< Pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr 18 >

1 Kɵpqiliktin ayrilip yalƣuz yürgǝn kixi ⱨaman ɵz nǝpsigǝ qoƣ tartar; Ⱨǝrⱪandaⱪ qin ⱨekmǝtkǝ ⱨaman jan-jǝⱨli bilǝn ⱪarxi qiⱪar.
Көпчиликтин айрилип ялғуз жүргән киши һаман өз нәпсигә чоғ тартар; Һәр қандақ чин һекмәткә һаман җан-җәһли билән қарши чиқар.
2 Əhmǝⱪ yorutuluxⱪa ⱪiziⱪmas; Ⱪiziⱪidiƣini pǝⱪǝt ɵz oyliƣanlirini kɵrsitixla, halas.
Ахмақ йорутулушқа қизиқмас; Қизиқидиғини пәқәт өз ойлиғанлирини көрситишла, халас.
3 Yaman kixi kǝlsǝ, nǝprǝtmu pǝyda bolar; Nomussiz ix iza-aⱨanǝttin ayrilmas.
Яман киши кәлсә, нәпрәтму пәйда болар; Номуссиз иш иза-аһанәттин айрилмас.
4 Adǝmning sɵzliri qongⱪur sularƣa ohxar; Danaliⱪ buliⱪi eriⱪ süyidǝk ɵrkǝxlǝp aⱪar.
Адәмниң сөзлири чоңқур суларға охшар; Даналиқ булиқи ериқ сүйидәк өркәшләп ақар.
5 Yamanƣa yan besixⱪa, Soraⱪta ⱨǝⱪⱪaniyƣa uwal ⱪilixⱪa ⱪǝt’iy bolmas.
Яманға ян бесишқа, Сорақта һәққанийға увал қилишқа қәтъий болмас.
6 Əhmǝⱪning lǝwliri uni jedǝlgǝ baxlar; Uning aƣzi «Meni dumbala» dǝp tǝklip ⱪilar.
Ахмақниң ләвлири уни җедәлгә башлар; Униң ағзи «Мени думбала» дәп тәклип қилар.
7 Əhmǝⱪning aƣzi ɵz bexiƣa ⱨalakǝttur; Uning lǝwliri ɵz jeniƣa ⱪapⱪandur.
Ахмақниң ағзи өз бешиға һалакәттур; Униң ләвлири өз җениға қапқандур.
8 Ƣǝywǝthorning sɵzliri ⱨǝrhil nazunemǝtlǝrdǝk, Kixining ⱪǝlbigǝ qongⱪur singdürülǝr.
Ғәйвәтхорниң сөзлири һәр хил назу-немәтләрдәк, Кишиниң қәлбигә чоңқур сиңдүрүләр.
9 Ixida ⱨurun bolƣan kiximu, Buzƣunqi bilǝn ülpǝtdax bolidu.
Ишида һорун болған кишиму, Бузғунчи билән үлпәтдаш болиду.
10 Pǝrwǝrdigarning nami mǝzmut munardur; Ⱨǝⱪⱪaniylar uning iqigǝ yügürüp kirip yuⱪirida aman bolar.
Пәрвәрдигарниң нами мәзмут мунардур; Һәққанийлар униң ичигә жүгүрүп кирип жуқурида аман болар.
11 Bay adǝm mal-dunyasini «mustǝⱨkǝm xǝⱨirim» dǝp bilǝr; Nǝziridǝ ɵzini saⱪlaydiƣan egiz sepildǝk turar.
Бай адәм мал-дуниясини «мустәһкәм шәһирим» дәп биләр; Нәзиридә өзини сақлайдиған егиз сепилдәк турар.
12 Bitqit boluxtin awwal, kɵngülgǝ tǝkǝbburluⱪ kelǝr; Awwal kǝmtǝrlik bolsa, andin xɵⱨrǝt kelǝr.
Битчит болуштин авал, көңүлгә тәкәббурлуқ келәр; Авал кәмтәрлик болса, андин шөһрәт келәр.
