< Pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr 1 >
1 Israil padixaⱨi Dawutning oƣli Sulaymanning pǝnd-nǝsiⱨǝtliri: —
Исраил падишаси Давутниң оғли Сулайманниң пәнд-несиһәтлири: —
2 Bu pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr sanga ǝⱪil-parasǝt, ǝdǝp-ǝhlaⱪni ɵgitip, seni ibrǝtlik sɵzlǝrni qüxinidiƣan ⱪilidu;
Бу пәнд-несиһәтләр саңа әқил-парасәт, әдәп-әхлақни үгитип, сени ибрәтлик сөзләрни чүшинидиған қилиду;
3 sanga danaliⱪ, ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ, pǝm-parasǝt wǝ durusluⱪning yolyoruⱪ-tǝrbiyisini ⱪobul ⱪilduridu.
саңа даналиқ, һәққанийлиқ, пәм-парасәт вә дуруслуқниң йолйоруқ-тәрбийисини қобул қилдуриду.
4 Bu [pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr] nadanlarni zerǝk ⱪilip, yaxlarni bilimlik wǝ sǝzgür ⱪilidu;
Бу [пәнд-несиһәтләр] наданларни зерәк қилип, яшларни билимлик вә сәзгүр қилиду;
5 bularƣa ⱪulaⱪ selixi bilǝn danalar bilimini axuridu, yorutulƣan kixilǝr tehimu dana mǝsliⱨǝtkǝ erixidu,
буларға қулақ селиши билән даналар билимини ашуриду, йорутулған кишиләр техиму дана мәслиһәткә еришиду,
6 xundaⱪla pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr ⱨǝm tǝmsillǝrning mǝnisini, danixmǝnlǝrning ⱨekmǝtliri ⱨǝm tilsim sɵzlirini qüxinidiƣan ⱪilinidu.
шундақла пәнд-несиһәтләр һәм тәмсилләрниң мәнасини, данишмәнләрниң һекмәтлири һәм тилсим сөзлирини чүшинидиған қилиниду.
7 Pǝrwǝrdigardin ⱪorⱪux bilimning baxlinixidur; Əhmǝⱪlǝr danaliⱪni wǝ tǝrbiyini kɵzgǝ ilmaydu.
Пәрвәрдигардин қорқуш билимниң башлинишидур; Ахмақлар даналиқни вә тәрбийини көзгә илмайду.
8 I oƣlum, atangning tǝrbiyisigǝ ⱪulaⱪ sal, anangning sɵz-nǝsiⱨǝtidin ayrilma;
И оғлум, атаңниң тәрбийисигә қулақ сал, анаңниң сөз-несиһәтидин айрилма;
9 qünki ular sening bexingƣa taⱪalƣan gül qǝmbirǝk, boynungƣa esilƣan marjan bolidu.
чүнки улар сениң бешиңға тақалған гүл чәмбирәк, бойнуңға есилған марҗан болиду.
10 I oƣlum, yamanlar seni azdursa, ularƣa ǝgǝxmigin.
И оғлум, яманлар сени аздурса, уларға әгәшмигин.
11 Əgǝr ular: — Yür, tuzaⱪ ⱪurup adǝm ɵltürǝyli; Yoxuruniwelip, birǝr bigunaⱨ kǝlgǝndǝ urayli!
Әгәр улар: — Жүр, қапқан қуруп адәм өлтүрәйли; Йошурунивелип, бирәр бегуна кәлгәндә урайли!
12 Tǝⱨtisaradǝk ularni yutuwetǝyli, Saⱪ bolsimu, ⱨangƣa qüxkǝnlǝrdǝk ularni yiⱪitayli; (Sheol )
Тәһтисарадәк уларни жутуветәйли, Сақ болсиму, һаңға чүшкәнләрдәк уларни жиқитайли; (Sheol )
13 Ulardin hilmuhil ⱪimmǝtlik mal-dunyaƣa igǝ bolup, Ɵylirimizni olja bilǝn toldurimiz.
Улардин хилму-хил қиммәтлик мал-дунияға егә болуп, Өйлиримизни олҗа билән толдуримиз.
14 Biz bilǝn xerik bol, Ⱨǝmyanimiz bir bolsun, desǝ, —
Биз билән шерик бол, Һәмянимиз бир болсун, десә, —
15 I oƣlum, ularƣa yoldax bolma, Ɵzüngni ularning izidin neri ⱪil!
И оғлум, уларға йолдаш болма, Өзүңни уларниң изидин нери қил!
16 Qünki ularning putliri rǝzillikkǝ yügüridu, Ⱪolini ⱪan ⱪilix üqün aldiraydu.
Чүнки уларниң путлири рәзилликкә жүгүриду, Қолини қан қилиш үчүн алдирайду.
17 Ⱨǝrⱪandaⱪ uqar ⱪanat tuyup ⱪalƣanda tuzaⱪ ⱪoyux bikar awariqiliktur;
Һәр қандақ учарқанат туюп қалғанда қапқан қоюш бекар аваричиликтур;
18 Lekin bular dǝl ɵz ⱪenini tɵküx üqün saⱪlaydu; Ɵz janliriƣa zamin boluxni kütidu.
Лекин булар дәл өз қенини төкүш үчүн сақлайду; Өз җанлириға замин болушни күтиду.
19 Nǝpsi yoƣinap kǝtkǝn ⱨǝrbir adǝmning yollirining aⱪiwiti mana xundaⱪ; [Ⱨaram mal-dunya] ɵz igilirining jenini alidu.
Нәпси йоғинап кәткән һәр бир адәмниң йоллириниң ақивити мана шундақ; [Һарам мал-дуния] өз егилириниң җенини алиду.
