< Pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr 15 >
1 Mulayim jawab ƣǝzǝpni basar; Ⱪopal sɵz aqqiⱪni ⱪozƣar.
Мулайим җавап ғәзәпни басар; Қопал сөз аччиқни қозғар.
2 Aⱪilanilǝrning tili bilimni jari ⱪilar; Əhmǝⱪning aƣzi ⱪuruⱪ gǝp tɵkǝr.
Ақиланиләрниң тили билимни җари қилар; Ахмақниң ағзи қуруқ гәп төкәр.
3 Pǝrwǝrdigarning kɵzi ⱨǝr yǝrdǝ yürǝr; Yahxi-yamanlarni kɵrüp turar.
Пәрвәрдигарниң көзи һәр йәрдә жүрәр; Яхши-яманларни көрүп турар.
4 Xipa yǝtküzgüqi til huddi bir «ⱨayatliⱪ dǝrihi»dur; Tili ǝgrilik kixining roⱨini sundurar.
Шипа йәткүзгүчи тил худди бир «һаятлиқ дәриғи»дур; Тили әгирлик кишиниң роһини сундурар.
5 Əhmǝⱪ atisining tǝrbiyisigǝ pisǝnt ⱪilmas; Lekin atisining tǝnbiⱨigǝ ⱪulaⱪ salƣan zerǝk bolar.
Ахмақ атисиниң тәрбийисигә писәнт қилмас; Лекин атисиниң тәнбиһигә қулақ салған зерәк болар.
6 Ⱨǝⱪⱪaniyning ɵyidǝ gɵⱨǝrlǝr kɵptur; Biraⱪ yamanning tapawiti ɵzigǝ awariqilik tapar.
Һәққанийниң өйидә гөһәрләр көптур; Бирақ яманниң тапавити өзигә аваричилик тапар.
7 Dananing lǝwliri bilim tarⱪitar; Əhmǝⱪning kɵnglidin ⱨeq bilim qiⱪmas.
Дананиң ләвлири билим тарқитар; Ахмақниң көңлидин һеч билим чиқмас.
8 Yamanlarning ⱪurbanliⱪi Pǝrwǝrdigarƣa yirginqliktur; Duruslarning duasi Uning hursǝnlikidur.
Яманларниң қурбанлиғи Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Дурусларниң дуаси Униң хурсәнлигидур.
9 Yamanlarning yoli Pǝrwǝrdigarƣa yirginqliktur; Lekin ⱨǝⱪⱪaniyǝtni intilip izdigüqini U yahxi kɵrǝr.
Яманларниң йоли Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Лекин һәққанийәтни интилип издигүчини У яхши көрәр.
10 Toƣra yoldin qiⱪⱪanlar azabliⱪ tǝrbiyini kɵrǝr; Tǝnbiⱨgǝ ɵq bolƣuqi ɵlǝr.
Тоғра йолдин чиққанлар азаплиқ тәрбийини көрәр; Тәнбиһгә өч болғучи өләр.
11 Tǝⱨtisara wǝ ⱨalakǝt Pǝrwǝrdigarning kɵz aldida oquⱪ turƣan yǝrdǝ, Insan kɵnglidiki oy-pikirni ⱪandaⱪmu Uningdin yoxuralisun?! (Sheol )
Тәһтисара вә һалакәт Пәрвәрдигарниң көз алдида очуқ турған йәрдә, Инсан көңлидики ой-пикирни қандақму Униңдин йошуралисун?! (Sheol )
12 Ⱨakawur tǝnbiⱨ bǝrgüqini yaⱪturmas; U aⱪilanilǝrdin nǝsiⱨǝt elixⱪa barmas.
Һакавур тәнбиһ бәргүчини яқтурмас; У ақиланиләрдин несиһәт елишқа бармас.
13 Kɵngül xad bolsa, hux qiray bolar; Dǝrd-ǝlǝm tartsa, roⱨi sunar.
Көңүл шат болса, хуш чирай болар; Дәрд-әләм тартса, роһи сунар.
14 Yorutulƣan kɵngül bilimni izdǝr; Əⱪilsizning aƣzi nadanliⱪni ozuⱪ ⱪilar.
Йорутулған көңүл билимни издәр; Әқилсизниң ағзи наданлиқни озуқ қилар.
15 Ezilgǝnlǝrning ⱨǝmmǝ künliri tǝstǝ ɵtǝr; Biraⱪ xad kɵngül ⱨǝrkünini ⱨeyttǝk ɵtküzǝr.
Езилгәнләрниң һәммә күнлири тәстә өтәр; Бирақ шат көңүл һәр күнини һейттәк өткүзәр.
16 Zor bayliⱪ bilǝn biaramliⱪ tapⱪandin, Azƣa xükür ⱪilip, Pǝrwǝrdigardin ǝymǝngǝn ǝwzǝl.
Зор байлиқ билән беарамлиқ тапқандин, Азға шүкүр қилип, Пәрвәрдигардин әймәнгән әвзәл.
