< Filippiliⱪlarƣa 3 >

1 Ahirida, ǝy ⱪerindaxlirim, Rǝbdǝ xadlininglar! Bularni silǝrgǝ ⱪayta yezix mǝn üqün awariqilik ǝmǝs, bǝlki silǝrgǝ amanliⱪ elip kelidu.
Ахирида, әй қериндашлирим, Рәбдә шатлиниңлар! Буларни силәргә қайта йезиш мән үчүн аваричилик әмәс, бәлки силәргә аманлиқ елип келиду.
2 Itlardin ⱨezi bolunglar, yamanliⱪ ⱪilƣuqilardin ⱨezi bolunglar, «tilim-tilim kǝsküqilǝr»din ⱨezi bolunglar!
Иштлардин һези болуңлар, яманлиқ қилғучилардин һези болуңлар, «тилим-тилим кәскүчиләр»дин һези болуңлар!
3 Qünki ⱨǝⱪiⱪiy sünnǝtliklǝr bolsa Hudaning Roⱨi arⱪiliⱪ ibadǝt ⱪilƣuqi, Mǝsiⱨ Əysadin pǝhirlinip tǝntǝnǝ ⱪilƣuqi, ǝtkǝ tayanmaydiƣan bizlǝrdurmiz.
Чүнки һәқиқий сүннәтликләр болса Худаниң Роһи арқилиқ ибадәт қилғучи, Мәсиһ Әйсадин пәхирлинип тәнтәнә қилғучи, әткә таянмайдиған бизләрдурмиз.
4 Meningmu ǝtkǝ tayanƣuqilikim bar! Baxⱪilar «ɵz ǝtlirimgǝ tayansam bolidu» desǝ, mǝn tehimu xundaⱪ;
Мениңму әткә таянғичилигим бар! Башқилар «өз әтлиримгә таянсам болиду» десә, мән техиму шундақ;
5 sünnǝtkǝ kǝlsǝk, mǝn tuƣulup sǝkkizinqi küni sünnǝt ⱪilindim; Israil millitidin, Binyaminning ⱪǝbilisidinmǝn, «Ibraniylarning ibraniyisi»mǝn; Tǝwrat-ⱪanuni tǝrǝptin eytⱪanda, «Pǝrisiy» mǝzⱨipidimu bolƣanmǝn;
сүннәткә кәлсәк, мән туғулуп сәккизинчи күни сүннәт қилиндим; Исраил миллитидин, Биняминниң қәбилисидинмән, «Ибранийларниң ибранийиси»мән; Тәврат-қануни тәрәптин ейтқанда, «Пәрисий» мәзһипидиму болғанмән;
6 Hudaƣa bolƣan ⱪizƣinliⱪimƣa kǝlsǝk, jamaǝtkǝ ziyankǝxlik ⱪilƣuqi idim; Tǝwrat ⱪanuni tǝlǝp ⱪilƣan ⱨǝⱪⱪaniyliⱪⱪa kǝlsǝk, ǝyibisiz idim;
Худаға болған қизғинлиғимға кәлсәк, җамаәткә зиянкәшлик қилғучи едим; Тәврат қануни тәләп қилған һәққанийлиққа кәлсәк, әйивисиз едим;
7 ǝmma manga nemǝ ix «paydiliⱪ» bolsa, bularni Mǝsiⱨ sǝwǝbidin ziyanliⱪ dǝp ⱨesablidim;
амма маңа немә иш «пайдилиқ» болса, буларни Мәсиһ сәвәвидин зиянлиқ дәп һесаплидим;
8 Mǝsiⱨ Əysa Rǝbbimni tonuxning ǝwzǝlliki wǝjidin, mǝn baxⱪa ⱨǝmmǝ ixni ziyanliⱪ dǝp ⱨesablaymǝn; mǝn dǝrwǝⱪǝ Uning üqünmu ⱨǝmmidin mǝⱨrum bolƣan; bǝrⱨǝⱪ, Mǝsiⱨkǝ erixixim üqün bularni nijasǝt dǝp ⱨesablaymǝnki,
Мәсиһ Әйса Рәббимни тонушниң әвзәллиги вәҗидин, мән башқа һәммә ишни зиянлиқ дәп һесаплаймән; мән дәрвәқә Униң үчүнму һәммидин мәһрум болған; бәрһәқ, Мәсиһкә еришишим үчүн буларни ниҗасәт дәп һесаплаймәнки,
9 Mǝsiⱨtǝ bolup, ɵzümdiki ⱪandaⱪtur ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ (Tǝwrat ⱪanunidin qiⱪⱪan ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ)tin waz keqip, Mǝsiⱨning etiⱪad-sadiⱪliⱪi arⱪiliⱪ bolƣan ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ, yǝni etiⱪad arⱪiliⱪ Hudadin bolƣan ⱨǝⱪⱪaniyliⱪⱪa erixǝlǝymǝn;
Мәсиһтә болуп, өзүмдики қандақтур һәққанийлиқ (Тәврат қанунидин чиққан һәққанийлиқ)тин ваз кечип, Мәсиһниң етиқат-садиқлиғи арқилиқ болған һәққанийлиқ, йәни етиқат арқилиқ Худадин болған һәққанийлиққа еришәләймән;
10 muddiayim Uni tonuxtur, — yǝni Uning ɵlüp tirilixining küq-ⱪudritidǝ yaxap, Uning azabliriƣa sirdax-ⱨǝmdǝmliktǝ bolup, Uning ɵlümini ülgǝ ⱪilip ɵzgǝrtilip,
муддиайим Уни тонуштур, — йәни Униң өлүп тирилишиниң күч-қудритидә яшап, Униң азаплириға сирдаш-һәмдәмликтә болуп, Униң өлүмини үлгә қилип өзгәртилип,
11 xundaⱪla mumkin ⱪǝdǝr ɵlümdin tirilixkǝ yetixni muddia ⱪilimǝn.