13 Sɵzni anglimay turup, aldirap jawab bǝrgǝn, Əhmǝⱪliⱪini kɵrsitip ɵzini hijalǝttǝ ⱪaldurur.
Сөзни аңлимай туруп, алдирап җавап бәргән, Ахмақлиғини көрситип өзини хиҗаләттә қалдурур.
14 Tǝndiki aƣriⱪ azabiƣa adǝmning ɵz roⱨi bǝrdaxliⱪ bǝrgüzǝr; Biraⱪ roⱨi sunƣan bolsa uni kim kɵtürǝr?
Тәндики ағриқ азавиға адәмниң өз роһи бәрдашлиқ бәргүзәр; Бирақ роһи сунған болса уни ким көтирәр?
15 Yorutulƣanning ⱪǝlbi bilimgǝ erixmǝktǝ, Aⱪilanining ⱪulaⱪliri bilimni izdimǝktǝ.
Йорутулғанниң қәлби билимгә еришмәктә, Ақиланиниң қулақлири билимни издимәктә.
16 Sowƣat ɵz igisigǝ ixikni daƣdam eqip berǝr; Uni qong ǝrbablar aldiƣa yǝtküzǝr.
Соғат өз егисигә ишикни дағдам ечип берәр; Уни чоң әрбаблар алдиға йәткүзәр.
17 Dǝwa ⱪilƣanda, awwal sɵzligüqining sɵzliri orunluⱪ kɵrünǝr; Lekin ⱪarxi tǝrǝp soal ⱪoyup ixni sürüxtürǝr.
Дәва қилғанда, авал сөзлигүчиниң сөзлири орунлуқ көрүнәр; Лекин қарши тәрәп соал қоюп ишни сүрүштүрәр.
18 Qǝk taxlax jedǝllǝrni tügitǝr; Ƣojilarning arisidiki ixnimu ⱨǝl ⱪilar.
Чәк ташлаш җедәлләрни түгитәр; Ғоҗиларниң арисидики ишниму һәл қилар.
19 Rǝnjigǝn ⱪerindaxning kɵnglini elix mustǝⱨkǝm xǝⱨǝrni elixtinmu tǝs; Jedǝl-majira ⱪorƣanning taⱪaⱪ-baldaⱪliriƣa ohxaxtur.
Рәнҗигән қериндашниң көңлини елиш мустәһкәм шәһәрни елиштинму тәс; Җедәл-маҗира қорғанниң тақақ-балдақлириға охшаштур.
20 Adǝm [durus] sɵzligǝnlikidin ⱪorsiⱪi toⱪ bolar; Ɵz kɵnglidin qiⱪⱪan sɵzliridin mol ⱨosul alar.
Адәм [дурус] сөзлигәнлигидин қосиғи тоқ болар; Өз көңлидин чиққан сөзлиридин мол һосул алар.
21 Ⱨayat-mamat tilning ilkididur; Kimki uning tǝsirini ǝtiwarlisa uning mewisidin yǝr.
Һаят-мамат тилниң илкидидур; Кимки униң тәсирини әтиварлиса униң мевисидин йәр.
22 Hotunni tallap alƣan kixi yahxiliⱪ tapidu, U Pǝrwǝrdigarning mǝrⱨimitigǝ erixkǝn bolidu.
Хотунни таллап алған киши яхшилиқ тапиду, У Пәрвәрдигарниң мәрһимитигә еришкән болиду.
23 Miskinlǝr pǝs awazda yelinip sɵzlǝr; Bay bolsa ⱪopalliⱪ bilǝn jawab berǝr.
Мискинләр пәс авазда йелинип сөзләр; Бай болса қопаллиқ билән җавап берәр.
24 Dostni kɵp tutⱪan kixi harab bolar; Lekin ⱪerindaxtinmu yeⱪin baƣlanƣan bir dost bardur.
Достни көп тутқан киши харап болар; Лекин қериндаштинму йеқин бағланған бир дост бардур.

< Pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr 18 >