20 [Büyük] danaliⱪ koqida oquⱪ-axkara hitab ⱪilmaⱪta, Qong mǝydanlarda sadasini anglatmaⱪta.
[Бүйүк] даналиқ кочида очуқ-ашкарә хитап қилмақта, Чоң мәйданларда садасини аңлатмақта.
21 Koqa doⱪmuxlirida adǝmlǝrni qaⱪirmaⱪta, Xǝⱨǝr dǝrwazilirida sɵzlirini jakarlimaⱪta: —
Коча доқмушлирида адәмләрни чақирмақта, Шәһәр дәрвазилирида сөзлирини җакалимақта: —
22 I saddilar, ⱪaqanƣiqǝ muxundaⱪ nadanliⱪⱪa berilisilǝr? Mǝshirǝ ⱪilƣuqilar ⱪaqanƣiqǝ mǝshiriliktin ⱨuzur alsun? Əhmǝⱪlǝr ⱪaqanƣiqǝ bilimdin nǝprǝtlǝnsun?!
И саддилар, қачанғичә мошундақ наданлиққа берилисиләр? Мәсқирә қилғучилар қачанғичә мәсқириликтин һозур алсун? Ахмақлар қачанғичә билимдин нәпрәтләнсун?!
23 Tǝnbiⱨlirimgǝ ⱪulaⱪ selip mangƣan yolunglardin yanƣan bolsanglar idi! Roⱨimni silǝrgǝ tɵküp berǝttim, Sɵzlirimni silǝrgǝ bildürgǝn bolattim.
Тәнбиһлиримгә қулақ селип маңған йолуңлардин янған болсаңлар еди! Роһумни силәргә төкүп берәттим, Сөзлиримни силәргә билдүргән болаттим.
24 Lekin qaⱪirsam, anglimidinglar; Ⱪolumni uzartsam, ⱨeqⱪaysinglar ⱪarimidinglar.
Лекин чақирсам, аңлимидиңлар; Қолумни узартсам, һеч қайсиңлар қаримидиңлар.
25 Nǝsiⱨǝtlirimning ⱨǝmmisigǝ pǝrwa ⱪilmidinglar, Tǝnbiⱨimni anglaxni ⱪilqǝ halimidinglar.
Несиһәтлиримниң һәммисигә пәрва қилмидиңлар, Тәнбиһимни аңлашни қилчә халимидиңлар.
26 Xunga, bexinglarƣa bala-ⱪaza kǝlgǝndǝ külimǝn, Wǝⱨimǝ silǝrgǝ yetixi bilǝn mǝshirǝ ⱪilimǝn.
Шуңа, бешиңларға балаю-қаза кәлгәндә күлимән, Вәһимә силәргә йетиши билән мәсқирә қилимән.
27 Ⱨalakǝt elip kǝlgǝn wǝⱨimǝ üstünglǝrgǝ qüxkǝndǝ, Wǝyranqiliⱪ silǝrgǝ ⱪuyuntazdǝk kǝlgǝndǝ, Silǝr eƣir ⱪayƣuƣa wǝ azabⱪa muptila bolƣininglarda —
Һалакәт елип кәлгән вәһимә үстүңләргә чүшкәндә, Вәйранчилиқ силәргә қуюнтаздәк кәлгәндә, Силәр еғир қайғуға вә азапқа муптила болғиниңларда —
28 U qaƣda muxu kixilǝr mǝndin ɵtünüp qaⱪiridu, Mǝn pǝrwa ⱪilmaymǝn, Meni tǝlmürüp izdisimu, tapalmaydu.
У чағда мошу кишиләр мәндин өтүнүп чақириду, Мән пәрва қилмаймән, Мени тәлмүрүп издисиму, тапалмайду.
29 Ular bilimgǝ nǝprǝtlǝnginidin, Pǝrwǝrdigardin ǝyminixni tallimiƣinidin,
Улар билимгә нәпрәтләнгинидин, Пәрвәрдигардин әйминишни таллимиғинидин,
30 Mening nǝsiⱨitimni ⱪilqǝ ⱪobul ⱪilƣusi yoⱪluⱪidin, Tǝnbiⱨimgimu pǝrwa ⱪilmiƣininglardin,
Мениң нәсиһитимни қилчә қобул қилғуси йоқлуғидин, Тәнбиһимгиму пәрва қилмиғиниңлардин,
31 Ular ɵz bexini yǝydu, Ɵz ⱪǝstliridin toluⱪ azab tartidu;
Улар өз бешини йәйду, Өз қәстлиридин толуқ азап тартиду;
32 Qünki saddilarning yoldin qiⱪixi ɵz jeniƣa zamin bolidu; Əhmǝⱪlǝr raⱨǝtlik turmuxidin ɵzlirini ⱨalak ⱪilidu.
Чүнки саддиларниң йолдин чиқиши өз җениға замин болиду; Ахмақлар раһәтлик турмушидин өзлирини һалак қилиду.
33 Lekin manga ⱪulaⱪ salƣanlar aman-esǝn yaxaydu, Bala-ⱪazalardin, ƣǝm-ǝndixlǝrdin haliy bolup, hatirjǝm turidu.
Лекин маңа қулақ салғанлар аман-есән яшайду, Балаю-қазалардин, ғәм-әндишләрдин халий болуп, хатирҗәм туриду.