шундақла мүмкин қәдәр өлүмдин тирилишкә йетишни муддиа қилимән.
12 Ularƣa erixtim yaki kamalǝtkǝ yǝttim demǝkqi ǝmǝsmǝn; lekin Mǝsiⱨ Əysaning meni tutuwelixida bolƣan muddia-nixanini ɵzüm tutuwalsam dǝp qepip yürmǝktimǝn.
Уларға ериштим яки камаләткә йәттим демәкчи әмәсмән; лекин Мәсиһ Әйсаниң мени тутувелишида болған муддиа-нишанини өзүм тутувалсам дәп чепип жүрмәктимән.
13 Ⱪerindaxlar, mǝn ɵzümni uni tutuwaldim dǝp ⱪarimaymǝn. Pǝⱪǝt xu bir ixnila ⱪilimǝnki, ɵtüp kǝtkǝn ixlarni untup, aldimdiki ixlarƣa intilip,
Қериндашлар, мән өзүмни уни тутувалдим дәп қаримаймән. Пәқәт шу бир ишнила қилимәнки, өтүп кәткән ишларни унтуп, алдимдики ишларға интилип,
14 nixanni ⱪoƣlap, Hudaning Mǝsiⱨ Əysada bolƣan büyük qaⱪiriⱪidiki in’amiƣa ⱪarap qepip yürmǝktimǝn.
нишанни қоғлап, Худаниң Мәсиһ Әйсада болған бүйүк чақириқидики инъамиға қарап чепип жүрмәктимән.
15 Əmdi arimizdin kimki pixip yetilgǝn bolsa xu oy-mǝⱪsǝttǝ bolayli. Əgǝr baxⱪiqǝ oy-mǝⱪsǝttǝ bolsanglar, Huda bunimu silǝrgǝ kɵrsitip beridu.
Әнди аримиздин кимки пишип йетилгән болса шу ой-мәхсәттә болайли. Әгәр башқичә ой-мәхсәттә болсаңлар, Худа буниму силәргә көрситип бериду.
16 Ⱪandaⱪla bolmisun, ⱪandaⱪ ɵlqǝmgǝ yǝtkǝn bolsaⱪ, xu ɵlqǝm boyiqǝ ⱪǝdǝm besiwerǝyli.
Қандақла болмисун, қандақ өлчәмгә йәткән болсақ, шу өлчәм бойичә қәдәм бесиверәйли.
17 Meni ülgǝ ⱪilip ǝgixinglar, ǝy ⱪerindaxlar, xundaⱪla biz silǝrgǝ tiklǝp bǝrgǝn nǝmunǝ boyiqǝ ohxax yolda mangƣanlarƣimu kɵzünglarni tikip, ulardin ɵgininglar.
Мени үлгә қилип әгишиңлар, әй қериндашлар, шундақла биз силәргә тикләп бәргән нәмунә бойичә охшаш йолда маңғанларғиму көзүңларни тикип, улардин үгиниңлар.
18 Qünki silǝrgǝ kɵp ⱪetim eytⱪinimdǝk, wǝ ⱨazirmu kɵz yaxlirim bilǝn ⱪayta eytimǝnki, nurƣun kixilǝr Mǝsiⱨning krestiƣa düxmǝn bolup mangmaⱪta.
Чүнки силәргә көп қетим ейтқинимдәк, вә һазирму көз яшлирим билән қайта ейтимәнки, нурғун кишиләр Мәсиһниң крестиға дүшмән болуп маңмақта.
19 Ularning aⱪiwiti ⱨalakǝttur, hudasi ɵzining ⱪarnidur, xǝripi ⱪilip mahtanƣini ɵz nomussizliⱪidur, oyliƣanliri pǝⱪǝt bu dunyadiki ixlardur.
Уларниң ақивити һалакәттур, худаси өзиниң қарнидур, шәриви қилип махтанғини өз номуссизлиғидур, ойлиғанлири пәқәт бу дуниядики ишлардур.
20 Ⱨalbuki, bizning puⱪraliⱪimiz bolsa ǝrxtidur, biz dǝl xu yǝrdin Nijatkarning qüxüxini intizarliⱪ bilǝn kütmǝktimiz — U bolsa Rǝbbimiz Əysa Mǝsiⱨdur.
Һалбуки, бизниң пухралиғимиз болса әрштидур, биз дәл шу йәрдин Ниҗаткарниң чүшүшини интизарлиқ билән күтмәктимиз — У болса Рәббимиз Әйса Мәсиһдур.
21 U barliⱪ mǝwjudatlarni Ɵzigǝ boysunduridiƣan ⱪudriti boyiqǝ bizning ǝbgar bu tenimizni ɵzgǝrtip, Ɵzining xan-xǝrǝplik tenigǝ ohxax ⱨalƣa kǝltüridu.
У барлиқ мәвҗудатларни Өзигә бойсундуридиған қудрити бойичә бизниң әбгар бу тенимизни өзгәртип, Өзиниң шан-шәрәплик тенигә охшаш һалға кәлтүриду.

< Filippiliⱪlarƣa 3 >