱪiy] ⱪorⱪuxni bilidiƣan bolisǝn, Wǝ sanga Hudani tonux nesip bolidu.
Ундақта Пәрвәрдигардин [һәқиқий] қорқушни билидиған болисән, Вә саңа Худани тонуш несип болиду.
6 Qünki Pǝrwǝrdigar danaliⱪ bǝrgüqidur; Uning aƣzidin bilim bilǝn yoruⱪluⱪ qiⱪidu.
Чүнки Пәрвәрдигар даналиқ бәргүчидур; Униң ағзидин билим билән йоруқлуқ чиқиду.
7 U durus yaxawatⱪanlar üqün mol ⱨekmǝt tǝyyarlap ⱪoyƣandur, U wijdanliⱪ adǝmlǝr üqün ⱪalⱪandur.
У дурус яшаватқанлар үчүн мол һекмәт тәйярлап қойғандур, У виҗданлиқ адәмләр үчүн қалқандур.
8 U adilliⱪ ⱪilƣuqilarning yollirini asraydu, Ihlasmǝn bǝndilirining yolini ⱪoƣdaydu.
У адиллиқ қилғучиларниң йоллирини асрайду, Ихласмән бәндилириниң йолини қоғдайду.
9 U qaƣda ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ, adilliⱪ wǝ durusluⱪni, Xundaⱪla ⱨǝrⱪandaⱪ güzǝl yolni qüxinidiƣan bolisǝn.
У чағда һәққанийлиқ, адиллиқ вә дуруслуқни, Шундақла һәр қандақ гөзәл йолни чүшинидиған болисән.
10 Danaliⱪ ⱪǝlbinggǝ kirixi bilǝnla, Bilim kɵnglünggǝ yeⱪixi bilǝnla,
Даналиқ қәлбиңгә кириши биләнла, Билим көңлүңгә йеқиши биләнла,
11 Pǝm-parasǝt seni ⱪoƣdaydu, Yoruⱪluⱪ seni saⱪlaydu.
Пәм-парасәт сени қоғдайду, Йоруқлуқ сени сақлайду.
12 Ular seni yaman yoldin, Tili zǝⱨǝr adǝmlǝrdin ⱪutⱪuzidu;
Улар сени яман йолдин, Тили зәһәр адәмләрдин қутқузиду;
13 Yǝni toƣra yoldin qǝtnigǝnlǝrdin, Ⱪarangƣu yollarda mangidiƣanlardin,
Йәни тоғра йолдин чәтнигәнләрдин, Қараңғу йолларда маңидиғанлардин,
14 Rǝzillik ⱪilixni ⱨuzur kɵridiƣanlardin, Yamanliⱪning ziyanlirini huxalliⱪ dǝp bilidiƣanlardin,
Рәзиллик қилишни һозур көридиғанлардин, Яманлиқниң зиянлирини хошаллиқ дәп билидиғанлардин,
15 Yǝni ǝgri yollarda mangidiƣanlardin, Ⱪingƣir yolda mangidiƣanlardin ⱪutⱪuzidu.
Йәни әгир йолларда маңидиғанлардин, Қиңғир йолда маңидиғанлардин қутқузиду.
16 [Danaliⱪ] seni buzuⱪ ayaldin, Yǝni xirin sɵzlǝr bilǝn azdurmaⱪqi bolƣan namǝⱨrǝm ayallardin ⱪutⱪuzidu.
[Даналиқ] сени бузуқ аялдин, Йәни ширин сөзләр билән аздурмақчи болған намәһрәм аяллардин қутқузиду.
17 [Bundaⱪ ayallar] yax waⱪtida tǝgkǝn jorisini taxlap, Huda aldidiki nikaⱨ ⱪǝsimini untuƣan wapasizlardindur.
[Бундақ аяллар] яш вақтида тәккән җорисини ташлап, Худа алдидики никаһ қәсимини унтуған вапасизлардиндур.
18 Uning ɵyigǝ baridiƣan yol ɵlümgǝ apiridiƣan yoldur, Uning mangidiƣan yolliri adǝmni ǝrwaⱨlar makaniƣa baxlaydu.
Униң өйигә баридиған йол өлүмгә апиридиған йолдур, Униң маңидиған йоллири адәмни әрваһлар маканиға башлайду.
19 Uning ⱪexiƣa barƣanlarning birimu ⱪaytip kǝlgini yoⱪ, Ulardin birimu ⱨayatliⱪ yolliriƣa erixkini yoⱪ.
Униң қешиға барғанларниң бириму қайтип кәлгини йоқ, Улардин бириму һаятлиқ йоллириға еришкини йоқ.
20 [Xularni qüxǝnsǝng] yahxilarning yolida mangisǝn, Ⱨǝⱪⱪaniylarning yollirini tutisǝn.
[Шуларни чүшәнсәң] яхшиларниң йолида маңисән, Һәққанийларниң йоллирини тутисән.
21 Qünki durus adǝm zeminda yaxap ⱪalalaydu, Mukǝmmǝl kixi bu yǝrdǝ makanlixalaydu.
Чүнки дурус адәм зиминда яшап қалалайду, Мукәммәл киши бу йәрдә маканлишалайду.
22 Lekin rǝzillǝr zemindin üzüp taxlinidu, Wapasizlar uningdin yuluwetilidu.
Лекин рәзилләр зиминдин үзүп ташлиниду, Вапасизлар униңдин жулуветилиду.

< Pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr 2 >