< Pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr 13 >
1 Dana oƣul atisining tǝrbiyisigǝ kɵngül ⱪoyar; Mǝshirǝ ⱪilƣuqi tǝnbiⱨkǝ ⱪulaⱪ salmas.
Дана оғул атисиниң тәрбийисигә көңүл қояр; Мәсқирә қилғучи тәнбиһкә қулақ салмас.
2 Adǝm durus eƣizining mewisidin ⱨuzurlinar; Tuzkorlar zorawanliⱪⱪa ⱨǝwǝs ⱪilip zorawanliⱪⱪa uqrar.
Адәм дурус еғизиниң мевисидин һозурлинар; Тузкорлар зораванлиққа һәвәс қилип зораванлиққа учрар.
3 Sɵzdǝ eⱨtiyatqan kixi jenini saⱪlap ⱪalar; Aƣzi ittik ⱨalakǝtkǝ uqrar.
Сөздә еһтиятчан киши җенини сақлап қалар; Ағзи иштик һалакәткә учрар.
4 Ⱨurunning arzu-tiliki bar, lekin erixǝlmǝs; Lekin tirixqan ǝtlinǝr.
Һорунниң арзу-тилиги бар, лекин еришәлмәс; Лекин тиришчан әтлинәр.
5 Ⱨǝⱪⱪaniy adǝm yalƣanqiliⱪtin yirginǝr; Ⱪǝbiⱨ bolsa sesip, xǝrmǝndǝ bolar.
Һәққаний адәм ялғанчилиқтин жиркинәр; Қәбиһ болса сесип, шәрмәндә болар.
6 Yoli durusni ⱨǝⱪⱪaniyǝt ⱪoƣdar; Lekin gunaⱨkarni rǝzillik yiⱪitar.
Йоли дурусни һәққанийәт қоғдар; Лекин гунакарни рәзиллик жиқитар.
7 Bǝzilǝr ɵzini bay kɵrsǝtkini bilǝn ǝmǝliyǝttǝ ⱪuruⱪ sɵlǝttur; Bǝzilǝr ɵzini yoⱪsul kɵrsǝtkini bilǝn zor bayliⱪliri bardur.
Бәзиләр өзини бай көрсәткини билән әмәлийәттә қуруқ сөләттур; Бәзиләр өзини йоқсул көрсәткини билән зор байлиқлири бардур.
8 Ɵz bayliⱪi gɵrügǝ tutulƣan bayning jeniƣa ara turar; Biraⱪ yoⱪsullar ⱨeq wǝⱨimini anglimas.
Өз байлиғи гөрүгә тутулған байниң җениға ара турар; Бирақ йоқсуллар һеч вәһимини аңлимас.
9 Ⱨǝⱪⱪaniy adǝmning nuri xadlinip parlar; Biraⱪ yaman adǝmning qiriƣi ɵqürülǝr.
Һәққаний адәмниң нури шатлинип парлар; Бирақ яман адәмниң чириғи өчүрүләр.
10 Kibirliktin pǝⱪǝt jedǝl-majirala qiⱪar; Danaliⱪ bolsa nǝsiⱨǝtni angliƣanlar bilǝn billidur.
Кибирликтин пәқәт җедәл-маҗирала чиқар; Даналиқ болса несиһәтни аңлиғанлар билән биллидур.
11 Ixlimǝy tapⱪan ⱨaram bayliⱪ bǝrikǝtsizdur; Tǝr tɵküp ⱨalal tapⱪan güllinǝr.
Ишлимәй тапқан һарам байлиқ бәрикәтсиздур; Тәр төкүп һалал тапқан гүллинәр.
12 Tǝlmürginigǝ kütüp erixǝlmǝslik kɵngülni sunuⱪ ⱪilar, Lekin tǝxnaliⱪta erixkini «ⱨayatliⱪ dǝrihi»dur.
Тәлмүргинигә күтүп еришәлмәслик көңүлни сунуқ қилар, Лекин тәшналиқта еришкини «һаятлиқ дәриғи»дур.
13 [Hudaning] kalam-sɵzigǝ pisǝnt ⱪilmiƣan adǝm gunaⱨning tɵlimigǝ ⱪǝrzdar bolar; Lekin pǝrmanni ⱪǝdirligǝn adǝm yahxiliⱪ kɵrǝr.
