< Pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr 16 >
1 Kɵngüldiki niyǝtlǝr insanƣa tǝwǝdur; Biraⱪ tilning jawabi Pǝrwǝrdigarning ilkididur.
Көңүлдики нийәтләр инсанға тәвәдур; Бирақ тилниң җавави Пәрвәрдигарниң илкидидур.
2 Insan ɵzining ⱨǝmmǝ ⱪilƣan ixini pak dǝp bilǝr; Lekin ⱪǝlbdiki niyǝtlǝrni Pǝrwǝrdigar taraziƣa selip tartip kɵrǝr.
Инсан өзиниң һәммә қилған ишини пак дәп биләр; Лекин қәлбдики нийәтләрни Пәрвәрдигар таразиға селип тартип көрәр.
3 Niyǝt ⱪilƣan ixliringni Pǝrwǝrdigarƣa tapxurƣin, Xundaⱪ ⱪilƣanda pilanliring pixip qiⱪar.
Нийәт қилған ишлириңни Пәрвәрдигарға тапшурғин, Шундақ қилғанда планлириң пишип чиқар.
4 Pǝrwǝrdigar barliⱪ mǝwjudiyǝtning ⱨǝrbirini mǝlum mǝⱪsǝt bilǝn apiridǝ ⱪilƣan; Ⱨǝtta yamanlarnimu balayi’apǝt küni üqün yaratⱪandur.
Пәрвәрдигар барлиқ мәвҗудийәтниң һәр бирини мәлум мәхсәт билән апиридә қилған; Һәтта яманларниму балаю-апәт күни үчүн яратқандур.
5 Tǝkǝbburluⱪⱪa tolƣan kɵngüllǝrning ⱨǝrbiri Pǝrwǝrdigarƣa yirginqliktur; Ⱪol tutuxup birlǝxsimu, jazasiz ⱪalmas.
Тәкәббурлуққа толған көңүлләрниң һәр бири Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Қол тутушуп бирләшсиму, җазасиз қалмас.
6 Muⱨǝbbǝt-xǝpⱪǝt wǝ ⱨǝⱪiⱪǝt bilǝn gunaⱨlar kafarǝt ⱪilinip yepilar; Pǝrwǝrdigardin ǝyminix adǝmlǝrni yamanliⱪtin haliy ⱪilar.
Муһәббәт-шәпқәт вә һәқиқәт билән гуналар кафарәт қилинип йепилар; Пәрвәрдигардин әйминиш адәмләрни яманлиқтин халий қилар.
7 Adǝmning ixliri Pǝrwǝrdigarni hursǝn ⱪilsa, U ⱨǝtta düxmǝnlirinimu uning bilǝn inaⱪlaxturar.
Адәмниң ишлири Пәрвәрдигарни хурсән қилса, У һәтта дүшмәнлириниму униң билән енақлаштурар.
8 Ⱨalal alƣan az, Ⱨaram alƣan kɵptin ǝwzǝldur.
Һалал алған аз, Һарам алған көптин әвзәлдур.
9 Insan kɵnglidǝ ɵz yolini tohtitar; Əmma ⱪǝdǝmlirini toƣrilaydiƣan Pǝrwǝrdigardur.
Инсан көңлидә өз йолини тохтитар; Амма қәдәмлирини тоғрилайдиған Пәрвәрдигардур.
10 Ⱨǝtta padixaⱨning lǝwlirigǝ ⱪaritip ǝpsun oⱪulsimu, Uning aƣzi toƣra ⱨɵkümdin qǝtnimǝs.
Һәтта падишаниң ләвлиригә қаритип әпсун оқулсиму, Униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс.
11 Adil taraza-mizanlar Pǝrwǝrdigarƣa hastur; Taraza taxlirining ⱨǝmmisini U yasiƣandur.
Адил тараза-мизанлар Пәрвәрдигарға хастур; Тараза ташлириниң һәммисини У ясиғандур.
12 Padixaⱨ rǝzillik ⱪilsa yirginqliktur, Qünki tǝht ⱨǝⱪⱪaniyǝt bilǝnla mǝⱨkǝm turar.
Падиша рәзиллик қилса жиркиничликтур, Чүнки тәхт һәққанийәт биләнла мәһкәм турар.
13 Ⱨǝⱪⱪaniy sɵzligǝn lǝwlǝr padixaⱨlarning hursǝnlikidur; Ular durus sɵzligüqilǝrni yahxi kɵrǝr.
Һәққаний сөзлигән ләвләр падишаларниң хурсәнлигидур; Улар дурус сөзлигүчиләрни яхши көрәр.
14 Padixaⱨning ⱪǝⱨri goya ɵlümning ǝlqisidur; Biraⱪ dana kixi [uning ƣǝzipini] tinqlandurar.
Падишаһниң қәһри гоя өлүмниң әлчисидур; Бирақ дана киши [униң ғәзивини] тиничландурар.
15 Padixaⱨning qirayining nuri kixigǝ jan kirgüzǝr; Uning xǝpⱪiti waⱪtida yaƣⱪan «keyinki yamƣur»dur.
Падишаһниң чирайиниң нури кишигә җан киргүзәр; Униң шәпқити вақтида яққан «кейинки ямғур»дур.