17 Nǝprǝt iqidǝ yegǝn bordaⱪ gɵxtǝ ⱪilinƣan katta ziyapǝttin, Meⱨir-muⱨǝbbǝt iqidǝ yegǝn kɵktat ǝwzǝl.
Нәпрәт ичидә йегән бордақ гөштә қилинған катта зияпәттин, Меһир-муһәббәт ичидә йегән көктат әвзәл.
18 Terikkǝk kixi jedǝl qiⱪirar; Eƣir-besiⱪ talax-tartixlarni tinqlandurar.
Териккәк киши җедәл чиқирар; Еғир-бесиқ талаш-тартишларни тиничландурар.
19 Ⱨurunning yoli tikǝnlik ⱪaxadur, Durus adǝmning yoli kɵtürülgǝn yoldǝk daƣdamdur.
Һорунниң йоли тикәнлик қашадур, Дурус адәмниң йоли көтирилгән йолдәк дағдамдур.
20 Dana oƣul atisini xad ⱪilar; Əⱪilsiz adǝm anisini kǝmsitǝr.
Дана оғул атисини шат қилар; Әқилсиз адәм анисини кәмситәр.
21 Əⱪli yoⱪ kixi ǝhmǝⱪliⱪi bilǝn huxtur; Yorutulƣan kixi yolini toƣrilap mangar.
Әқли йоқ киши ахмақлиғи билән хуштур; Йорутулған киши йолини тоғрилап маңар.
22 Mǝsliⱨǝtsiz ix ⱪilƣanda nixanlar ǝmǝlgǝ axmas; Mǝsliⱨǝtqi kɵp bolƣanda muddialar ǝmǝlgǝ axurular.
Мәслиһәтсиз иш қилғанда нишанлар әмәлгә ашмас; Мәслиһәтчи көп болғанда муддиалар әмәлгә ашурулар.
23 Kixigǝ jayida bǝrgǝn jawabidin hux bolar, Dǝl waⱪtida ⱪilƣan sɵz nǝⱪǝdǝr yahxidur!
Кишигә җайида бәргән җававидин хуш болар, Дәл вақтида қилған сөз нәқәдәр яхшидур!
24 Ⱨayatliⱪ yoli ǝⱪilliⱪ kixini yuⱪiriƣa baxlayduki, Uni qongⱪur tǝⱨtisaradin ⱪutⱪuzar. (Sheol )
Һаятлиқ йоли әқиллиқ кишини жуқуриға башлайдуки, Уни чоңқур тәһтисарадин қутқузар. (Sheol )
25 Pǝrwǝrdigar tǝkǝbburning ɵyini yuluwetǝr; Biraⱪ U tul hotunlarƣa pasillarni turƣuzar.
Пәрвәрдигар тәкәббурниң өйини жулуветәр; Бирақ У тул хотунларға пасилларни турғузар.
26 Yamanlarning oy-pikri Pǝrwǝrdigarƣa yirginqliktur; Biraⱪ sap dilning sɵzliri sɵyümlüktur.
Яманларниң ой-пикри Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Бирақ сап дилниң сөзлири сөйүмлүктур.
27 Aq kɵz kixi ɵz ailisigǝ awariqilik kǝltürǝr; Para elixⱪa nǝprǝtlǝngǝn kixi kün kɵrǝr.
Ач көз киши өз аилисигә аваричилик кәлтүрәр; Пара елишқа нәпрәтләнгән киши күн көрәр.
28 Ⱨǝⱪⱪaniy adǝm ⱪandaⱪ jawab berixtǝ ⱪayta-ⱪayta oylinar; Yaman adǝmning aƣzidin xumluⱪ tɵkülǝr.
Һәққаний адәм қандақ җавап бериштә қайта-қайта ойлинар; Яман адәмниң ағзидин шумлуқ төкүләр.
29 Pǝrwǝrdigar yaman adǝmdin yiraⱪtur; Biraⱪ U ⱨǝⱪⱪaniyning duasini anglar.
Пәрвәрдигар яман адәмдин жирақтур; Бирақ У һәққанийниң дуасини аңлар.
30 Hux kɵzlǝr kɵngülni xadlandurar; Hux hǝwǝr ustihanlarƣa gɵx-may ⱪondurar.
Хуш көзләр көңүлни шатландурар; Хуш хәвәр устиханларға гөш-май қондурар.
31 Ⱨayatliⱪⱪa elip baridiƣan tǝnbiⱨkǝ ⱪulaⱪ salƣan kixi danalarning ⱪataridin orun alar.
Һаятлиққа елип баридиған тәнбиһкә қулақ салған киши даналарниң қатаридин орун алар.
32 Tǝrbiyǝni rǝt ⱪilƣan ɵz jenini har ⱪilar; Tǝnbiⱨgǝ ⱪulaⱪ salƣan yorutular.
Тәрбийәни рәт қилған өз җенини хар қилар; Тәнбиһгә қулақ салған йорутулар.
33 Pǝrwǝrdigardin ⱪorⱪux adǝmgǝ danaliⱪ ɵgitǝr; Awwal kǝmtǝrlik bolsa, andin xɵⱨrǝt kelǝr.
Пәрвәрдигардин қорқуш адәмгә даналиқ үгитәр; Авал кәмтәрлик болса, андин шөһрәт келәр.