[Худаниң] калам-сөзигә писәнт қилмиған адәм гунаниң төлимигә қәриздар болар; Лекин пәрманни қәдирлигән адәм яхшилиқ көрәр.
14 Aⱪilanining tǝlimi ⱨayatliⱪ bǝrgüqi bulaⱪtur, U seni ɵlüm tuzaⱪliridin ⱪutuldurar.
Ақиланиниң тәлими һаятлиқ бәргүчи булақтур, У сени өлүм қапқанлиридин қутулдурар.
15 Aⱪilanilik adǝmni iltipatⱪa erixtürǝr; Biraⱪ tuzkorlarning yoli ǝgri-bügri, japaliⱪ bolar.
Ақиланилик адәмни илтипатқа ериштүрәр; Бирақ тузкорларниң йоли әгир-бүгри, җапалиқ болар.
16 Pǝm-parasǝtlik adǝm bilimi bilǝn ix kɵrǝr; Ⱨamaⱪǝt ɵz nadanliⱪini axkarilar.
Пәм-парасәтлик адәм билими билән иш көрәр; Һамақәт өз наданлиғини ашкарилар.
17 Rǝzil alaⱪiqi bala-ⱪazaƣa uqrar; Sadiⱪ ǝlqi bolsa dǝrdkǝ dǝrmandur.
Рәзил алақичи бала-қазаға учрар; Садиқ әлчи болса дәрдкә дәрмандур.
18 Tǝrbiyǝni rǝt ⱪilƣan adǝm namratlixip uyatⱪa ⱪalar; Əmma tǝnbiⱨni ⱪobul ⱪilƣan ⱨɵrmǝtkǝ erixǝr.
Тәрбийәни рәт қилған адәм намратлишип уятқа қалар; Амма тәнбиһни қобул қилған һөрмәткә еришәр.
19 Əmǝlgǝ axⱪan arzu kixigǝ xerin tuyular; Lekin ǝhmǝⱪlǝr yamanliⱪni taxlaxni yaman kɵrǝr.
Әмәлгә ашқан арзу кишигә шерин туюлар; Лекин ахмақлар яманлиқни ташлашни яман көрәр.
20 Aⱪilanilǝr bilǝn billǝ yürgǝn Dan. bolar; Biraⱪ ǝhmǝⱪlǝrgǝ ⱨǝmraⱨ bolƣan nalǝ-pǝryadta ⱪalar.
Ақиланиләр билән биллә жүргән Дан. болар; Бирақ ахмақларға һәмраһ болған налә-пәрядта қалар.
21 Bala-ⱪaza gunaⱨkarlarning kǝynidin besip mangar; Lekin ⱨǝⱪⱪaniylar yahxiliⱪning ǝjrini tapar.
Балайиқаза гунакарларниң кәйнидин бесип маңар; Лекин һәққанийлар яхшилиқниң әҗрини тапар.
22 Yahxi adǝm pǝrzǝntlirining pǝrzǝntlirigǝ miras ⱪaldurar; Gunaⱨkarlarning yiƣⱪan mal-dunyaliri ⱨǝⱪⱪaniylar üqün toplinar.
Яхши адәм пәрзәнтлириниң пәрзәнтлиригә мирас қалдурар; Гунакарларниң жиққан мал-дуниялири һәққанийлар үчүн топлинар.
23 Yoⱪsulning taxlanduⱪ yeri mol ⱨosul berǝr, Lekin adalǝtsizliktin u wǝyran bolar.
Йоқсулниң ташландуқ йери мол һосул берәр, Лекин адаләтсизликтин у вәйран болар.
24 Tayaⱪni ayiƣan kixi oƣlini yahxi kɵrmǝs; Balini sɵygǝn kixi uni ǝstayidil tǝrbiyilǝp jazalar.
Таяқни айиған киши оғлини яхши көрмәс; Балини сөйгән киши уни әстайидил тәрбийиләп җазалар.
25 Ⱨǝⱪⱪaniy adǝm kɵngli ⱪanaǝt tapⱪuqǝ ozuⱪ yǝr; Yamanning ⱪorsiⱪi aq ⱪalar.
Һәққаний адәм көңли қанаәт тапқичә озуқ йәр; Яманниң қосиғи ач қалар.