16 Danaliⱪ elix altun elixtin nǝⱪǝdǝr ǝwzǝldur; Yorutuluxni tallax kümüxni tallaxtin xunqǝ üstündur!
Даналиқ елиш алтун елиштин нәқәдәр әвзәлдур; Йорутулушни таллаш күмүчни таллаштин шунчә үстүндур!
17 Durus adǝmning egiz kɵtürülgǝn yoli yamanliⱪtin ayrilixtur; Ɵz yoliƣa eⱨtiyat ⱪilƣan kixi jenini saⱪlap ⱪalar.
Дурус адәмниң егиз көтирилгән йоли яманлиқтин айрилиштур; Өз йолиға еһтият қилған киши җенини сақлап қалар.
18 Mǝƣrurluⱪ ⱨalak boluxtin awwal kelǝr, Tǝkǝbburluⱪ yiⱪilixtin awwal kelǝr.
Мәғрурлуқ һалак болуштин авал келәр, Тәкәббурлуқ жиқилиштин авал келәр.
19 Kǝmtǝr bolup miskinlǝr bilǝn bardi-kǝldidǝ bolux, Tǝkǝbburlar bilǝn ⱨaram mal bɵlüxkǝndin ǝwzǝldur.
Кәмтәр болуп мискинләр билән барди-кәлдидә болуш, Тәкәббурлар билән һарам мал бөлүшкәндин әвзәлдур.
20 Kimki ixni pǝm-parasǝt bilǝn ⱪilsa payda tapar; Pǝrwǝrdigarƣa tayanƣan bolsa, bǝht-saadǝt kɵrǝr.
Кимки ишни пәм-парасәт билән қилса пайда тапар; Пәрвәрдигарға таянған болса, бәхит-саадәт көрәр.
21 Kɵngli dana kixi sǝgǝk atilar; Yeⱪimliⱪ sɵzlǝr adǝmlǝrning bilimini axurar.
Көңли дана киши сәгәк атилар; Йеқимлиқ сөзләр адәмләрниң билимини ашурар.
22 Pǝm-parasǝt ɵzigǝ igǝ bolƣanlarƣa ⱨayatliⱪning buliⱪidur; Əⱪilsizlǝrgǝ tǝlim bǝrmǝkning ɵzi ǝⱪilsizliktur.
Пәм-парасәт өзигә егә болғанларға һаятлиқниң булиқидур; Әқилсизләргә тәлим бәрмәкниң өзи әқилсизликтур.
23 Aⱪilanǝ kixining ⱪǝlbi aƣzidin ǝⱪil qiⱪirar; Uning lǝwzigǝ bilimni ziyadǝ ⱪilar.
Ақиланә кишиниң қәлби ағзидин әқил чиқирар; Униң ләвзигә билимни зиядә қилар.
24 Yeⱪimliⱪ sɵzlǝr goya ⱨǝsǝldur; Kɵngüllǝrni hux ⱪilip tǝngǝ dawadur.
Йеқимлиқ сөзләр гоя һәсәлдур; Көңүлләрни хуш қилип тәнгә давадур.
25 Adǝm balisiƣa toƣridǝk kɵrünidiƣan bir yol bar, Lekin aⱪiwiti ⱨalakǝtkǝ baridiƣan yollardur.
Адәм балисиға тоғридәк көрүнидиған бир йол бар, Лекин ақивити һалакәткә баридиған йоллардур.
26 Ixligüqining ixtiyi uni ixⱪa salar; Uning ⱪarni uningƣa ⱨǝydǝkqilik ⱪilar.
Ишлигүчиниң иштийи уни ишқа салар; Униң қарни униңға һайдакчилик қилар.
27 Muttǝⱨǝm kixi yaman gǝpni kolap yürǝr; Uning lǝwliri lawuldap turƣan otⱪa ohxar.
Муттәһәм киши яман гәпни колап жүрәр; Униң ләвлири лавулдап турған отқа охшар.
28 Əgri adǝm jedǝl-majira tuƣdurƣuqidur; Ƣǝywǝtqi yeⱪin dostlarni ayriwetǝr.
Әгир адәм җедәл-маҗира туғдурғучидур; Ғәйвәтчи йеқин достларни айриветәр.
29 Zorawan kixi yeⱪin adimini azdurar; Uni yaman yolƣa baxlap kirǝr.
Зораван киши йеқин адимини аздурар; Уни яман йолға башлап кирәр.
30 Kɵzini yumuwalƣan kixi yaman niyǝtni oylar; Lewini qixligǝn kixi yamanliⱪⱪa tǝyyardur.
Көзини жумувалған киши яман нийәтни ойлар; Левини чишлигән киши яманлиққа тәйярдур.
31 Ⱨǝⱪⱪaniyǝt yolida aⱪarƣan qaq, Adǝmning xɵⱨrǝt tajidur.
Һәққанийәт йолида ақарған чач, Адәмниң шөһрәт таҗидур.
32 Asan aqqiⱪlimaydiƣan kixi palwandin ǝwzǝldur; Ɵzini tutuwalƣan xǝⱨǝr alƣandinmu üstündur.
Асан аччиқлимайдиған киши палвандин әвзәлдур; Өзини тутувалған шәһәр алғандинму үстүндур.
33 Qǝk etǝkkǝ taxlanƣini bilǝn, Lekin nǝtijisi pütünlǝy Pǝrwǝrdigardindur.
Чәк етәккә ташланғини билән, Лекин нәтиҗиси пүтүнләй Пәрвәрдигардиндур.